Пәқәт Йәһва гувачилири аман қалиду дәп һесапламсиләр?
Яқ. Өткән әсирләрдә яшап, Йәһва гувачилири болмиған миллионлиған адәмләрдиму аман қелиш үмүти бар. Муқәддәс китап Худа вәдә қилған йеңи дунияда «һәққанийларниң һәм һәққаний әмәсләрниң тирилиши» болиду дәп үгитиду (Әлчиләр 24:15). Шундақла, техи Худаға хизмәт қилишни башлимиған адәмләр көп, вә уларму қутқузулушқа еришиши мүмкин. Қандақ болушидин қәтъийнәзәр, кимниң аман қелиш-қалмаслиғини қарар қилиш бизниң илкимиздә әмәс. Буни қарар қилиш Әйса пәйғәмбәргә тапшурулған (Йоһан 5:22, 27).