Мәзмунға өтүш

Йәһва гувачилири немигә ишиниду?

Йәһва гувачилири немигә ишиниду?

Йәһва гувачилири сүпитидә биз Әйса пәйғәмбәрниң үгәткән вә униң шагиртлириниң жүргән йоли билән меңишқа тиришимиз. Бу макалидә бизниң бәзи асасий тәлиматлиримиз кәлтүрүлгән.

  1.   Алла. Биз бирдинбир һәқ Худаға ибадәт қилимиз. У Һәммигә қадир, Яратқучи, униң исми — Йәһва (Зәбур 83:18; Вәһий 4:11). У — Ибраһим, Муса вә Әйса пәйғәмбәрләрниң Худаси (Чиқиш 3:6; 32:11; Йоһан 20:17).

  2.   Муқәддәс Язмилар. Биз Муқәддәс китапни Худаниң адәмзатқа бәргән роһландурулған сөзи дәп һесаплаймиз (Йоһан 17:17; Тимотийға 2-хәт 3:16). Биз тәлимлиримизни Муқәддәс китапниң 66 китавиниң һәммисигә асаслаймиз. Буниңға «Кона әһдәму», «Йеңи әһдәму» кириду. Динларни тәтқиқ қилидиған Джейсон Дейвид Бедун исимлиқ профессор Йәһва гувачилири тоғрисида мундақ дәп язған: «Улар Муқәддәс китапни өзигә маслаштурмайду, бәлки өз етиқадини һәм жүрүш-турушини Муқәддәс китапниң дегәнлиригә асаслайду. a

     Гәрчә пүтүн Муқәддәс китапни етирап қилсақму, биз әслийәтчиләр (фундаменталистлар) әмәс. Язмиларниң бәзи қисимлири символлуқ тил билән йезилип, уларни удул мәнада чүшиниш тоғра әмәслигини чүшинимиз (Вәһий 1:1).

  3.   Әйса пәйғәмбәр. Биз Әйса Мәсиһниң тәлимлиригә вә үлгисигә әгишимиз һәм уни Қутқазғучимиз вә Худаниң Оғли сүпитидә һөрмәт қилимиз (Мәтта 20:28; Әлчиләр 5:31). Шуниң үчүн биз мәсиһийләр дәп атилимиз (Әлчиләр 11:26). Бирақ Муқәддәс китаптин Әйса пәйғәмбәр Қудрәтлик Худа әмәслигини биливалдуқ. Шуңа Язмиларда Үчбирлик тәлиматиға һечқандақ асас йоқ (Йоһан 14:28).

  4.   Худа Падишалиғи. Бу мәсиһийләрниң қәлбидики һаләт әмәс, бәлки асмандики һәқиқий һөкүмранлиқтур. Худа Падишалиғи инсан һөкүмранлиғиниң орниға келип, Алла Тәаланиң йәр йүзигә тегишлик ирадисини орунлайду (Даниял 2:44; Мәтта 6:9, 10). Худа Падишалиғи пат йеқинда бу ишларни әмәлгә ашуриду, чүнки Муқәддәс китапқа бенаән, биз «ахирқи күнләрдә» һаят кәчүриватимиз (Тимотийға 2-хәт 3:1—5; Мәтта 24:3—14).

     Әйса Мәсиһ Худаниң асмандики Падишалиғиниң падишаси вә у 1914 жили һөкүмранлиқ қилишни башлиди (Вәһий 11:15).

  5.   Қутқузулуш. Әйса Мәсиһниң төләм қурбанлиғи арқилиқ гуна билән өлүмдин азат болушқа мүмкинчилик пәйда болди (Мәтта 20:28; Әлчиләр 4:12). Бу қурбанлиқтин пайда елиш үчүн адәмләр Әйса пәйғәмбәргә пәқәт ишинипла қоймай, һаят тәрзини өзгәртип, чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүши керәк (Мәтта 28:19, 20; Йоһан 3:16; Әлчиләр 3:19, 20). Адәмниң ишлири униң етиқади тирик екәнлигини испатлайду (Яқуп 2:24, 26). Амма қутқузушқа өзүмиз еришәлмәймиз, униңға Худаниң «мол меһирлиги» арқилиқ егә болимиз (Галатилиқларға 2:16, 21).

