Мәзмунға өтүш

МУҚӘДДӘС КИТАП ҺАЯТНИ ӨЗГӘРТИДУ

«Қени қизиқ адәм едим»

«Қени қизиқ адәм едим»
  • Туғулған жили: 1975

  • Дөлити: Мексика

  • Қисқичә мәлумат: аччиғи яман болған, түрмидә олтарған

ӨТМҮШТИКИ ҺАЯТИМ

 Мән Мексикиниң Чьяпас штатидики Сан-Хуан-Чанкалаито дегән кичик бир шәһәрдә туғулуп өстүм. Аиләм майя хәлқиниң әвлатлири болған чоли хәлқидин еди. Аиләмдә 12 бала вә мән бәшинчиси. Балилиқ чеғимда һәммимиз Йәһва гувачилири билән Муққәдәс китапни үгәнгән. Бирақ әпсуски, яш чеғимда Муққәдәс китаптики билимни қолланмидим.

 13 яшта наркотик қобул қилишни башлап, оғрилиқ билән шуғулландим. Шу вақитта мән өйдин кетип, лалмилиқ қилип жүрдүм. 16 йешимда мән нәшә өстүридиған етизда ишләшкә башлидим. Бу йәрдә тәхминән бир жилдәк ишлидим. Бир күни интайин көп нәшини кемидә елип кетиватқанда, бизгә наркотик тошуйдиған башқа басмичилар һуҗум қилди. Мән суға сәкрәп, еқим бойичә үзүп кәттим. Шундақ қилип, мән уларниң оқлиридин қутулуп қалдим. Буниңдин кейин Қошма Штатларға қечип кәттим.

 Қошма Штатларда мән наркотик сетишқа қайта киришип, бешимға техиму көп бала таптим. 19 йешимда оғрилиқ қилғиним вә адәм өлтүрмәкчи болғанлиғим үчүн мени тутуп, түрмигә олтарғузуп қойди. Түрмидә басмичилар топиға қошулуп, йәнә дәһшәтлик җинайәтләрни қилдим. Нәтиҗидә, мени Пенсильванияниң Льюисбург шәһиридики қәтъий турмиси җиддий тәртип турмисигә йөткәвәтти.

 Льюисбургтики түрмидә мән униңдинму бетәр яман болуп кәттим. Бәдинимдә басмичилар топиниң әзаси екәнлигимни билдүридиған чекилгән сүрәтләр болғанлиқтин, түрмидә охшаш топ билән оңайла тил тепишивалдим. Мән техиму зораван болуп кәттим вә дайим соқушуп жүрәттим. Бир күни түрминиң һойлисида бирнәччә топ қаттиқ соқушқан. Биз бир-биримизни бейсбол таяқлири вә гир ташлар билән айимай урған едуқ. Бизни тохтитиш үчүн күзәтчиләр яш аққузуш бомбисини атқан. Буниңдин кейин мени хәвплик җинайәтчиләр үчүн мәхсус камераға қамап қойди. Мән бәк рәһимсиз вә қени қизиқ адәм едим. Адәмләрни уруп-соқуш маңа адәттикидәк нәрсә еди. Растини ейтсам, бу маңа бәк яқатти. Буниң үчүн вижданим һеч әйиплимәтти.

МУҚӘДДӘС КИТАП ҺАЯТИМНИ ӨЗГӘРТТИ

 Мәхсус камерида олтарғанда, күнүм бекар өтмәслиги үчүн, Муқәддәс китапни оқушқа башлидим. Кейинирәк, бир күзәтчи аял маңа «Йәр йүзидики җәннәттә мәңгү яшалайсиз» a намлиқ китапни бәрди. Бу китапни оқуғанда, яш чеғимда Йәһва гувачилири билән үгәнгәнлирим есимгә чүшти. Зораванлиғим түпәйли қанчилик пәслишип кәткәнлигимни чүшәндим. Кейин мән аиләм тоғрилиқ ойлидим. Һәдәм билән сиңлим Йәһва гувачилири еди. Улар «мәңгү яшайдиғу, мәнчу?» дегән ой кәлди. Өзүмдин: «Мәнчу? Маңа немә тосалғу қилиду?»— дәп соридим. Шу чағда һаятимни өзгәртишкә қәтъий қарар қилдим.

 Бирақ һаятимни өзгәртиш үчүн маңа ярдәм керәклигини билдим. Шуңа, мән Йәһва Худаға дуа қилип, маңа ярдәм бәргинә дәп ялвурдум. Кейин Қошма Штаттики Йәһва гувачилириниң филиалиға хәт йезип, Муқәддәс китап үгинишни соридим. Филиал турмигә йеқин әтрапидики қериндашлар мениң билән алақә қилишиға ғәм қилди. Шу вақитта аилә әзалиримдин башқа һечкимгә мени көрүшкә рухсәт берилмигән. Шу сәвәптин, бир бурадәр маңа илһамландуридиған хәтләрни вә Муқәддәс китапқа асасланған әдәбиятләрни әвәтишкә башлиди. Шу түпәйлидин өзгириш хаһишим техиму күчәйди.

