Мәзмунға өтүш

Немишкә Йәһва гувачилири Һакимдарниң кәчки зияпитини башқа динлардин өзгичә нишанлайду?

Немишкә Йәһва гувачилири Һакимдарниң кәчки зияпитини башқа динлардин өзгичә нишанлайду?

 Биз Һакимдарниң кәчки зияпитини, йәни Әйсаниң өлүмини хатириләш кечини дәл Муқәддәс китапта ейтилғандәк нишанлаймиз (Коринтлиқларға 1-хәт 11:20). Башқа диний еқимларниң бу мәйрәмгә тегишлик көплигән ишәнчилири билән урп-адәтлири Муқәддәс китапқа асасланмиған.

Мәхсити

 Һакимдарниң кәчки зияпитиниң мәхсити — өзини биз үчүн қурбан қилғиниға миннәтдарлиғимизни көрситип, Әйсани хатириләш (Мәтта 20:28; Коринтлиқларға 1-хәт 11:24). Һакимдарниң кәчки зияпити гуналар кәчүрүлүш үчүн қилинидиған диний мурасим әмәс. Муқәддәс китапта ейтилғандәк, гуналиримиз диний мурасим арқилиқ әмәс, пәқәт Әйсаға ишиниш арқилиқ кәчүрилиду (Римлиқларға 3:25; Йоһанниң 1-хети 2:1, 2).

Жилиға қанчә қетим?

 Әйса шагиртлириға Һакимдарниң кәчки зияпитини нишанлашқа буйриди. Лекин бу кәчни жилиға қанчә қетим нишанлаш керәклигини ейтмиған (Луқа 22:19). Бәзибирлири уни һәр айда, һәр һәптидә, һәр күни яки күнигә бир нәччә қетим, йә болмиса адәм қанчә қетим һаҗәт дәп ойлиса, шунчә қетим нишанлаш керәк дәп һесаплайду. Амма бирнәччә нәрсини нәзәрдә тутуш керәк.

 Әйса Һакимдарниң кәчки зияпитини йәһудийларниң Өтүп кетиш һейти болған күни киргүзүп, шу күни қайтиш болди (Мәтта 26:1, 2). Бу тәсадипий вақиә әмәс еди. Язмиларда Әйсаниң қурбанлиғи Өтүп кетиш һейтиниң қозиси билән селиштурулған (Коринтлиқларға 1-хәт 5:7, 8). Өтүп кетиш һейти жилиға бир қетим нишанланған (Чиқиш 12:1—6; Лавийлар 23:5). Шуниңға охшаш, дәсләпки мәсиһийләрму Хатириләш кечини жилиға бир қетим нишанлиди. Бүгүнму Йәһва гувачилири Муқәддәс китаптики шу үлгигә бенаән һәрикәт қилиду.

Күни билән вақти

 Муқәддәс китапниң ярдими билән Хатириләш кечини қайси күни вә қайси вақитта нишанлаш керәклигини ениқлашқа болиду. Әйса кәчки зияпитини Муқәддәс китапниң ай календари бойичә б.м. 33-жилниң 14-нисан күни күн патқандин кейин киргүзгән (Мәтта 26:18—20, 26). Биз дәсләпки мәсиһийләргә тәқлит қилип, Хатириләш кечини һәр жили шу күни нишанлаймиз.

 Б.м. 33-жилидики 14-нисан җүмә күнигә кәлгән болсиму, бу күн һәр жили һәптиниң һәр түрлүк күнигә тоғра келиду. Биз 14-нисан күни мәзкүр жилниң қайси күнигә кәлгәнлигини заманивий ибраний календари бойичә әмәс, Әйсаниң заманидики усулни қоллинип ениқлаймиз a.

Нан билән шарап

 Йеңи мәйрәмни киргүзгәндә Әйса Өтүп кетиш һейтидин қалған петир нан билән қизил шарапни пайдиланған (Мәтта 26:26—28). Униңға тәқлит қилип, бизму хемиртуручсиз вә һечнәрсә қошулмиған нанни қоллинимиз. Шуниң билән биз үзүм ширнисини яки татлиқ, күчәйтилгән вә бирәр нәрсә қошулған шарапни әмәс, таза қизил шарапни қоллинимиз.

 Бәзи диний еқимлар хемиртуруч қошулған нанни пайдилиниду, лекин Муқәддәс китапта хемиртуруч пат-пат гуна яки бузулушниң символи сүпитидә қоллиниду (Луқа 12:1; Коринтлиқларға 1-хәт 5:6—8; Галатилиқларға 5:7—9). Ундақта пәқәт хемиртуручсиз яки һечнәрсә қошулмиған нанла Мәсиһниң мукәммәл тениниң символи болалайду (Петрусниң 1-хети 2:22). Муқәддәс китапқа асасланмиған йәнә бир адәт — шарапниң орниға ечимиған үзүм ширнисини пайдилиниш. Бәзи диний еқимлар Муқәддәс китапқа асасланмай, ичимликни мәнъий қилғанлиқтин шундақ қилиду (Тимотийға 1-хәт 5:23).

