Мәзмунға өтүш

Йәһва гувачилири паалийәтлирини елип бериш үчүн пулни нәдин алиду?

Йәһва гувачилири паалийәтлирини елип бериш үчүн пулни нәдин алиду?

 Бизниң дуниявий паалийитимиз асасән һәрбир Йәһва гувачиси a қилған ихтиярий ианиләрниң ярдими билән елип берилиду. Ианә сандуқчилири җамаәт учришишлиримиз өтидиған орунларда қоюлған. Торбетимиздики «Ианиләр» дегән йәрдә ианә қилишниң башқиму усуллири көрситилгән. Ианә қилишни халиған адәм дуниявий паалийитимизгә, йәрлик хираҗәткә яки иккилисигиму ианә қилалайду.

 Йәһва гувачилири кишиләрдин ондин бир үлүши яки айлиқ маашиниң мәлум үлүш яки ниспәттә ианә қилишни тәләп қилмайду (Коринтлиқларға 2-хәт 9:7). Биз учришишлиримизға қатнишиш һәққи алмаймиз, қатнашқучиларниң алдиға келип ианә жиғмаймиз, суға чөмдүрүлүш, өлүм узитиш йәни дәпнә мәрасими, той мәрикә яки башқа диний мәрасимларда кишиләрдин пул алмаймиз. Йәһва гувачилири ианә топлаш намида лоторея билетлири, мукапатлиқ сетивелиш, оюнлар, байрамлар, кәчлик олтириш дегәндәк яки башқа паалийәтләрни өткүзүп пул жиғмайду. Ианә бәргүчиниң шәхсий учурини башқиларға бәрмәйду яки очуқ җамаәттә ашкарә елан қилмайду (Мәтта 6:2—4). Биз торбетимиз яки нәшир қилған әдәбиятлиримизда сода-тиҗарәт еланлирини чиқирип пул тапмаймиз.

 Йәһва гувачилириниң һәрбир җамаитидә һәр айда ианә пуллириниң һесавитини очуқ хәвәрләп туриду. Һәрбир җамаәттә қилинған ианә пуллири тоғра ишлитилишигә көз йәткүзүлүши үчүн шундақ еланлар қилинип туриду (Коринтлиқларға 2-хәт 8:20, 21).

Ианә қилиш усуллири

  •   Ианә сандуқчилири. Ибадәт өйлиридә, Конгресс сарийида яки учришишлар өтидиған башқа орунларда җайлашқан ианә сандуқчилириға нәқ пулни яки пул чеклирини селишқа болиду.

  •   Тор арқилиқ қилинған ианиләр. Нурғун дөләтләрдә қәриз карта, аддий карта, банк яки башқа электронлуқ усуллар b арқилиқ ианә қилишқа болиду. Буниң үчүн торбетимиздики «Дуниявий паалийитимизгә ианә қилиш» дегән йәргә бесиң. Бәзи Йәһва гувачилири мошу усуллириниң бирини ишлитип, һәр айда ианә қилиш үчүн пуллириниң бир үлүшини аҗритип қойиду (Коринтлиқларға 1-хәт 16:2).

  •   Планлаштурулған ианә. Ианә қилишниң бәзи усуллири алдин-ала планлаштурушни яки юридик мәслиһәтни тәләп қилиши мүмкин. Шундақ ианә қилиш усули сизниң дөлитиңиздә селиқ имтиязлиридин пайдилиналайсиз. Нурғунлири һаят вақтида яки өлүмидин кейин әмәлгә ашуралайдиған ианиләр тоғрилиқ көпирәк мәлуматқа егә болғанлиғиниң пайдисини көрмәктә. Әгәр ианә қилишни халисиңиз, қошумчә мәлуматни елиш үчүн илтимас, Йәһва гувачилириниң филиали билән алақилишиң:

    •   банк шоти

    •   суғурта

    •   йәр-мүлүк

    •   акциялар вә қиммәтлик һөҗҗәтләр

    •   вәсийәтнамә вә ишәнчнамә

 Сиз туриватқан дөләттә қандақ ианә қилиш усуллири бар екәнлигини билиш үчүн «Дуниявий паалийитимизгә ианә қилиш» дегән йәргә бесиң.

a Йәһва гувачилири әмәс бәзи кишиләрму паалийитимизни қоллаш үчүн хошаллиқ билән ианә қилиду.

b Көпирәк мәлумат елиш үчүн «Торбәт арқилиқ ианә қилиш усуллири» дегән видеони көрүң.