 Һаятимниң әң муһим қарарим — басқчилар топидин чиқип кетиш. Мән узун жиллардин бери басқунчилар топ әзаси болуп жүрдүм. Топниң башлиғиму мениң билән биллә мәхсус камерида олтарған еди. Бир күни униңға мураҗиәт қилип, Йәһва гувачиси болмақчи екәнлигимни ейттим. Униң җавави мени һәйран қалдурди. У маңа: «Әгәр сән үчүн бу муһим болса, мәйли. Мән Худаға қарши әмәс. Бирақ топни ташлап кәтмәкчила болсаң, ақивети қандақ болидиғанлиғини, өзүң билисән»,— дегән.

 Кейинки икки жилда түрмидики күзәтчиләрму мүҗәз-хулқумниң өзгәргәнлигини байқиди. Нәтиҗидә, улар маңа яхширақ муамилә қилидиған болди. Мәсилән, жуюнушқа апарғанда күзәтчиләр қолумға кишән салмиған. Һәтта күзәтчиләрниң бири, қилған өзгиришлирим үчүн махтап, бу йолдин қайтмаслиққа үндигән. Вақит өтүп, мени асасий түрминиң йенидики қәтъий турмиси җиддий тәртип турмисигә қаттиқ интизам түрминиң лагерға йөткиди. Ахирқи жили шу түрмидә өткүздум. Түрмидә он жил олтарғинимдин кейин, 2004-жили мени азат қилди вә мени түрминиң автобуси билән Мексикиға апарип қойди.

 Мексикиға кәлгәндин узун өтмәй, Йәһва гувачилириниң Ибадәт өйини таптим. Биринчи учришишқа түрмә кийимим билән бардим. Башқа һеч кийимим болмиған. Шундақ түрүмгә қаримастин, Йәһва гувачилири мени иллиқ қарши алди. Уларниң меһир-муһәббитини көргәндә, Худаниң хизмәтчилириниң арисида екәнлигимни һис қилдим (Йоһан 13:35). Шу учришишта җамаәт ақсақаллири мениң билән Муқәддәс китап үгиниш үчүн ғәмхорлуқ қилди. Бир жилдин кейин, 2005-жили, 3 сентябрь ейида чөмдүрүштин өтүп, Йәһва гувачисиболдум.

 2007-жилиниң январь ейидин татиптолуқ вақитлиқ хизмитимни башлидим. Толуқ вақит хизмәт қилғанлар, Муқәддәс китаптин тәлим беришүчүн һәр айда 70 саат вақтини бөлиду. 2011 жили Бойдақ бурадәрләргә арналған Муқәддәс китап мәктивини пүтәрдим (Падишалиқ вәзчилиригә арналған мәктәп). Бу мәктәп җамаәт вәзипилиримни техиму яхширақ атқурушқа ярдәм бәрди.

Һазир мән адәмләрни инақлиқта яшашқа үгәткәнлигим үчүн хошал

 2013-жили сөйүмлүк ярим Пиларға өйләндим. Униңға өтмүштики һаятимни ейтип бәргәндә, у күлүп, буниңға ишиниш қийин дәп ейтиду. Мән буруңқи яман йолумға қайтмидим. Өзәму аялиму мениң һазирқи әһвалға қарап, Муқәддәс китапниң адәмни тамамән өзгәртишкә күчи бар екәнлигини ишәнч билән ейталаймиз (Римлиқларға 12:2).

ҚАНДАҚ ПАЙДА АЛДИМ?

 Әйсаниң Луқа 19:10дики сөзлири маңа тегишлик дәп ойлаймән. У: «Мән азған адәмләрни [адашқанларни] издәп, қутқазғили кәлдим»,— деди. Әнди мән үмүтсиз вә адишип қалғинимдәк һис қилмаймән. Мән башқиларға зиянкәшлик қилмаймән. Муқәддәс китап түпәйли мәналиқ һаят кәчүриватимән, башқилар биләнинақлиқта яшаватимән вә әң муһими Яратқучи Йәһва билән зич мунасивәттә болғинимға миннәтдармән.

[ИЗАһӘТ]

a Бу китапни Йәһва гувачилири нәшир қилған. Һазир уларниң асасий тәлим бериш қурали — «Мәңгү шат-хорам яшаң!» китави.