  6.   Асман. Йәһва Худа, Әйса Мәсиһ вә садиқ пәриштиләр роһий аләмдә b яшайду (Зәбур 103:19—21; Әлчиләр 7:55). Әйса Мәсиһ билән биллә асмандики Падишалиғида һөкүмранлиқ қилиш үчүн пәқәт 144 000 адәм тирилиду (Даниял 7:27; Тимотийға 2-хәт 2:12; Вәһий 5:9, 10; 14:1, 3).

  7.   Йәр йүзи. Худа йәрни инсанийәтниң мәңгү яшайдиған йери болуш үчүн яратти (Зәбур 104:5; 115:16; Вәз 1:4). Униңдин ташқири, Йәһва Худа адәмләргә бәрикәт төкүп, уларға мукәммәл саламәт һәм җәннәттә мәңгү һаят әта қилиду (Зәбур 37:11, 34).

  8.   Зулум вә қайғу-һәсрәт. Булар Худаниң пәриштилириниң бири исиян көтәргәндин кейин башланди (Йоһан 8:44). Исияндин кейин «Шәйтан» вә «Иблис» дегән нам алған бу пәриштә дәсләпки әр-аялниму өз тәрипигә қайил қилди. Буниң ақивети Адәм ата вә Һава аниниң әвләтлири үчүн бәк ечинишлиқ болди (Яритилиш 3:1—6; Римлиқларға 5:12). Шәйтан көтәргән мәсилини һәл қилиш үчүн Худа зулум вә азапларниң болушиға йол қойди, амма уларниң мәңгү давам қилишиға йол қоймайду.

  9.   Өлүм. Адәм өлгәндә, яшашни тохтитиду (Зәбур 146:4; Вәз 9:5, 10). У һечқандақ отлуқ дозақта қийналмайду.

     Алла тәала миллиардлиған инсанларни өлүм уйқисидин тирилдүриду (Әлчиләр 24:15). Лекин тирилгәндин кейин Худаниң йоллирини рәт қилғанлар мәңгү йоқ қилинип, қайта тирилмәйду (Вәһий 20:14, 15).

  10.   Аилә. Биз нека бир әр вә бир аял арисида түзүлүши керәк һәм аҗришишқа пәқәтла җинсий әхлақсизлиқ сәвәп болиду дегән Худаниң өлчимигә бойсунимиз (Мәтта 19:4—9). Униңдин башқа, Муқәддәс китаптики даналиқ аилиләргә утуқлуқ болушқа ярдәм беридиғанлиғиға ишәнчимиз камил (Әфәсликләргә 5:22—6:1).

  11.   Ибадитимиз. Биз чапрасқа яки һечқандақ сүрәткә ибадәт қилмаймиз (Қанун шәрһи 4:15—19; Йоһанниң 1-хети 5:21). Төвәндә ибадитимизниң асасий саһалири кәлтүрүлгән:

    •   Худаға дуа қилимиз (Филипиликләргә 4:6).

    •   Муқәддәс китапни оқуймиз вә тәтқиқ қилимиз (Зәбур 1:1—3).

    •   Муқәддәс китаптин алған билимлиримиз тоғрисида мулаһизә қилимиз (Зәбур 77:12).

    •   Дуа қилиш, Муқәддәс китапни үгиниш, нахша ейтиш, ишәнчимизни ипадиләш вә етиқатдашлиримизға илһам бериш үчүн учришимиз (Колосилиқларға 3:16; Ибранийларға 10:23—25).

    •   «Падишалиқ һәққидики... хуш хәвәрни» вәз қилимиз (Мәтта 24:14)

    •   Муһтаҗларға ярдәм беримиз (Яқуп 2:14—17).

    •   Ибадәт өйлиримизни һәм пүтүн дуния бойичә Муқәддәс китаптики тәлим беридиған беналарни қуруп, уларни асрап күтимиз (Зәбур 127:1).

