Диний хизмәтчи соаллириға җавап тапти
Бир күни Йәһва гувачиси болған Элисо қизиқиш көрсәткән аял билән униң өйидә Муқәддәс китап үгинишини өткүзиватқан еди. Туюқсиздин, у аялға күтүлмигән меһманлар келип қалди. У аяли билән кәлгән бир диний хизмәтчи еди. Элисо шу җүпниң йеқинда ялғуз оғлидин айрилип қалғанлиғини аңлиди.
Элисо уларға чиң жүригидин тәзийә билдүргәндин кейин, диний хизмәтчи вә униң аяли қаттиқ қайғуруп жиғлашқа башлиди. Кейин диний хизмәтчи аччиқлинип мундақ деди: «Худа бу һәсрәтниң йүз беришигә немә үчүн йол бәргәнлигини зади чүшәнмәймән. У мениң ялғуз оғлумни немә үчүн елип кәтти? Мән нурғун яхши ишларни қилип, Униңға 28 жил хизмәт қилип кәлдим, Униң маңа қилғини мошуму?! Худа немишкә мениң җеним баламни өлтүрди?»
Элисо бу әр-аялға Худа уларниң балисини елип кәтмигәнлигини чүшәндүрди. У шундақла улар билән төләм, тирилиш һәм Худа немишкә азап-оқубәтләргә йол бериватиду дегәнгә охшаш мавзуларни муһакимә қилди. Диний хизмәтчи һәм униң аяли өз дуалириға Элисо арқилиқ җавап алғанлиғини ейтти.
Кейинки һәптидә һелиқи диний хизмәтчи вә униң аяли Элисониң қизиқиш көрсәткән аял билән өткүзиватқан үгинишигә йәнә бир қетим қошулди. Элисо шу аял билән «Муқәддәс китапта немә ейтилиду?» китавидики «Өлүп кәткән йеқин кишилириңиз үчүн һәқиқий үмүт» дегән бапни қараштурди. Диний хизмәтчи вә униң аяли муһакимигә паал қатнашти.
Улар һәр иккилиси кейинирәк Грузиядики Тбилиси шәһиридә өткән Йәһва гувачилириниң мәхсус конгрессиға берип кәлди. Шу йәрдә һөкүм сүргән сәмимий меһир-муһәббәт вә бирлик уларға қаттиқ тәсир қилди. Улар узақ вақит чиркосиниң әзалирини нәқ мошу хисләтләрни йетилдүрүшкә дәвәт қилди, амма һеч утуққа еришәлмиди.