Мәзмунға өтүш

Йәһва гувачилирида хизмити үчүн пул алидиған дин рәһбәрлири барму?

Йәһва гувачилирида хизмити үчүн пул алидиған дин рәһбәрлири барму?

 Биринчи әсирдики мәсиһийләр қалдурған үлгигә бенаән, Йәһва гувачилири дин рәһбәрлири билән аддий етиқатчиларға бөлүнмәйду. Чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән Гувачиларниң һәммиси роһий хизмәтчиләр болуп, һәммиси вәз қилиш вә тәлим бериш паалийитидә иштирак қилиду. Гувачиларниң җамаәтлиридә тәхминән 100 адәм бар. Һәрбир җамаәттә роһий йетилгән әр кишиләр «ақсақал» болуп хизмәт қилиду (Титқа 1:5). Улар хизмити үчүн пул алмайду.