Йәһва гувачилири тәбиий апәтләрдә азап чәккәнләргә ярдәм көрситәмду?
Һә, Йәһва гувачилири тәбиий апәтниң қурбанлириға пат-пат ярдәм қолини суниду. Биз Йәһва гувачилириғиму һәм Гувачи әмәсләргиму ярдәм көрситимиз. Шундақ қилип Муқәддәс китаптики «Хулләс, вақит бизгә пурсәт бериватқан чағда, һәммисигә яхшилиқ қилайли болупму етиқатдашлиримизға алайтән» дегән мәслиһәткә мас һәрикәт қилимиз. Шундақла апәттин азап чәккәнләр көпинчә эмоциялиқ вә роһий ярдәмгә муһтаҗ болғанлиқтин, мошу җәһәттинму ярдәм қолумизни сунушқа тиришимиз (Коринтлиқларға 2-хәт 1:3, 4).
Ярдәм уюштуруш
Тәбиий апәттин кейин, йәрлик җамаәтниң мәсъулийәтлик әр кишилири (ақсақаллар) җамаәт әзалири билән алақилишип, уларниң бехәтәрлигини вә қандақ ярдәмгә муһтаҗ екәнлигини ениқлайду. Кейин улар алған мәлуматларни һәм әң авал қандақ ярдәм көрситилгәнлигини Йәһва гувачилириниң йәрлик филиалиға хәвәрләйду.
Әгәр йәрлик җамаәтләрниң һаҗәтлик ярдәмни көрситишкә мүмкинчилиги болмиса, уларға Йәһва гувачилириниң Рәһбәрлик кеңиши ярдәм көрситиду. Улар мошундақ қилип ачарчилиқ вақтида бир-биригә ярдәм қолини сунған Худаниң қедимдики хизмәтчилиригә тәқлит қилиду (Коринтлиқларға 1-хәт 16:1–4). Ярдәм бериш ишини уюштуруш вә башқуруш үчүн, йәрлик филиал ярдәм көрситиш комитетлирини тәшкил қилиду. Башқа наһийәләрдики Гувачиларму ярдәм бериш үчүн, вақитлирини һәм пуллирини өз ихтияри билән сәрип қилиду (Пәнд-нәсиһәтләр 17:17).
Маддий ярдәм
Йәһва гувачилириниң филиаллириға чүшкән ихтиярий ианиләр, шуниңдәк тәбиий апәттин азап чәккәнләргә ярдәм бериш мәхситидиму ишлитилиду (Әлчиләр 11:27–30; Коринтлиқларға 2-хәт 8:13–15). Ихтиярий хизмәтчиләр ярдәм ишини һәқсиз қилғанлиқтин, бөлүнгән һаҗәтлик пул мәмурий хираҗәтләргә әмәс, бәлки пәқәт тәбиий апәттин азап чәккәнләргә ярдәм қилиш үчүн ишлитилиду. Биз һәммә ианиләрни һаҗәтлик йәрләргә вә диққәт билән ишлитимиз (Коринтлиқларға 2-хәт 8:20).