Мәзмунға өтүш

Йәһва гувачилири илим-пәнгә қандақ қарайду?

Йәһва гувачилири илим-пәнгә қандақ қарайду?

 Биз илим-пәнниң тәрәққий етишигә һөрмәт билән қараймиз вә испатларға асасланған илмий кәшпиятларға ишинимиз.

 «Илим-пән — тәбиәт дуниясини һәм җанлиқларға хас иш-һәрикәтләрни тәтқиқ қилиш вә шу һәққидә топланған билим» (Collins Cobuild Advanced Learner’s English Dictionary). Гәрчә Муқәддәс китап тәбиәтшунаслиқ һәққидики китап болмисиму, у адәмләрни җанлиқ тәбиәт мәнзирисини тәтқиқ қилишқа һәм башқиларниң илмий издинишлиридин пайда елишқа дәвәт қилиду. Бирнәччә мисални көрүп чиқайли:

  •   Астрономия: «Көзлириңларни жуқуриға көтирип, қараңлар! Ким мошу мәвҗудатларни яратқанду? Вә уларни түркүм-түркүм қошунлар қилип, тәртиплик елип чиқиду? У һәммисини нами билән бир-бирләп чақириду» (Йәшая 40:26).

  •   Биология: «Ливандики кедир дәриғидин тартип тамдин чиққан зупа гияһиғичә дәрәқ гияһларни баян қилатти. У һәм һайванларни, учарқанатларни, өмиләйдиған җаниварларни вә белиқларни баян қилатти» (Падишалар 1-язма 4:33).

  •   Тибабәт: «Сағлам адәмләр әмәс, бәлки бемарлар дохтурға муһтаҗдур» (Луқа 5:31).

  •   Метеорология: «Қар қачиланған ғәзнигә кирип көрдүңму? Мөлдүр амбириниму көрүп бақтиңму?... Шәриқ шамили йәр йүзидә қандақ йол билән тарқитилиду?» (Аюп 38:22—24).

 Бизниң әдәбиятлиримизда тәбиәт вә илимниң тәрәққиятлири һәққидә мақалиләр нәшир қилиниду. Бу илим-пәнгә дегән һөрмитимизни көрситиду. Йәһва гувачилири өз балилирини әтраптики дунияни чүшиниш үчүн тәбиәт һәққидә билишкә дәвәт қилиду. Бәзи Йәһва гувачилири илим-пәнниң биохимия, математика, физикиға охшаш саһалирида ишләйду.

Илим-пән һәммә соалларға җавап берәләмду?

 Илим-пән адәмләрниң һәммә соаллириға җавап бериду дәп һесаплимаймиз. a Мәсилән, геология алимлири йәрниң геологиялик тәркивини ениқлиған, биология алимлири болса, адәмниң бәдини қандақ ишләйдиғанлиғини тәтқиқ қилған. Бирақ йәр шари немә үчүн шунчә чирайлиқ яритилған вә бәдинимиз немә үчүн шунчә маслишип ишләйду? Илим-пән буни чүшәндүрәлмәйду.

 Шуниң билән, мундақ соалларға қанаәтләндүридиған җавапларни пәқәт Муқәддәс китап берәләйду дегән хуласигә келимиз (Зәбур 139:13—16; Йәшая 45:18). Демәк, яхши билим елиш үчүн илим-пәнниму, Муқәддәс китапниму тәтқиқ қилиш керәк.

 Бәзи вақитларда илим-пән Муқәддәс китап билән мас кәлмигән болуп көрүнүши мүмкин. Әгәр адәм Муқәддәс китап һәқиқәтән немини үгитидиғанлиғини чүшәнмигән болса, шундақ ой-пикирләр пәйда болуши мүмкин. Мәсилән, Муқәддәс китап йәр удул мәнада алтә күнниң ичидә яритилған дәп үгәтмәйду (Яритилиш 1:1; 2:4).

 Илмий дәп һесапланған гайибир нәзәрийәләр толуқ дәлилләнмигән вә абройлуқ алимлар уларни рәт қилған. Тәбиәт дунияси иҗадий қилип яритилған. Шуңа биз көплигән биология, химия алимлири вә башқа мутәхәссисләрниң тирик җанлар мутация арқилиқ яки тәбиий таллаш арқилиқ пәйда болалмайду дегән пикри билән келишимиз.

a Австриялик физика алими вә Нобель мукапитиниң лауреати Эрвин Шредингер мундақ ейтқан: «Илим-пән бизниң жүригимизгә йеқин нәрсиләр вә биз үчүн һәқиқәтән муһим нәрсиләр тоғрилиқ һечнәрсә ейталмайду». Альберт Эйнштейн мундақ дәп қошти: «Пәқәт әқлимизни ишлитиш арқилиқ адәмзатниң иҗтимаий қийинчилиқлирини һәл қилиш мүмкин әмәс екәнлигини өз тәҗрибимиздин көрдуқ».