Мәзмунға өтүш

Йәһва гувачилири немә үчүн қан қуйдурушни рәт қилиду?

Йәһва гувачилири немә үчүн қан қуйдурушни рәт қилиду?

Кәң тарқалған натоғра чүшәнчиләр

  Натоғра чүшәнчә: Йәһва гувачилири тиббий давалашни рәт қилиду.

 Һәқиқәт: Биз өзүмиз вә аилә әзалиримиз үчүн әң яхши тиббий давалаш усулини таллаймиз. Биз ағрип қалған чағда, қансиз давалаш усуллирини қоллинишниң тәҗрибиси бар дохтурларни издәймиз. Биз тибабәтниң утуқлирини баһалаймиз вә уларни қоллинимиз. Әсли Гувачи бемарлар үчүн қолланған қансиз давалаш усуллири һазир дунияда кәң тарқалған. Көплигән мәмликәтләрдә һәрқандақ адәм қансиз давалиниш усулини таллавалалайду. Шундақ қилип, у қан арқилиқ жуқудиған ағриқлар, иммунлуқ система реакциялири, вә тиббий хадимларниң хаталиқлири тәвәккәлчиликтин сақлиналайду.

  Натоғра чүшәнчә: Йәһва гувачилири кесәлләрни етиқат арқилиқ давалашқа болидиғиниға ишиниду.

 һәқиқәт: Биз етиқат арқилиқ давалинишқа ишәнмәймиз.

  Натоғра чүшәнчә: Қан қуйдурмай давалиниш наһайити қиммәт. a

 һәқиқәт: Қан қуйдурмай давалиниш усуллири үнүмлүк һәм қиммәт әмәс.

  Натоғра чүшәнчә: һәр жили көплигән Йәһва гувачилири қан қуйдурушни рәт қилғанлиғи үчүн өлиду, уларниң ичидә балиларму бар.

 Һәқиқәт: Мундақ дәп ейтишқа һечқандақ асас йоқ. Бүгүнму хирурглар ортопедиялиқ вә жүрәккә қилинидиған операциялар, ички әзаларни алмаштуруш қатарлиқ мурәккәп операцияларни қан қуймай әмәлгә ашуриду. b Қан қуйдурмиған бемарлар һәм балилар адәттә қан қуйдурған бемарларға қариғанда тезирақ сақийиду. c Қандақла болмисун, бемар қан қуйдурмиғанлиқтин өлүп қалиду яки қан қуйдурғанлиқтин сақийип кетиду дәп һечким ейталмайду.

Йәһва гувачилири немә үчүн қан қуйдурушни рәт қилиду?

 Бу – тиббий әмәс, диний мәсилә. Кона вә Йеңи әһдләрдә қандин хали болуш ениқ буйруқ қилиниду (Яритилиш 9:4; Лавийлар 17:10; Қанун шәрһи 12:23; Әлчиләр 15:28, 29). Шуниң билән, қан Худаниң нәзәридә һаятни билдүриду (Лавийлар 17:14). Шу сәвәптин биз Худаға итаәт қилғинимиз үчүнла әмәс, шундақла Худани Һаят бәргүчидәк һөрмәтлигәнлигимиз үчүнму қанни рәт қилимиз.

Өзгириватқан көзқарашлар

Мурәккәп операцияларниму қан қуйдурмай мувәппәқийәтлик қилишқа болиду.

 Бир чағларда тибабәтчиликтә қан қуйдуруштин ваз кечиш хәтәрлик, һәтта өз-өзүни өлтүргәнгә баравәр дәп һесаплинатти. Бирақ ахирқи вақитларда мундақ көзқарашни қоллайдиғанлар азийиватиду. Мәсилән, 2004-жили тиббий маарип журналидики бир мақалида: «Йәһва гувачилири болған бемарлар үчүн қолланған тиббий давалаш усуллириниң көпчилиги жиллар өтүп адәттики тибабәткә айлиниду», – дәп йезилған. d Башқа тиббий журналда қансиз операция қилиш пәқәт Йәһва гувачилири биләнла чәкләнмәслиги керәк, хирургларниң бу усулни һәрбир вәзийәттә қараштуруш керәклиги ейтилди (Heart, Lung and Circulation, 2010-жил).

 Дуния йүзи бойичә миңлиған дохтурлар мурәккәп операцияларни қансиз қилиш үчүн операция вақтида қанни сақлап қелиш услублирини қоллинилиду. Мундақ услублар һәтта тәрәққий қиливатқан мәмликәтләрдиму қоллиниду. Мошундақ тиббий давалиниш түрлирини таллайдиғанларниң арисида Йәһва гувачилири болмиған бемарларму кам әмәс.

a See Transfusion and Apheresis Science, Volume 33, No. 3, p. 349.

b See The Journal of Thoracic and Cardiovascular Surgery, Volume 134, No. 2, pp. 287-288; Texas Heart Institute Journal, Volume 38, No. 5, p. 563; Basics of Blood Management, p. 2; and Continuing Education in Anaesthesia, Critical Care & Pain, Volume 4, No. 2, p. 39.

c See The Journal of Thoracic and Cardiovascular Surgery, Volume 89, No. 6, p. 918; and Heart, Lung and Circulation, Volume 19, p. 658.

d Continuing Education in Anaesthesia, Critical Care & Pain, Volume 4, No. 2, page 39.