Йәһва гувачилири Әйса пәйғәмбәргә ишинәмду?
Ишинимиз. У: «Мән – йол, һәқиқәт вә һаятлиқтур. Һечким мениңсиз Атамға келәлмәйду» дегән (Йоһан 14:6). Биз Әйса пәйғәмбәр асмандин йәргә келип, өзиниң мукәммәл инсаний һаятини төләм қурванлиғи сүпитидә бәргәнлигигә ишинимиз (Мәтта 20:28). Әйсаниң өлүми вә тирилиши униңға ишәнгәнләр үчүн мәңгүлүк һаятқа йол ачти (Йоһан 3:16). Шундақла биз пат арида пүткүл йәр йүзидә течлиқ орнитидиған Худаниң асмандики Падишалиғида Әйсаниң Падиша сүпитидә һазирниң өзидә һөкүмранлиқ қиливатқанлиғиға ишинимиз (Вәһий 11:15). Шундақ болсиму, биз Әйса пәйғәмбәрниң «Атам мәндин артуқтур» дегән сөзлирини җиддийлиқ билән қобул қилимиз (Йоһан 14:28). Шу сәвәптин, биз Әйсаға ибадәт қилмаймиз вә уни Һәммигә қадир Худа дәп һесаплимаймиз.