Немә үчүн Йәһва гувачилири учришидиған орунлирини «Ибадәт өйлири» дәп атайду?
Мундақ атилишиниң бирнәччә сәвәви бар:
Жиғилидиған йеримиз – ибадәт қилидиған яки җәм болидиған җай.
Биз Муқәддәс китапта баян қилинған Йәһва Худаға ибадәт қилиш үчүн һәм У тоғрилиқ гувалиқ қилиш үчүн жиғилимиз (Зәбур 83:18; Йәшая 43:12).
Шундақла Әйса пәйғәмбәр дайим тилға алған Худа Падишалиғи тоғрилиқ көпирәк билим елиш үчүн җәм болумиз (Мәтта 6:9, 10; 24:14; Луқа 4:43).
Сизни йеқин йәрдики Ибадәт өйигә келип, Йәһва гувачилириниң учришишлири қандақ өтидиғанлиғини өз көзүңиз билән көрүшкә тәклип қилимиз.