Мәзмунға өтүш

Дуния йүзи бойичә Йәһва гувачилириниң сани қанчә?

Дуния йүзи бойичә Йәһва гувачилириниң сани қанчә?

2023-хизмәт жилиниң һесавити

Дуния йүзи бойичә Йәһва гувачилириниң сани

8 816 562

Җамаәтләр

118 177

Йәһва гувачилири вәз қиливатқан дөләтләр

239

2023 Җәми:

2023 Дөләтләр вә территорияләр һесавити

Гувачи дәп кимни һесаплайсиләр?

 Биз һәр айда Худа Падишалиғи һәққидә паал вәз қилидиған адәмнила Йәһва гувачилириниң бири дәп һесаплаймиз (Мәтта 24:14). Бу Гувачи сүпитидә чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән яки униңдин техи өтмигән, лекин вәз қилиш хизмитигә қатнишиш үчүн тәләпләргә лайиқ болған адәм болуши мүмкин.

Гувачи болуш үчүн адәмниң ианә бериши шәртму?

 Яқ. Йәһва гувачиси болуш үчүнму, тәшкилатимизда бирәр имтиязлиқ вәзипини атқуруш үчүнму ианә бериш тәләп қилинмайду (Әлчиләр 8:18—20). Кимниң қанчә ианә бериватқанлиғи һечким билмәйду. Һәрбир Йәһва гувачиси вәз қилиш ишиға қанчә вақит һәм пул аҗритишни өзи қарар қилиду (Коринтлиқларға 2-хәт 9:7).

Вәз қилиш ишиға қанчә адәм қатнишидиғанлиғини нәдин билисиләр?

 Йәһва гувачилири һәр айда йәрлик җамаәткә вәз паалийити һәққидә һесават тапшуриду. Һесават тапшуруш-тапшурмаслиқни һәрким өзи қарар қилиду.

 Йәһва гувачилириниң һесавити санилип, барлиғи йәрлик филиалға әвәтилиду. Андин йәрлик филиал өз мәмликитиниң умумий һесавитини дуния йүзлүк баш идаригә әвәтиду.

 Һәр хизмәт жилиниң a ахирида һәрбир әлдики Гувачиларниң мәзкүр жилдики әң жуқури сани ениқлиниду. Дуния йүзи бойичә қанчә Йәһва гувачиси бар екәнлигини ениқлаш үчүн барлиқ әлләрниң умумий һесаватлири қошулуп һесаплиниду. Һәрбир әлниң тәпсилий һесавити, шу җүмлидин вәз паалийитидә болған қизиқ вақиәләрни, «Дуния йүзи» дегән йәрдин тапалайсиз. Шундақ һесаватлар, биринчи әсирдики мәсиһийләрни илһамландурғандәк, бизниму илһамландуриду (Әлчиләр 2:41; 4:4; 15:3).

Җамаитиңлар билән арилишип, амма вәз қилмайдиған адәмләрни һесапқа аламсиләр?

 Биз мундақ адәмләрни Гувачиларниң қатариға қошмисақму, уларни учришишлиримизда қучақ йейип қарши алимиз. Уларниң көпинчиси һәр жили Әйса пәйғәмбәрниң өлүмини Хатириләш мәрасимиға қатнишиду. Шу сәвәптин, мошу мәрасимға қатнашқанларниң санидин Гувачиларниң санини еливәтсәк, Гувачи әмәс адәмләрниң тәхминән санини ениқлалаймиз. 2023-жили Хатириләш мәрасимиға қатнашқанларниң умумий сани — 20 461 767.

 Нурғун адәмләр учришишлиримизға катнашмисиму, Муқәддәс китапни һәқсиз тәтқиқ қилиш дәрисидин көп пайдисини көрүватиду. Биз 2023-жилниң ичидә һәр айда 7 281 212 Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш дәрисини өткәздуқ. Бу дәрисләрниң бәзилиригә бир әмәс, бирнәччә адәм қатнашти.

Немишкә һөкүмәтниң һесави бойичә Гувачиларниң сани сизниңкидин көп?

 Аһалини тизимға алидиған мәмликәтлик мәһкимиләрдин әзалириниң санини адәмләрниң өзлирини қайси динға ятқузидиғанлиғи һәққидә сорақ жүргүзүш арқилиқ ениқлайду. Мәсилән, АҚШниң Аһалини тизимға елиш бюросиниң сөзлири бойичә улар «адәмләрниң өзлирини қайси динға ятқузидиғанлиғини ениқлашқа» тиришиду. Шундақтиму улар бу “мәлуматниң ениқ екәнлигини әмәс, бәлки адәмләрниң пикригә асасланғанлиғини” иқрар қилиду. Биз болсақ, өзини Гувачи дәп атайдиған адәмни әмәс, бәлки вәз қилидиған һәм бу һәққидә һесават тапшуридиған адәмнила Гувачи дәп һесаплаймиз.

a Бизниң хизмәт жилимиз 1-сентябрьдин башлинип, 31-августта аяқлишиду. Мәсилән, 2015-хизмәт жили 2014-жилниң 1-сентябридин башлинип, 2015-жилниң 31-августиғичә давамлашти.