Немә үчүн «Йәһва гувачилири» дегән нам қоллинилиду?
Муқәддәс китапта ейтилғандәк, Худаниң шәхсий исми – Йәһва (Чиқиш 6:3; Зәбур 83:18). Гувачи – бу өзи көз йәткүзгән пикирләр вә һәқиқәтләрни җакалайдиған адәм.
Демәк, Йәһва гувачилири дегән намимиз бизни пүткүл Каинатниң Яратқучиси болған Йәһва Худа тоғрисида һәқиқәтни җакалайдиған мәсиһийләр топи сүпитидә тәсвирләйду (Вәһий 4:11). Биз башқиларға жүрүш-турушимиз арқилиқ һәм Муқәддәс китаптин биливалғанлиримизни бөлүшүш арқилиқ гувалиқ беримиз (Йәшая 43:10–12; Петрусниң 1-хети 2:12).