МУҚӘДДӘС КИТАП ҺАЯТНИ ӨЗГӘРТИДУ
Атам билән ахири яришивалдим
ТУҒУЛҒАН ЖИЛИ: 1954
ДӨЛИТИ: Филиппин
ҚИСҚИЧӘ МӘЛУМАТ: Рәһимсиз атисидин қечип кәтти
ӨТМҮШТИКИ ҺАЯТИМ
Көплигән туристлар Филиппиндики Пагсаньян шәһириниң йенида җайлашқан даңлиқ шарқиратмиларни зиярәт қилиду. Атам Нардо Лерон шу йәрдә кәмбәғәл аилидә өсти. У һөкүмәттә, сақчиларниң вә хизмәтдашларниң арисида парихорлуқни көрүп, үмүтсизлинип, аччиқлинип кәтти.
Ата-анам сәккиз балисини беқиш үчүн тәр төкүп әмгәк қилатти. Өйдә узақ вақит болмай, тағларда зираәтләрни өстүрәтти. Акам Роделио иккимиз башқа балиларға ғәмхорлуқ қилишимиз керәк еди. Биз пат-пат ач қосақ жүрәттуқ. Балилиқ чеғимизда күлүп-ойнашқа вақтимиз йоқ еди. Һәрбиримиз йәттә йешимиздин башлап етизда ишләп, қия тағ йоллирида кокослар уюлған еғир жүкләрни тошуған едуқ. Жүк һәддидин ташқири еғир болған чағда, уни сөрәп жүрүшкә тоғри келәтти.
Атимиз бизни айимай уратти. Амма униң апамни уруп-соққанлиғини көргәндә, жүригимиз көйүп, ечишатти. Уни тохтитишқа қанчә тиришсақму, күчимиз һеч йәтмиди. Шуңа Роделио иккимиз чоң болғанда атимизни өлтүрүветимиз дәп келишивалдуқ. Бизгә болған меһир-шәпқити һәм муһәббити мол ата мениң үчүн арман еди!
Атамниң зораванлиғиға тоюп кәткәнлигим шуки, ғәзәплинип, өйдин кетип қалдим. Йешим 14тә еди. Бираз вақит кочиларда яшап, нәшә чекишни башлидим. Ахири, қейиқчи болуп ишләп, сәяһәтчиләрни шарқиратмиларға апиридиған болдум.
Бирнәччә жилдин кейин мән Манила шәһиридики университетқа чүштүм. Лекин дәм елиш күнлири Пагсаньянға берип ишлигиним сәвәвидин, оқушқа вақтим қалматти. Һаятим еғир вә мәнасиз еди. Буниңдин ташқири, нәшә қәлбимдики беарамлиқни басмайдиған болди. Шуңа мән метамфетамин, кокаин вә героин охшаш күчлүк наркотикларни истимал қилишни башлидим. Наркотик истимал қилиш пат-пат җинсий әхлақсизлиққа елип келәтти. Һәр күни мән намратлиқ, адаләтсизлик вә азап-оқубәтләрни көрәттим. Буниң үчүн һөкүмәтни әйипләп, уни өч көрдүм. «Немә үчүн һаят шунчилик қийин?» дәп Худаға ялвураттим. Җававини һәр түрлүк динларда издидим, амма буниң һеч нәтиҗиси чиқмиди. Өз ойлиримни унтуш үчүн техиму көп наркотикларни истимал қилдим.
1972-жили Филиппиндики студентлар һөкүмәткә наразилиғини билдүрүш үчүн намайишларни уюштурди. Шу намайишларниң биригә мәнму қатнаштим. Амма униң ахири зораванлиққа айланди. Көп адәмләр қамаққа елинди. Бирнәччә айдин кейин пүткүл дөләт бойичә һәрбий һаләт елан қилинди.
Исиянға қатнашқанлиғим үчүн һөкүмәттин қорқуп, қайтидин кочиларда яшайдиған болдум. Наркотикларға пул тепиш үчүн оғрилиқ қилаттим. Ахири, пулни дәп байлар вә чәт әлликләр билән җинсий алақидә болаттим. Яшаймәнму, өлүмәнму — мениң үчүн бәри бир еди.
Шу мәзгилдә апам билән иним Йәһва гувачилири билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишни башлиди. Атам буниңға ғәзәплинип, уларниң Муқәддәс китапқа асасланған әдәбиятлирини көйдүрүвәтти. Амма иккилиси қарарда чиң туруп, чөмдүрүлүш рәсимидин өтүп Йәһва гувачилири болди.
Бир күни Гувачиларниң бири атамға кәлгүсидә пүткүл йәр йүзи бойичә адаләт һөкүм сүридиғанлиғи тоғрилиқ Муқәддәс китаптики вәдә билән бөлүшкән (Зәбур 72:12—14). Бу атамға қаттиқ тәсир қилғанлиғи шуки, у көпирәк билим елишни халиди. Муқәддәс китаптин у Худа вәдә бәргән адил һөкүмәт тоғрисида билипла қоймай, йәнә Худаниң әрләргә вә аялларға қойған тәләплири һәққидә биливалди (Әфәсликләргә 5:28; 6:4). Көп өтмәй, атам вә барлиқ қериндашлирим Йәһва гувачилири болди. Өйдин жирақ яшиғанлиқтин, мән буниңдин бехәвәр едим.