Удул мәнадики тән билән қан әмәс, рәмзләр

 Хатириләш кечидә қоллинилидиған петир нан билән қизил шарапни Әйсаниң тени билән қениниң нәмунаси. Улар бәзибирлири ойлайдиғандәк, мөҗүзәвий һалда Әйсаниң удул мәнадики тән билән қениға айланмайду. Буниңға Язмилардин испат кәлтүрәйли.

  •   Әйса шагиртлириға қенини ичишкә буйриса, Худаниң қанни йемәсликкә тегишлиқ қанунини бузушқа дәвәт қилған болатти (Яритилиш 9:4; Әлчиләр 15:28, 29). Лекин ундақ болуши мүмкин әмәс. Әйса башқиларға қанниң муқәддәслигигә тегишлик Худаниң қанунини бузушқа буйруқ бәрмәс еди (Йоһан 8:28, 29).

  •   Әлчиләр Әйсаниң қенини удул мәнада ичәлмәс еди, чүнки у тирик болған, шуниң билән униң қени техи төкүлмигән еди (Мәтта 26:28).

  •   Әйса «бир қетим» қурбанлиқ әкәлди (Ибранийларға 9:25, 26). Һакимдарниң кәчки зияпити йүз бәргән һәр қетим нан билән шарап Әйсаниң удул мәнадики тени билән қениға айланған болса, улардин еғиз тәккәнлар Әйсаниң қурбанлиғини қайта-қайта әкәлгән болатти.

  •   Әйса «Мени қурбан қилиш үчүн» әмәс, «Буни мени әсләш үчүн қилиңлар» дегән (Коринтлиқларға 1-хәт 11:24).

 Нан билән шарап Әйсаниң удул мәнадики тени билән қениға айлиниду дәп ишинидиғанлар бу тәлимни бәзи Муқәддәс китап айәтлиригә асасландуриду. Мәсилән, Уйғур Муқәддәс китап җәмийитиниң тәрҗимисигә бенаән, Әйса шарапни елип: «Бу мениң...қенимдур»,— дегән (Мәтта 26:28). Лекин Әйсаниң сөзлирини «мениң қенимни билдүриду» яки «бу қенимниң символи» дәпму тәрҗимә қилишқа болиду. Әйса өз адити бойичә, метафора, яки селиштурушни қолланған (Мәтта 13:34, 35).

Кимләр еғиз тегиду?

 Йәһва гувачилири Һакимдарниң кәчки зияпитини нишанлиғанда, уларниң бәзибирлири нан билән шараптин еғиз тегиду. Немишкә?

 Әйсаниң төкүлгән қени асасида Йәһва Худа Өзи билән қедимки Исраил хәлқиниң арисидики келишимниң орниға кәлгән «йеңи келишимни» түзди (Ибранийларға 8:10—13). Хатириләш кечиниң рәмзлиридин шу келишимгә киридиғанларла еғиз тегиду. Уларниң ичигә мәсиһийләрниң һәммиси әмәс, пәқәт алаһидә түрдә «чақирилғанларла» кириду (Ибранийларға 9:15; Луқа 22:20). Бу адәмләр асманда Әйса билән һөкүмранлиқ қилиду вә Муқәддәс китапқа бенаән, бу шан-шәрәпкә пәқәт 144 000 адәм еришиду (Луқа 22:28—30; Вәһий 5:9, 10; 14:1, 3).

 Әйса билән бирликтә һөкүмранлиқ қилидиғанлар «кичик пада» болса, йәрдә мәңгү яшашқа үмүти барлар «бүйүк көпчиликни» тәшкил қилиду (Луқа 12:32; Вәһий 7:9, 10). Йәрдә яшаш үмүти барлар Хатириләш кечидә рәмзләрдин еғиз тәгмисиму, Әйсаниң һәммимиз үчүн бәргән қурбанлиғиға миннәтдарлиғини билдүрүш үчүн уларму мошу мәйрәмгә қатнишиду (Йоһанниң 1-хети 2:2).

a Ибранийларниң заманивий календарида нисан ейи астрономиялиқ һесап бойичә йеңи ай чиққандин башлиниду. Лекин биринчи әсирдә мундақ һесап усули пайдилинилмиған. Әксичә, нисан ейи Иерусалимда дәсләп йеңи ай туғулғини көрүнгәндин башланған. Бу болса — астрономиялиқ йеңи айниң чиқишидин бир яки бирнәччә күндин кейин болидиған нәрсә. Йәһва гувачилириниң Хатириләш кечи һазирқи ибранийларниң Өтүп кетиш һейти билән һәрдайим мас кәлмәйдиғанлиғиниң бир сәвәви — шу.