Мәзмунға өтүш

МУҚӘДДӘС КИТАП ҺАЯТНИ ӨЗГӘРТИДУ

«Һәммә арманлиримға йәттим дәп ойлиған едим»

«Һәммә арманлиримға йәттим дәп ойлиған едим»
  • ТУҒУЛҒАН ЖИЛИ: 1962

  • ДӨЛИТИ: Канада

  • ҚИСҚИЧӘ МӘЛУМАТ: Әхлақсиз һаят кәчүргән

ӨТМҮШТИКИ ҺАЯТИМ

 Мән Канадиниң Квебек өлкисидики Монреаль шәһиридә туғулдум. Ата-анам, һәдәм вә икки иним билән Роузмонт дегән көркәм җайда хатирҗәм яшидуқ.

 Балилиқ чеғимда Муқәддәс китапни оқушни бәк яқтураттим. Қизиқарлиқ йери, 12 йешимда Әйса Мәсиһ тоғрилиқ оқуғанлиримниң һәммиси маңа яққанлиғи техи есимдә. Әйсаниң меһир-муһәббити вә меһрибанлиғи маңа тәсир қилди. Мениң униңға охшиғум келәтти. Бирақ чоң болғанда, яман достлирим пәйда болди. Шуңа мән бу арзуюмни унтуп кәттим.

 Дадам саксофон чалған. У маңа әсвавини соға қилди вә вуҗудимда музыкиға болған күчлүк сөйгү ойғатти. Музыка һаятимда биринчи орунда болған. Мән музыкиға бәк қизиқип, көп өтмәй гитара челишниму үгинивалдим. Бираз вақит өтүп, ағинилирим билән рок-топни қуруп, бирнәччә концертқа қатнаштуқ. Бәзи атақлиқ продюссерлар мени байқап, улар билән биллә ишләшкә тәклип қилди. Мән бир мәшһур аваз йезиш компанияси билән келишим түздүм. Музыкам көпчиликкә яққан вә Квебектики радиодин дайим берилгән.

 Һәммә арманлиримға йәттим дәп ойлиған едим. Мән яш вә мәшһур едим, өзүмгә яқидиған ишимни қилип көп пул тапаттим. Күндүзи тенимни чиниқтураттим, сөһбәтләрни вә афтографларни берәттим, телевизия программилириға пат-пат қатнишаттим. Кечидә концерт берәттим вә достлирим билән көңүл көтирәттим. Бирақ адәмләрниң алдида өзүмни әркин тутуш үчүн яш чеғимдин башлап спиртлиқ ичимликләрни ичишкә башлидим. Кейинирәк наркотикларға өттүм. Буниң үстигә, арқа-кәйнини ойлимай һәрикәт қилдим һәм әхлақсизлиққа бешим билән чөкүп кәттим.

 Бәхитлик болуп көрүнгиним үчүн бәзиләр маңа һәсәт қилишти. Амма растини ейтсам, ялғуз қалғанда, ич-ичимдин һаятимниң һеч мәнаси йоқ екәнлигини һис қилдим. Роһум чүшүп, һәддидин ташқири әнсирәйдиған болдум. Униңдин башқа, атақ-даңқим чиққанда, продюссерлиримниң иккиси СПИДтин (әйдиз кесили) вапат болған еди. Бу маңа қаттиқ тәсир қилди. Музыкини яхши көрсәмму, һаят тәрзимдин нәпрәтлинәттим.

МУҚӘДДӘС КИТАП ҺАЯТИМНИ ӨЗГӘРТТИ

 Утуқлиримға қаримастин, бу дунияда яман ишлар йүз бәргәнлигини байқиған едим. «Немишкә адаләтсизлик йүз бериватиду? Немишкә Худа рәзилликкә көз жумуватиду?»— дәп ойлап кетәттим. Худаға дуа қилип, шу соалларни қояттим. Бир күни сәпәрдин қайтип келип, Муқәддәс китапни оқушқа башлидим. Растини ейтсам, көп нәрсиләрни чүшәнмидим, лекин ахир заман йеқинлишиватиду дегән хуласигә кәлдим.

