Немишкә Йәһва гувачилири һәрбир ялиға җавап бәрмәйду?
Йәһва гувачилири Муқәддәс китаптики мәслиһәткә риайә қилип, һәрбир ялиға, йә болмиса бизни заңлиқ қилидиған һәммә адәмләргә җавап қайтурмайду. Мәсилән, Муқәддәс китапта «һакавурларға тәнбиһ бәргүчи аһанәткә учрайду» дегән сөзләр бар (Пәнд-нәсиһәтләр 9:7, 8; 26:4). Бизгә яла чаплиғанлиғиға ғәм қилиштин вә пайдисиз талаштартиштин көрә, диққитимизни Худаниң мақуллишиға егә болушқа бөлимиз (Зәбур 119:69).
Әлвәттә, «сүкүт қилиш вақти» вә «сөз қилиш вақти» бар (Вәз 3:7). Биз Худа тоғрисида һәқиқәтни издәйдиған сәмимий адәмләрниң соаллириға җавап беришкә тәйяр, бирақ мәнасиз талаш-тартиштин нери болимиз. Шундақ қилип, биз Әйса пәйғәмбәрниң вә биринчи әсирдики мәсиһийләрниң үлгисигә тәқлит қилимиз.
Әйса пәйғәмбәр ялған әйип түпәйлидин Пилатниң алдида турғанда, һеч җавап бәрмиди (Мәтта 27:11—14; Петрусниң 1-хети 2:21—23). Шуниңға охшаш, хәлиқ уни «опқан һәм һарақкәш» дәп атиғанда, у һечқандақ инкас қайтурмиған. Униң орниға у «даналиқниң һәққанийлиғи ишлири билән тәстиқлиниду» дегән принципқа бенаән яшап, өзиниң қандақ адәм екәнлигини ишлири билән көрсәткән (Мәтта 11:19). Лекин вәзийәткә қарап, төһмәт қилғанларға җасурлуқ билән җавап бәргән (Мәтта 15:1—3; Марк 3:22—30).
Әйса әгәшкүчилирини ялиға дуч кәлгинидә, көңүллирини йерим қилмаслиққа үгәткән. У: «Мән үчүн адәмләр силәрни һақарәтләп, тәқипләп, барлиқ яманлиқни төһмәт қилса, бәхитликсиләр»,— дәп ейтқан (Мәтта 5:11, 12). Бәзидә мундақ әйипләргә дуч кәлгәндә, шагиртлириниң гувалиқ бериш мүмкинчилиги болатти вә Әйса: «Мән силәрниң еғизиңларға даналиқ салимән, униңға барлиқ дүшмәнлириңлар бирлишипму йә қарши туралмайду, йә қарши сөзләлмәйду»,— дәп вәдә қилған (Луқа 21:12—15).
Әлчи Паул Худаниң хизмәтчилирини қарши чиққучилар билән талаш-тартиш қилмаслиққа үндәп, шундақ талаш-тартишларни «пайдисиз вә мәнасиздур» дегән (Титқа 3:9; Римлиқларға 16:17, 18).
Әлчи Петрус мәсиһийләрни қолидин кәлгиничә етиқадини қоғдашқа дәвәт қилған (Петрусниң 1-хети 3:15). Бирақ у сөзгә қариғанда, иш-һәрикәтниң тәсири көпирәк екәнлигигә диққәт ағдуруп: «Худаниң ирадиси шуки, силәр яхши ишларни қилип, әқилсиз адәмләрниң ахмақ гәплиригә чәк қоюңлар»,— дәп язған (Петрусниң 1-хети 2:12—15).