Йәһва гувачилири динини һәқиқий дәп һесапламду?
Динға җиддий қариған адәм, өзи таллавалған дининиң Худаға вә Әйса пәйғәмбәргә яқидиғанлиғиға көз йәткүзүши керәк. Ундақ болмиса, немә үчүн улар шу динни таллиди?
Әйса пәйғәмбәр барлиқ динлар бир Худаға апириду дегән пикиргә қошулмиған. Әксичә, у: «Һаятлиққа апиридиған йол тиқинчақ һәм дәрваза тар вә азлирила уни тапмақта», – дәп ейтқан (Мәтта 7:14). Йәһва гувачилири бу йолни тапқанлириға ишәшлик. Ундақ болмиған һалда, улар башқа динни издәтти.