Мәзмунға өтүш

МУҚӘДДӘС КИТАП ҺАЯТНИ ӨЗГӘРТИДУ

«Мениң җаваплиримдин соаллирим көп болған»

«Мениң җаваплиримдин соаллирим көп болған»
  • Туғулған жили: 1976

  • Дөлити: Гондурас

  • Қисқичә мәлумат: Чиркониң попи

ӨТМҮШТИКИ ҺАЯТИМ

 Мән Гондураста, Ла-Сейба шәһиридә дунияға кәлдим. Аилимиздики бәш балиниң ичидә әң кәнҗиси һәм ялғуз оғул бала болған едим. Шундақла аилимиздә ялғуз мениң қулиғим аңлимайдиған еди. Биз хәвплик бир районда туруп, наһайити кәмбағал яшаттуқ. Дадам ишта йүз бәргән паҗиәлик вақиәдин қайтиш болғандин кейин, әһвалимиз техиму начарлишип кәтти. Мән шу чағда төрт яшта едим.

 Апам мени вә һәдилиримни беқиш үчүн қолидин кәлгәнниң һәммисини қилған, шундақ болсиму маңа кийим-кечәк елиш үчүн адәттә пули йәтмәтти. Иссиқ кийимлирим болмиғанлиқтин, ямғур яққанда мән пат-пат музлап кетәттим.

 Мән өскәнсири Гондурас ишарәт тилини үгәндим. Шу тилни үгәнгәндин кейин қулиғи аңлимайдиған башқа адәмләр билән арилишиш мүмкинчилигим пәйда болди. Амма апам билән һәдилирим ишарәт тилини билмигәч, мениң билән сөзлишиш үчүн пәқәт бирнәччә ишарәтни һәм өзлири ойлап чиқарған бәлгүләрни қоллинатти. Апам мени яхши көрди вә хәвпләрдин қоғдап жүрәтти. У билгән бир-икки ишарити билән маңа тамака чекиш вә һарақкәшлик охшаш яман адәтләрдин нери туруш керәклиги һәққидә агаһландурди. Мошундақ адәтләргә берилмәй чоң болғанлиғим үчүн апамға интайин миннәтдармән.

 Кичик чеғимда апам мени католик чиркоға елип баратти, амма ишарәт тилиға тәрҗимә қилидиған адәм болмиғанлиқтин, мән у йәрдә немә ейтилғанлиғини тамамән чүшәнмәттим. У йәрдә зерикишлик болғанлиқтин, 10 яшқа киргәндә чиркоға беришни тохтаттим. Лекин мән Худа тоғрилиқ билим елишни халидим.

 1999-жили, 23 йешимда, мән Қошма Штатлардин кәлгән бир аял билән тонуштум. У аял Инҗил чиркосиниң әзаси еди. У мениң билән Муқәддәс китап дәрислирини өткүзүп, Америка ишарәт тилини үгәтти. Муқәддәс китаптин билгәнлиримни яқтурғач, мән чирко попи болушни қарар қилдим. Шу сәвәптин мән Пуэрто-Рикоға көчүп берип, қулиғи аңлимайдиған адәмләр үчүн Христианларниң оқуш мәркизигә беришни башлидим. 2002-жили Ла-Сейбаға қайтқанда, достлиримниң ярдими билән мән қулиғи аңлимайдиғанлар үчүн чирко ачтим. Кейин мән шу достлиримниң арисидики Патрисияға өйләндим.

 Чиркониң попи сүпитидә мән Гондурас ишарәт тилида вәз оқаттим, Муқәддәс китаптики һекайиләрниң рәсимлирини көрситәттим һәм аңлимайдиғанлар чүшиниши үчүн шу һекайиләрни сәһнидә қояттим. Униңдин башқа, мән йеқин шәһәрләрдики қулиғи аңлимайдиған адәмләргә берип, уларни мустәһкәмләп, қийинчилиқлирини һәл қилишқа ярдәм берәттим. Мән һәтта Қошма Штатлар вә Замбиягә миссионерлиқ сәпәргә чиқаттим. Лекин әмәлийәттә мениң Муқәддәс китап тоғрилиқ анчә билимим йоқ еди. Мән шу адәмләрниң һәммисигә маңа ейтилғанларни вә рәсимләрдин чүшәнгәнлиримни ейтаттим. Әсли, мениң җаваплиримдин көрә соаллирим көп болған.

 Бир күни чиркомниң бәзи әзалири мениң тоғрилиқ ялған гәпләрни тарқитишқа башлиди. Уларниң ейтишичә, мән һарақкәш болған һәм аялимға вапасизлиқ қилған. Мениң улардин көңлүм қелип, аччиқландим. Буниңдин көп өтмәй, Патрисия иккимиз чиркодин чиқип кәттуқ.

МУҚӘДДӘС КИТАП ҺАЯТИМНИ ӨЗГӘРТТИ

 Йәһва гувачилири өйимизгә пат-пат келәтти, амма биз уларни тиңшиғумиз кәлмәтти. Бирақ чиркомиздин чиқип кәткәндин кейин, Патрисия Йәһва гувачиси болған Томас вә Ликси исимлиқ әр-аял билән Муқәддәс китапни үгинишкә келишти. Уларниң қулиғи аңлайдиған болсиму, ишарәт тилини билгәнлиги мени һәйран қалдурди. Шуңа, көп өтмәй, мәнму Патрисиягә қошулуп, Муқәддәс китапни үгинишни башлидим.

