Мәһбусларниң әҗайип үлгиси
2011-жили бир әр киши пана издәп, Эритреядин Норвегиягә көчүп кәткән. Йәһва гувачилири униңға кәлгәндә, у өз дөлитидә Гувачиларни учратқанлиғини ейтқан. Шу йәрдә һәрбий хизмәтни атқурғанда, у Йәһва гувачилири етиқади сәвәвидин армиядә хизмәт қилиштин баш тартқанлиғини көргән. Улар қаттиқ бесимға вә рәһимсиз муамилигә учрисиму, өз етиқадидин ваз кәчмигән.
Бирақ вәзийәт туюқсиз өзгирип, бу әр киши өзи түрмигә чүшүп қалиду. Шу йәрддә у Паулос Ияссу, Негеде Теклемариам вә Исаак Могос исимлиқ үч Йәһва гувачисиниң өз етиқади үчүн 1994-жилдин тартип түрмидә олтарғанлиғини көргән.
Түрмидә бу әр киши Йәһва гувачилириниң үгәткәнлиригә мас яшайдиғанлиғини өз көзи билән көргән. У уларниң инсави бар екәнлигини, һәтта өз тамиғини башқилар билән бөлүшиватқанлиғини байқиған. Униң билән олтарған Гувачилар Муқәддәс китапни һәр күни тәтқиқ қилған һәм башқиларниму уларға қошулушқа чақирған. Улар етиқадидин ваз кечиш дегән һөҗҗәткә қол қоюп, азатқа чиқалатти, бирақ һеч ким етиқадидин танмиған.
Бу вақиә мошу сәмимий әр кишиниң жүригигә тәсир қилған. Шуңа у Норвегиягә көчүп кәткәндә, Йәһва гувачилириниң етиқади немә үчүн шундақ мәһкәм екәнлигини билгүси кәлгән. Шу сәвәптин, Йәһва гувачилири кәлгәндә, у дәрру Муқәддәс китапни үгинишкә келишип, учришишларға беришни башлиған.
2018-жили сентябрь ейида у чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүп, Йәһва гувачиси болди. Һазир у қолидин пурсәт чиқармай, Эритрея вә Судандин кәлгән адәмләрни Муқәддәс китапни үгинип, мәһкәм етиқатни риваҗландурушқа дәвәт қилиду.