 Муқәддәс китапни оқуғанда, Әйса Мәсиһ чөл-баяванда 40 күн роза тутқанлиғини биливалдим (Мәтта 4:1, 2). Мәнму шундақ қилай дедим, бәлким Худа маңа Өзини тонуп билишкә ярдәм беридиғанду дәп ойлидим. Шуниң үчүн роза тутушни башлайдиған күнүмни бәлгүләп қойдум. Шу күнгә икки һәптә қалғанда, өйүмгә Йәһва гувачилири кәлди. Мән худди уларни күтүп олтарғандәк, бирдин өйгә чақирдим. Бу икки Гувачиниң бириниң исми Жак болған. Униң көзигә қадилип қарап: «Ахир заман йеқинлишиватқанлиғини нәдин биләләймиз?»— дәп соридим. У маңа Муқәддәс китаптин Тимотийға 2-хәт 3:1—5ни оқуп бәрди. Мән уларға соалларни яғдурдум. Муқәдәдәс китапқа асасланған, мәнтиқий вә қанаәтлинәрлик җаваплириға һәйран қалдим. Улар билән бир нәччә қетим сөһбәтләшкәндин кейин, роза тутушниң һаҗити йоқлиғини чүшәндим.

 Йәһва гувачилири билән Муқәддәс китапни үгинишни башлидим. Бираздин кейин, узун чечимни чүшириветип, Ибадәт өйидә өтидиған учришишларға баридиған болдум. Шу йәрдә мени иллиқ қарши алғанлиғини көрүп, һәқиқәтни тапқинимға көзүм йәтти.

 Әлвәттә, Муқәддәс китапниң өлчәмлиригә мас яшаш үчүн һаятимни түп йилтизи билән өзгәртишим керәк еди. Мәсилән, наркотикни ташлишим вә әхлақсиз һаят кәчүрүшни тохтитишим керәк еди. Шундақла пәқәт өз бешимнила ойлимай, башқиларға көпирәк ғәмхорлуқ қилишим керәк болған. Икки баламни ялғуз өзүм өстүргән. Шуңа уларниң һис-туйғулири билән роһий еһтияҗлириға көпирәк ғәмхорлуқ қилишим керәкти. Шуниң үчүн сәнъәт дуниясидин кетип, иш һәққи төвән бир заводқа ишқа кирдим.

 Бу өзгиришләрни қилиш бәк қийин болған. Наркотикни ташлашқа тиришиватқанда, өзүмни қойидиған йәр тапалмай, қаттиқ қийналдим. Бу кона адитимни бирнәччә қетим қайтилап қойдум (Римлиқларға 7:19, 21—24). Мән үчүн әң қийини әхлақсиз һаятимни ташлаш болған. Буниңдин ташқири, йеңи ишимдин бәк чарчаттим вә иш һәққим төвән болғанлиғиға көңлүм йерим болатти. Бурун бар-йоқи икки саат ичидә тапқан пулни, әнди үч ай тәр төкүп ишләп аран-аран тапаттим.

 Бу еғир вақитта дайим дуа қилишим маңа наһайити ярдәм берәтти. Шундақла Муқәддәс китапни дайим оқуш пайдилиқ болған. Маңа бәзи айәтләр күч бәрди. Уларниң бири — Коринтлиқларға 2-хәт 7:1. Шу йәрдә: «Тәнни вә роһни булғайдиған һәрқандақ нәрсиләрдин жирақ туруп, өзүмизни пак тутайли»,— дәп йезилған. Яман адәтлиримдин нери туруш мүмкин екәнлигини көрсәткән йәнә бир айәт Филипиликләргә 4:13тә: «Маңа күч-қудрәт ата қилғучи [Худаға, ЙД] тайинип,... һәрқандақ ишни қилалаймән»,— дәп йезилған. Йәһва Худа мениң дуалиримға җавап берип, Муқәддәс китаптики һәқиқәтни чүшинишкә һәм Униң өлчәмлиригә мас һаят кәчүрүшкә ярдәм бәрди. Миннәтдарлиғим мени һаятимни Худаға беғишлашқа дәвәт қилди (Петрусниң 1-хети 4:1, 2). Мән 1997-жили чөмдүрүлүп, Йәһва гувачиси болдум.

ҚАНДАҚ ПАЙДА АЛДИМ?

 Бурунқи һаят тәрзимни ташлимиған болсам, аллиқачан өлүп кетәттим. Бирақ һазир мән һәқиқәтән бәхитлик турмуш кәчүриватимән! Сөйүмлүк аялим Элви — Худа маңа бәргән бәрикәт. Биз биллә толуқ вақитлиқ хизмәт қилип, башқиларға Муқәддәс китап асасида тәлим бериштин хошаллиқ тапимиз. Бу иш маңа зор қанаәт әкелиду. Йәһва мени Өзигә җәлип қилғанлиғиға чәксиз миннәтдармән (Йоһан 6:44).