Йәһва гувачилири бурун уларниң динида болғанлардин чәтнәмду?
Биз өз вақтида Йәһва гувачилири сүпитидә чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән, лекин кейин вәзлик паалийәткә қатнашмай, һәтта етиқатдашлар билән арилашмай кәткән адәмләрдин чәтнимәймиз. Әксичә, уларниң роһий җәһәттин өзигә келишигә ярдәм беришкә тиришимиз.
Еғир гуна қилған адәм җамаәттин дәрру чиқирилмайду. Амма чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән Гувачи Муқәддәс китапниң принциплирини қәстән бузуп, қилған гунасиға товва қилмиса, җамаәттин чиқирилиду. Муқәддәс китапта «өзүңлардин явузни чиқириңлар»,— дәп ениқ йезилған (Коринтлиқларға 1-хәт 5:13).
Әгәр әр киши җамаәттин чиқирилип, бирақ униң аяли билән бала-чақиси техи Йәһва гувачилири болуп қаливәрсәчу? Униң аилиси билән диний алақиси үзүлгини билән, туққандарчилиқ алақиси үзүлмәйду. Некалиқ мунасивити, аилисидә меһрибанлиқни көрситиш һәм вәзипилирини орунлаштәк тәрәпләр бурунқидәкла қаливериду.
Җамаәттин чиқирилғанлар җамаәт учришишлириға кәлсә болиду. Әгәр халиса, улар җамаәт ақсақаллиридин роһий ярдәм соралайду. Ақсақалларниң асасий мәхсити — җамаәттин чиқирилғанларниң һәрбири Йәһва гувачилириниң қатариға қайтидин қошулушқа лайиқ болушиға ярдәм бериш. Җамаәттин чиқирилған киши натоғра ишлирини ташлап, Муқәддәс китап принциплири бойичә яшашни чин жүрәктин халиса, у қайтидин Йәһва гувачиси болалайду.