Мәзмунға өтүш

МУҚӘДДӘС КИТАП ҺАЯТНИ ӨЗГӘРТИДУ

Улар «интайин қиммәт баһалиқ бир мәрвайитни» тапти

Улар «интайин қиммәт баһалиқ бир мәрвайитни» тапти

 Әйса пәйғәмбәр инсанларниң һәммә қийинчилиқлирини Худа Падишалиғи һәл қилиду дәп үгәткән (Мәтта 6:10). Мәтта 13:44—46дә У Худа Падишалиғи тоғрисидики һәқиқәтниң қиммитини көрситиш үчүн икки мисални кәлтүрди.

  •   Бир киши етизда ишләватқанда, ойлимиған йәрдин йошурун ғәзнини тепивалған.

  •   Есил мәрвайитләрни издәватқан сәяһәтчи содигәр бир қиммәт мәрвайитни тепивалди.

 Һәр иккилиси тапқан ғәзнисини елиш үчүн барлиқ нәрсилирини хошаллиқ билән сетивәтти. У кишиләр Падишалиқни шунчилик қәдирлиши вә униң бәрикитигә еришиш үчүн зор қурбанлиққа баридиған адәмләрни тәсвирлигән(Луқа 18:29, 30). Бу видеода Әйсаниң ейтип бәргән әрләргә охшайдиған икки кишиниң һекайисини көрүң.