Немишкә Йәһва гувачилири туғулған күнләрни өткүзмәйду?
Йәһва гувачилири туғулған күнләрни өткүзмәйдиғанлиғиниң сәвәви — Худа буни мақул көрмәйду. Муқәддәс китапта туғулған күнни өткүзмәңлар дегән әмир берилмисиму, униңда мошу мәйрәмниң алаһидиликлиригә диққәт ағдурулуп, Худаниң туғулған күнгә болған көзқариши йезилған. Мошу мәсилигә бағлиқ болған төрт алаһидиликни вә Муқәддәс китаптики принципларни қараштуруп чиқайли.
Туғулған күнни мәйрәмләш бутпәрәсликкә асасланған. Бир илмий әмгәккә бенаән, бу урп-адәт адәмниң туғулған күнидә «явуз роһлар билән күчләр униңға һуҗум қилиши мүмкин», амма «достлири вә уларниң яхши тиләклири уни қоғдайду» дегән ишәнчигә асасланған (Funk & Wagnalls Standard Dictionary of Folklore, Mythology, and Legend). Башқа бир мәнбәниң ейтишичә, «қедимий заманларда туғулған күнләр тоғрилиқ хатириниң йезилип қоюлуши бәк муһим болған, сәвәви туғулған күнниң асасида гороскоп түзүләтти». Бу болса, мунәҗҗимләрниң тәсәввупчилиқ илиминиң қисми болған (The Lore of Birthdays). У йәрдә шундақла: «хәлиқ арисидики ирим бойичә, туғулған күндә йеқилидиған шамлар тиләкләрни орунлайдиған сеһрий күчкә егә»,— дәп йезилған.
Лекин Муқәддәс китапта сеһиргәрлик, пал ечиш, җинкәшлик вә «шуниңдәк ишлар» әйиплиниду (Қанун шәрһи 18:14; Галатилиқларға 5:19—21). Худаниң қедимий Бабил шәһирини әйиплишиниң сәвәплириниң бири — униң турғунлири пал ечишниң бир түри болған мунәҗҗимлик билән шуғулланған (Йәшая 47:11—15). Әлвәттә Йәһва гувачилири һәрбир әнъәниниң яки урп-адәтниң келип чиқишини тәпсилий тәкшүрүшкә тиришмайду, бирақ Муқәддәс китапта Худаниң бәлгүлүк мәсилигә болған көзқариши ипадиләнгәндә, униңға бепәрва қаримайду.
Дәсләпки мәсиһийләр туғулған күнләрни өткүзмигән. «Уорлд бук» қамусида дәсләпки мәсиһийләр «һәрқандақ адәмниң туғулған күнини өткүзүш — бутпәрәслик урп-адәт» дәп һесаплиғанлиғи йезилған. Муқәддәс китапқа бенаән, Әйса Мәсиһ вә униң әлчилири өзи тәлим бәргән адәмләр үчүн үлгә қалдурған вә барлиқ мәсиһийләр әшу үлгигә риайә қилиши керәк (Салоникилиқларға 2-хәт 3:6).
Мәсиһийләр мәйрәмлиши керәк болған бирдин-бир мәйрәм —туғулған күн әмәс, бәлки Әйса Мәсиһниң өлгән күни (Луқа 22:17—20). Бу һәҗәплинәрлик нәрсә әмәс, чүнки Муқәддәс китапта «адәмниң өлүш күни туғулуш күнидин әвзәлдур»,— дәп йезилған (Вәз 7:1). Әйса Мәсиһ йәрдики һаятиниң ахирида Худаниң алдида яхши намға егә болуп, өлгән күниниң туғулған күнидин муһимирақ екәнлигини көрсәтти (Ибранийларға 1:4).
Муқәддәс китапта Худа хизмәтчилириниң ичидә кимду бирсиниң туғулған күнини өткүзгәнлиги ейтилмиған. Бу тәсадипий һадисә әмәс, чүнки Муқәддәс китапта Худаға хизмәт қилмиған адәмләр өткүзгән икки туғулған күн һәққидә ейтилиду. Һәр икки туғулған күнниң паҗиәлик аяқлашқанлиғини көрәләймиз (Яритилиш 40:20—22; Марк 6:21—29).
Туғулған күнләрни өткүзмигәнлиги сәвәвидин Йәһва гувачилириниң балилири өзлирини бир нәрсидин қуруқ қалғандәк һис қиламду?
Һәрқандақ ғәмхорчан ата-аниға охшаш, Йәһва гувачилириму балилириға дайим меһир-муһәббитини көрситип туриду. Мәсилән, улар балилириға соғатларни бериду вә қизиқ достанә учришишлирини өткүзүп бериду. Ата-анилар һәрқандақ вақитта яхши нәрсиләрни беридиған Худаға тәқлит қилиду (Мәтта 7:11). Төвәндә ейтилған ой-пикирләрдин көрүнүп туридики, Йәһва гувачилириниң балилири өзлирини бир нәрсидин қуруқ қалғандәк һис қилмайду.
«Күтүлмигән вақитта соғат елиш көпирәк хошаллиқ әкелиду» (Тэмми, 12 яш).
«Туғулған күнүмдә соғатларни қилмисиму, ата-анам башқа күнлири маңа соғатларни бериду» (Грегори, 11 яш).
«Бирнәччә кекс, нахша ейтиш вә он минутлуқ көңүл ечишни мәйрәм дегили боламду? Бизниң өйгә келиңлара, һәқиқий мәйрәмниң қандақ болидиғанлиғини көрисиләр!» (Эрик, 6 яш).