 Бирнәччә ай давамида биз Америка ишарәт тилидики видеоларниң ярдими билән үгәндуқ. Амма достлиримизниң бәзибирлири Йәһва гувачилирини адәмниң кәйнидин әгәшкүчиләр дәп әйиплигәндә, үгинишни тохтаттуқ. Томас Йәһва гувачилириниң инсаний рәһбәрләргә әгәшмәйдиғанлиғиниң дәлилини кәлтүрсиму, мән униңға ишәнмидим.

 Бирнәччә айдин кейин, Патрисия еғир бир чүшкүнлүккә чүшүп қалди. Шу чағда у дуа қилип, Худадин Йәһва гувачилири өйүмгә кәлсунчу дәп сориди. Көп өтмәй, Йәһва гувачиси болған хошнимиз Патрисияни йоқлап кирди вә Ликсини чақиришқа тәклип қилди. Ликси һәқиқий дост екәнлигини көрсәтти. У Патрисияни илһамландуруш вә Муқәддәс китапни үгиниш үчүн һәр һәптә келип туратти. Лекин мән Гувачиларға техичә гуман билән қараттим.

 2012-жили Йәһва гувачилири Гондурас ишарәт тилидики «Сиз һәқиқәтни билишни халаттиңизму?» намлиқ видеони көрситиш үчүн мәхсус паалийәткә қатнашти. Ликси шу видеони бизгиму көрситип бәрди. Уни көрүп мән һәйран қалдим. Сәвәви бурун мән башқиларға үгәткән дозақ оти вә роһниң өлмәслиги кәби көплигән тәлимләр әслидә Муқәддәс китапқа мас кәлмәйдиғанлиғини билдим.

 Кейинки һәптидә мән Йәһва гувачилириниң Ибадәт өйигә берип, Томас билән сөзләштим. Униңға қулиғи аңлимайдиғанларға Муқәддәс китаптики һәқиқәтни үгитишни халаймән, амма Йәһва гувачиси сүпитидә әмәс дедим. Буниң үчүн шәхсий йеңи чиркони қурушни халайдиғанлиғимни ейттим. Томас мени қизғинлиқ көрсәткиним үчүн махтиди. Андин Әфәсликләргә 4:5ни көрситип, һәқиқий мәсиһийләрниң җамаитидә бирлик болуши керәклиги һәққидә ейтти.

 Томас шундақла маңа «Йәһва гувачилири. Әмәлийәттин көрүнидиған етиқат, 1-қисим: Зулмәттин чиқиш» дәп атилидиған фильмниң Америка ишарәт тилидики нусхисини бәрди. Бу видеода бир топ әр кишиләрниң асасий диний тәлимләрни чүшиниш үчүн Муқәддәс китапни диққәт билән тәтқиқ қилғанлиғи көрситилгән еди. Уни көргәндә, мән шу кишиләргә охшайдиғанлиғимни байқидим. Уларға охшаш мәнму һәқиқәтни издигән едим. Бу видео мени Йәһва гувачилириниң һәқиқәтни үгитидиғанлиғиға ишәндүрди. Сәвәви уларниң үгәткәнлири пәқәтла Муқәддәс китапқа асаслиниду. Шуңа мән қайтидин Муқәддәс китап үгинишни башлап, 2014-жили Патрисия иккимиз Йәһва гувачилири сүпитидә чөмдүрүлүш мәрасимидин өттуқ.

ҚАНДАҚ ПАЙДА АЛДИМ

 Мән Йәһва гувачилириниң җамаитини яхши көрүмән. Сәвәви, Худа пак болғанлиқтин, уларму әхлақий паклиқни сақлашқа тиришиду. Шу йәрдә ибадәт қилғучиларниң һәммиси гәп-сөзлиридә вә башқилар билән болған муамилисидә паклиқни сақлайду. Улар инақ-иттипақта яшап, бир-бирини илһамландуриду. Қайәрдә яшимисун, қайси тилда сөзлимисун, Йәһва гувачилири бирликни сақлап, бир һәқиқәтни үгитиду.

 Мән Муқәддәс китап әмәлийәттә немигә үгитидиғанлиғини билиштин хошаллиқ таптим. Мәсилән мән Йәһва күч-қудрити чәксиз Худа һәм пүткүл йәрниң Алий һөкүмрани екәнлигини билдим. У қулиғи аңлимайдиғанларниму, аңлайдиғанларниму яхши көриду. Худаниң маңа көрсәткән меһир-муһәббитини мән интайин қәдирләймән. Шундақла мән йәр йүзиниң гөзәл җәннәткә айлинидиғанлиғини вә һәммә адәмләрниң тән-саламәтлиги мукәммәл болуп мәңгүлүк һаят кәчүрүш мүмкинчилигигә егә болидиғанлиғини билдим. Мән буларниң һәммисиниң әмәлгә ашидиғанлиғини көрүшни бәк арзу қилимән!

 Патрисия иккимиз қулиғи аңлимайдиғанлар билән Муқәддәс китап тоғрилиқ сөзлишишни интайин яхши көрүмиз. Һазир биз бурунқи чиркомизниң бәзи әзалири билән Муқәддәс китап үгинишини өткүзимиз. Чиркода поп болуп жүргинимдә, өзүм үгитиватқан нәрсиләр тоғрисида соаллирим көп еди, амма һазир ундақ әмәс. Йәһва гувачилири билән Муқәддәс китапни үгиниш арқилиқ мән барлиқ соаллиримға қанаәтлинәрлик җавапларни таптим.