    •   Тәбиий апәтләрдин азап чәккәнләргә ярдәм беримиз (Әлчиләр 11:27—30).

  12.   Тәшкилатимиз. Биз җамаәтләргә тәшкил қилинған вә һәрбир җамаәткә ақсақаллар кеңиши ғәмхорлуқ қилиду. Бирақ ақсақаллар башқилардин жуқури әмәс вә қилған хизмити үчүн пул алмайду (Мәтта 10:8; 23:8). Учришишлиримизда пул яки ондин бир қисми жиғилмайду (Коринтлиқларға 2-хәт 9:7). Пүтүн паалийитимиз халисанә ианиләр арқисида ашурулмақта.

     Рәһбәрлик кеңәш — роһий йетилгән мәсиһийләрдин ибарәт кичик топ. У Баш идаридә хизмәт қилип, пүтүн дуния бойичә һәммә Йәһва гувачилириға рәһбәрлик бериду (Мәтта 24:45).

  13.   Инақлиғимиз. Пүтүн дуния йүзидики Йәһва гувачилирини ортақлаштуридиған нәрсә — тәлимлиримиз (Коринтлиқларға 1-хәт 1:10). Шундақла биз иҗтимаий, миллий, ирқий яки җәмийәттики орнимизға бола топларға бөлүнмәсликкә көп күч салимиз (Әлчиләр 10:34, 35; Яқуп 2:4). Бирақ һәммимиздә таллаш әркинлиги бар. Һәрбир Йәһва гувачиси Муқәддәс китапқа асаслинип тәрбийиләнгән виждани бойичә қарар чиқириду (Римлиқларға 14:1—4; Ибранийларға 5:14).

  14.   Жүрүш-турушимиз. Биз һәммә ишлиримизда ғәрәзсиз меһир-муһәббәтни көрситишкә тиришимиз (Йоһан 13:34, 35). Аллаға яқмайдиған ишлардин нери болуп, мәсилән қанни натоғра пайдилинип, уни қуйдуруштин ваз кечимиз (Әлчиләр 15:28, 29; Галатилиқларға 5:19—21). Униңдин ташқири, биз течлиқпәрвәр вә урушларға қатнашмаймиз (Мәтта 5:9; Йәшая 2:4). Биз өзүмиз турған йәрдә һөкүмәткә һөрмәт көрситимиз һәм Худаниң қанунлириға зит кәлмигән һәммә қанунлириға бойсунимиз (Мәтта 22:21; Әлчиләр 5:29).

  15.   Башқилар билән болған мунасивитимиз. Әйса Мәсиһ: «Өз йениңдики кишини өзүңдәк сөйгин»,— дәп буйриған. Шуниңдәк, у мәсиһийләр бу «дуниядин әмәслигини» ейтқан еди (Мәтта 22:39; Йоһан 17:16). Шу сәвәптин, биз «һәммисигә яхшилиқ қилишқа» тиришимиз, амма сәясий ишларда қәтъий бетәрәпликни сақлап, башқа динлар билән бағлиқ болуштин ваз кечимиз (Галатилиқларға 6:10; Коринтлиқларға 2-хәт 6:14). Лекин бу мәсилигә тегишлик башқиларниң қарарлирини һөрмәтләймиз (Римлиқларға 14:12).

 Йәһва гувачилириниң етиқади һәққидә соаллириңиз болса, торбетимиздин қошумчә мәлумат оқалайсиз. Буниңдин ташқири, филиаллиримизниң бири билән алақилишсиңиз, Ибадәт өйлиримиздә өтидиған учришишқа кәлсиңиз, йә болмиса сиз яшайдиған җайдики Йәһва гувачилириниң бири билән сөзләшсиңиз болиду.

a «Тәрҗимидики һәқиқәт» намлиқ китапниң 165-бетигә қараң («Truth in Translation»)

b Зулум пәриштиләр асмандин ташланған болсиму, роһий аләмдә яшашни давамлаштуриватиду (Вәһий 12:7—9).