Йәһва гувачилириниң җамаәтлири қандақ уюштурулған?
Һәрбир җамаәттә ақсақаллар кеңиши бар. Уларға җамаәткә йетәкчилик қилиш иши тапшурулған. Тәхминән 20 җамаәттин бир наһийә, тәхминән 10 наһийидин бир вилайәт қурилиду. Наһийилик назарәтчи һәм вилайәтлик назарәтчи дегән намлар билән тонулған ақсақаллар җамаәтләргә йолуқуш сәпәрлири билән дайим келип туриду.
Шундақла, Рәһбәрлик кеңәштин Муқәддәс китапқа асасланған рәһбәрлик билән көрсәтмиләр берилип туриду. Рәһбәрлик кеңәш узун жиллар давамида Гувачи болуп, һазир Йәһва гувачилириниң Уорвиктики (Нью-Йорк) баш идаридә хизмәт қилидиған мәсиһийләрдин қурулған (Әлчиләр 15:23—29; Тимотийға 1-хәт 3:1—7).