Йәһва гувачилири америкилиқ мәзһәпму?
Йәһва гувачилириниң Дуниявий баш идариси Америка Қошма Штатлирида орунлашқан. Амма биз америкилиқ мәзһәпкә ятмаймиз. Буниңға шундақ сәвәпләр бар:
Адәттә мәзһәп дегән сөзгә «бир диндин бөлүнүп чиққан диний топ» дегән ениқлима берилиду. Йәһва гувачилири һечқандақ диндин бөлүнүп чиқмиған. Әксичә, биз І-әсирдә пәйда болған мәсиһийликни әслигә кәлтүрдуқ дәп һесаплаймиз.
Йәһва гувачилири паалийәтлирини 230дин ошуқ мәмликәттә вә районда паал жүргүзүватиду. Қайси мәмликәттә турмайли, биз АҚШ-қа яки башқа инсаний һөкүмәткә әмәс, пәқәт Йәһва Худа билән Әйса Мәсиһкә садиқ болимиз (Йоһан 15:19; 17:15, 16).
Бизниң тәлимлиримизниң һәммиси Қошма Штатлардики қандақту бир диний рәһбәрниң язмилириға әмәс, Муқәддәс китапқа асасланған (Салоникилиқларға 1-хәт 2:13).
Биз қандақту бир инсанниң әмәс, Әйса Мәсиһниң әгәшкүчилири (Мәтта 23:8–10).