Адәм Йәһва гувачилириниң тәшкилатидин чиқип кетиши мүмкинму?
Һә. Адәм тәшкилатимиздин икки йол билән чиқип кетәләйду:
Рәсмий әризә йезиш арқилиқ. Адәм еғизчә яки йезиқ түрдә Йәһва гувачилириниң бири болушни халимайдиғанлиғини хәвәрлиши мүмкин.
Иш-һәрикәт арқилиқ. Адәм Йәһва гувачилириниң бири болушни халимайдиғанлиғини көрситидиған бирәр һәрикәтни қилишим мүмкин (Петрусниң 1-хети 5:9). Мәсилән, у башқа динға кирип, униң әзаси болуш арзусини билдүрүши мүмкин (Йоһанниң 1-хети 2:19).
Әгәр адәм вәз қилмиса, яки учришишиңларға кәлмәйдиған болса, шу адәмни Йәһва гувачи болушидин баш тартти дәп һесапламсиләр?
Яқ, ундақ һесаплимаймиз. Баш тартиш яки ваз кечиш билән етиқатниң аҗизлиши — икки түрлүк нәрсә. Адәттә паалсиз җакалиғучилар, йәни вәз қилмайдиғанлар вә учришишларға кәлмәйдиғанлар етиқадидин баш тартмастин, чүшкүнлүккә чүшүп кәткән, халас. Өзүмизни шундақ адәмләрдин қачурушниң орниға, уларниң роһини көтиришкә вә қоллап-қувәтләшкә тиришимиз (Салоникилиқларға 1-хәт 5:14; Йәһуда 22). Әгәр адәм ярдәм елишни халиса, җамаәт ақсақаллири униңға тәйярлиқ билән роһий җәһәттин ярдәм бериду (Галатилиқларға 6:1; Петрусниң 1-хети 5:1—3).
Амма ақсақалларниң адәмни Йәһва гувачиси болуп қелишқа мәҗбурлаш яки бесим қилиш һоқуқи йоқ. Динни таллашқа тегишлик қарарни һәрбир адәм өзи қобул қилиду (Йәшуа 24:15). Адәм Худаға өз ихтияри билән вә чин қәлбидин ибадәт қилиш керәк дәп һесаплаймиз (Зәбур 110:3; Мәтта 22:37).