Кир жуюш машиниси астидики бир парчә қәғәз
Россиядә яшиғанда, Зарина Йәһва Гувачиси болуп, чөмдүрүлүш мәрасимидин өтти. У икки қизини һәқиқәттә тәрбийиләшни қарар қилип, Мәркизий Азиядики ана жутиға қайтти. Ихтисадий әһвали түпәйлидин, у ата-аниси, укиси вә йәңгиси билән бир бөлмилик өйдә туратти. Ата-аниси Заринаниң өз қизлирини Муқәддәс китап һәқиқитигә үгитишигә қарши болди. Буниңдин ташқири, қизлириғиму аписи билән Муқәддәс китап һәққидә сөзлишишкә рухсәт қилмиди.
Зарина қизлириға Йәһва Худа тоғрилиқ билим елишқа қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғи һәққидә көп ойлинатти (Пәнд-нәсиһәтләр 1:8). Шуңа у Йәһвадин рәһбәрлик һәм даналиқ сорап, қизғин дуа қилатти. Кейин дуалириға бенаән һәрикәт қилип, қизлири билән биллә сәйлигә чиқип, улар билән тәбиәт мөҗүзилири һәққидә сөзлишәтти. Буниң нәтиҗисидә қизлири Яратқучини тонуп-билишкә қизиқип қалди.
Кейин Зарина «Муқәддәс китапта немә ейтилиду?» китавини қоллинип, шу қизиқишни риваҗландурушниң йолини тапти *. У бир парчә қәғәзгә китаптики абзацлар вә соалларни язатти. Шундақла қизлири мәлуматни яхширақ чүшиниши үчүн қошумчә бир-икки җүмлини язатти. Буниңдин кейин у шу қәғәз билән қәләмни жуюнидиған бөлмидики кир жуюш машиниси астиға йошуруп, тиқип қоятти. Қизлири уларни елип, оқуп, җаваплирини язатти.
Зарина қизлири билән, туридиған башқа өйни тепивалғичә, бу усулниң ярдими арқилиқ «Муқәддәс китапта немә ейтилиду?» китавиниң икки бабини қараштуруп болди. Йеңи өйдә униңға қизлирини тәрбийиләшкә һечнәрсә тосалғулуқ қилмиди. 2016-жилниң октябрь ейида униң икки қизиму чөмдүрүлүш мәрасимидин өтти. Аписи уларға роһий озуқни бериш мәхситидә даналиқ вә әқил-парасәтлик билән һәрикәт қилғанлиғидин улар интайин хошал.
^ 3-абзац Һазир көплигән адәмләр «Мәңгү шат-хорам яшаң!» китавини қоллиниду.