Қанун шәрһи 6:1—25

6  Ушбу Йәһва Худайиңлар силәргә әмир қилған вәсийәтләр, тохтамлар вә қанунлар. Варислиққа алидиған зиминға өткәндә дурус иш қилишиңлар үчүн, бу пәрманларға силәрни үгитишни буйриди.  Сән Йәһва Яратқучиңдин қорқушқа вә Униң барлиқ вәсийәтлиригә өзәң һәм оғлуң вә нәврәң һаятиңларниң барлиқ күнлиридә әмәл қилишқа үгинишни җекиләймән. Пәқәт шундақ қилсаңлар, өмрүңлар шу йәрдә давамлишиду.  Демәк, Исраил, қулақ селип, буларни орунлашқа тиришқин. Шундақ қилсаң, сән интайин көпийисән, чүнки атилириңниң Худаси Өзи ейтқандәк, саңа сүт билән һәсәл ақидиған йәрни һәдийә қилмақта. Мошу тохтамлар билән қанунларни Йәһва Рәб Исраил оғуллириға улар Мисир йеридин чиққандин кейин чөлдә бәргән еди.  Исраил, тиңшиғин: бизниң Пәрвәрдигаримиз Йәһва – У ялғуз Йәһвадур!  Худайиң Йәһвани пүтүн жүригиң, пүтүн җениң һәм пүтүн күчүң билән сөйгин.  Мән бүгүн саңа вәсийәт қиливатқан мәзкүр сөзләр жүригиңдә вә қәлбиңдә болғай.  Бу сөзләрни балилириңниң вуҗудиға салғин, улар һәққидә өйүңдә олтарғанда, йолда маңғанда, өрә турғанда вә ятқанда тәкрар ейтип үгәткин.  Уларни бәлгү ретидә қолға бағлиғандәк вә пешанигә тасма бағлиғандәк әстә тутқин.  Шуниңдәкла уларни ишикләрниң янлириға вә дәрвазилириңларда йезип қоюңлар. 10  Йәһва Тәңриң сени Өзи қәсәм билән әҗдатлириң Ибраһимға, Исһаққа вә Яқупқа вәдә қилған йәргә әкиргәндә, сән салмиған чоң вә яхши шәһәрләрни беримән дегәнди. 11  Шундақла сән топлимиған байлиқларға толған өйләрни, сән таштин қазмиған қудуқларни, сән тикмигән үзүмзарлиқлар билән зәйтун дәрәқлирини бериду. Шу вақитта сән тойғичә улардин пайдилинисән һәм йәйсән. 12  Шу чағда пәхәс болғин: жүригиң алдинип, сени қуллуқ өйидин, Мисир зиминидин ачиққан Йәһва Худайиңни унтуп қалма. 13  Пәқәт Яратқучиң Йәһвадин қорққин, бир Униңға хизмәт қилғин вә Униңға чаплишип, пәқәт Униң исми биләнла қәсәм ичкин. 14  Башқа худаларға әгәшмәңлар, әтрапиңлардики хәлиқларниң илаһлириға сәҗдә қилмаңлар. 15  Чүнки сениң Худайиң Йәһва мутлақ вапалиқни тәләп қилидиған Илаһтур. Болмиса Униң ғәзиви қайнап, Йәһва Худа сени чапсанла йәр йүзидин қирип ташлайду. 16  Худайиңлар Йәһвани силәр Массада синиғандәк башқа синимаңлар. 17  Йәһва Пәрвәрдигарниң вәсийәтлирини вә У саңа бәргән вәһийлири билән тохтамлирини мәккәм сақлиғин. 18  Адиллиқни вә яхшилиқни Йәһваниң көз алдида қилғин. Шу чағдила Йәһва Худа атилириңға қәсәм арқилиқ вәдилигән яхши йәрни мирасқа елип, униңға кирип, шу йәрдә бәхитлик яшалайсән. 19  Шундақла Йәһва Өзи ейтқандәк, У көз алдиңдин барлиқ дүшмәнлириңни қоғлап бәрсун. 20  Әгәр кейинки вақитларда оғлуң сениңдин: “Силәргә Худайимиз Йәһва бәргән бу аянлар, тохтамлар һәм қанунлар немини билдүриду?”― дәп сориса, 21  оғлуңға мундақ җавап қайтурғин: “Биз Мисирдики пирәвнниң қуллири болған едуқ, лекин Йәһва күчлүк қолини көтирип бизни Мисирдин ачиқти. 22  Йәһва көз алдимизда Мисирниң падишаси пирәвн, униң өйи вә әскири үстидин бүйүк бәлгүләрни, мөҗүзиләрни вә җазаларни көрсәтти. 23  У бизни болса, яхши йәрни мирасқа бериш үчүн, шу йәрдин ачиқти. 24  Барлиқ бу тохтамларни Йәһва бизгә вәсийәт қилғини, биз уларни орунлап, һаятимизни һазирқидәк сақлап, өмримизниң барлиқ күнлиридә Йәһва Худайимиздин қорқуп, бәхитлик яшишимиз үчүндур. 25  Мошуниңға әмәл қилсақ, биз һәққанийлардин болимиз. Әгәр биз барлиқ Қанунниң тәләплирини Йәһваниң көз алдида, У бизгә буйриғандәк, тиришип орунлисақ, бизниң һәққанийлиғимиз шуниңдин ибарәт болиду”.

Изаһәтләр