МУҚӘДДӘС КИТАП ҺАЯТИМНИ ӨЗГӘРТТИ
1978-жили мән Австралиягә көчүп кәттим. Бирақ һәтта бу тинч вә параван мәмликәттә мән дил арамлиғини тапалмидим. Спиртлиқ ичимликләр вә наркотикларни истимал қилиш адитимдин техичә айрилмиған едим. Кейинирәк шу жили өйүмгә Йәһва гувачилири кәлди. Улар маңа Муқәддәс китаптин йәр йүзидә тинчлиқ орнитилидиғанлиғини көрситип бәрди вә бу маңа яқти, лекин мән уларға гуман билән қаридим.
Буниңдин кейин узақ өтмәй мән бирнәччә һәптигә Филиппинға қайттим. Қериндашлирим атамниң яхши тәрәпкә өзгириш үчүн көп тиришиватқанлиғини ейтти. Амма униңға техичә аччиқлинип, хапа болғанлиқтин, униң билән сөзләшмәк турмақ, уни көргүмму кәлмиди.
Сиңлим Муқәддәс китапни қоллинип, һаят немә үчүн азап-оқубәтләргә вә адаләтсизликкә толуп кәткәнлигини ейтип бәрди. Тәҗрибиси аз өсмүр қизниң соаллиримға җавапларни билидиғанлиғи мени һәйран қалдурди. Кетиштин авал атам маңа «Йәр йүзидики җәннәттә мәңгү яшалайсиз» намлиқ китапни бәрди a. У мундақ деди: «Бундақ яшашни тохтитишиң керәк. Бу китап саңа издигиниңни тепишқа ярдәм бериду». У мени Австралиягә қайтқанда Йәһва гувачилирини тепишқа үндиди.
Дадамниң мәслиһитигә әгишип, мән Брисбенда Йәһва гувачилириниң өйүмгә йеқин орунлашқан Ибадәт өйини тепивалдим. Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишқа келиштим. Униңдики пәйғәмбәрлик сөзләрдин, мәсилән Даниял 7-бап вә Йәшая 9-баптин, кәлгүсидә парихорлуқ болмайдиған Худаниң һөкүмити һөкүмранлиқ қилидиғанлиғини билдим. Йәрдики җәннәттә яшалайдиғанлиғимизни чүшәндим. Мән Худаниң қобул қилишиға еришишни халидим, амма буниң үчүн авал өзүмниң миҗәз-һулқумни өзгәртип, спиртлиқ ичимликләр вә наркотикларни, җинсий әхлақсизлиққа тола һаят тәрзимни қоюветишим керәклигини чүшәндим. Биллә туруватқан қиздин кетип, яман адәтлиримдин айрилдим. Йәһваға болған ишәнчим өскәнсири, башқа өзгиришләрни қилиш үчүн ярдәм беришини сорап, дуа қилаттим.
Муқәддәс китаптики билим адәмни пәйдин-пәй өзгәртәләйдиғанлиғиға көзүм йәтти. Худаниң Сөзидә әгәр күч салсақ, «йеңи шәхскә» кийинәләйдиғанлиғимиз тоғрисида ейтилиду (Колосилиқларға 3:9, 10). Өзүм әшундақ қилип көргәнсири, атамниңму өз миҗәз-һулқуни өзгәрткәнлиги һәққидики аңлиғанлирим раст болуши мүмкинлигини чүшәндим. Униңға ғәзәплинип, өч көрүшниң орниға, мән униң билән яришивелишни халидим. Нәтиҗидә мән атамни кәчүрүвәттим һәм балилиқ чеғимдин тартип көңлүмдә сақланған өчмәнликтин айрилдим.
ҚАНДАҚ ПАЙДА АЛДИМ?
Яшлиғимда пат-пат башқиларға әгишип, зиянлиқ кәлтүридиған ишларни қилидиған едим. «Яман муамилиләр» һәққидики Муқәддәс китаптики агаһландурушниң раст екәнлигини өз тәҗрибимдин ениқ көрдүм (Коринтлиқларға 1-хәт 15:33). Амма мән Йәһва гувачилириниң арисида ишәнчлик достларни таптим вә улар маңа яхши тәрәпкә өзгиришимгә ярдәмләшти. Шундақла уларниң арисида мән қәдирлик аялим Лореттани учраттим. Һазир иккимиз бир болуп адәмләргә Муқәддәс китапниң әмәлий пайдиси һәққидә ейтимиз.
Дадам Муқәддәс китаптин тәлим алғанлиғи сәвәвидин көйүмчан вә Худани сөйидиған кичик пейил вә течлиқпәрвәр киши болди. Униң шунчилик өзгиридиғанлиғи һәтта чүшүмгиму кирип чиқмиған. 1987-жили мән чөмдүрүлүш рәсимидин өтүп Йәһва гувачиси болғандин кейин, дадам мени һаятимда биринчи қетим бағриға басти!
35 жилдин ошуқ вақит давамида дадам апам билән биллә һәмкарлишип, адәмләргә Муқәддәс китаптики үмүт һәққидә ейтқан. У әмгәкчан, башқиларға қол учини беришкә тәйяр ғәмхорчан киши болди. Жиллар давамида мән уни һөрмәтләп, яхши көрүшкә үгәндим. Мән униң оғли болғинимдин пәхирләндим. У 2016-жили көз жумди, бирақ мән уни иллиқ һиссият билән әсләймән, сәвәви иккимиз Муқәддәс китапниң тәлимини қоллинип, миҗәз-һулқумизни тамамән өзгәрттуқ. Бурунқи өчмәнлигимниң изиму қалмиди. Шундақла мән дунияниң җай-җайлиридики аилиләрниң һәммә қийинчилиқлирини йоқ қиливетишини вәдә қилған әрштики Атам Йәһва Худани тапқиним үчүн интайин миннәтдармән!
a Йәһва гувачилири нәшир қилған амма һазир нәшир қилинмайду.