Мәзмунға өтүш

Бәйтәлни зиярәт қилиш

Сизни филиаллиримизни зиярәт қилишқа сәмимий тәклип қилимиз, уларниң һәммисини умумий Бәйтәл дәп атаймиз. Бәзи филиалларда өз алдиға зиярәт қилиш орунлаштурулған.

Tours Resumed: In many countries, we resumed tours of our branch offices on June 1, 2023. For details, contact the branch you would like to tour. Please do not visit if you test positive for COVID-19, display cold or flu-like symptoms, or have recently been exposed to someone who tested positive for COVID-19.

Җәнубий Африка

Көргәзмиләр

Меһманларни қобул қилиш мәркизи № 1

Экскурсия давамида көрситилидиған бирнәччә видеолар Бәйтәлдә қандақ ишлар қилинидиғанлиғини вә бу ибадитимизни қандақ қоллайдиғанлиғини чүшинишкә ярдәм бериду.

Меһманларни қобул қилиш мәркизи № 2 (басмихана). Әдәбиятлиримизни йәрлик тилларға тәрҗимә қилиш вә бесип чиқиришниң муһимлиғини тәкитләйдиған видеолар көрситилиду. Мәхсус җайдин сиз төвәндики басма машинисиниң қандақ ишләйдиғанлиғини көрәләйсиз. Муқәддәс китап көргәзмисидин болса, Худаниң исми бәзи йәрлик тиллардики Муқәддәс китап тәрҗимилиридә ишлитилиш тарихи тоғрилиқ биливалалайсиз.

Меһманларни қобул қилиш мәркизи № 3 (басмихана). Жуқуридики мәхсус җайдин қатар-қатар тизилгән әдәбиятларниң һәммисини көрәләйсиз. Шундақла сизгә қапланған әдәбиятларниң қәйәрләргә әвәтилидиғанлиғи көрситилиду. Йәнә бу йәрдә Ибадәт өйлирини қуруш ишлири, әдәбиятларни йәткүзүш, аудио вә видео нәширләрни ишләп чиқириш тоғрилиқ видеолар көрситилиду.

Қошумчә мәлумат. Бәйтәлниң территориясидә бир бенадин иккинчисигә йетиш үчүн мәхсус автобуслар уюштурулған. Меһманлар дәм елидиған җайда, зиярәт қилғучилар баққа охшаш бу гөзәл йәрни сәйлә қилип, өзлири билән елип кәлгән тамақларни йәп, дәм алса болиду.

Адреси вә телефон номери

Хәритидин қараш