Йәһва гувачилири йәр йүзи 24 саатлиқ 6 күн ичидә яритилғанлиғиға ишинәмду?
Яқ. Биз Йәһва гувачилири сүпитидә һәммә нәрсини Худа яратқанлиғиға ишинимиз. Бирақ биз Худа йәрни 6 күн ичидә яратқан дегән пикир билән келишмәймиз. Немишкә? Чүнки шундақ һесаплайдиған адәмләрниң бәзи пикирлири Муқәддәс китапқа мас кәлмәйду. Келиң, төвәндики икки мисални қараштурайли.
Алтә күнниң ичидә яритиш қанчә вақит давам қилған? Бәзиләр яритилиш 6 күн давам қилинған вә һәрбир күн удул 24 саат болған дәп ишиниду. Амма Муқәддәс китаптики «күн» сөзи узақ вақитниму билдүрүши мүмкин (Яритилиш 2:4; Зәбур 90:4).
Йәр қанчә вақиттин бери мәвҗут болуватиду? Бәзиләр йәр төрт миң жилдин бери мәвҗут дәп үгитиду. Лекин Муқәддәс китапқа бенаән, йәр вә асман 6 күн яритилиш башлинишидин бурун болған (Яритилиш 1:1). Шу сәвәптин, биз алимларниң йәр миллиард жиллардин бу ян мәвҗут болуши мүмкинлиги тоғрилиқ ишәнчлик тәтқиқлириға қарши әмәс.
Биз яритилишқа ишинимиз, бирақ илим-пәнни рәт қилмаймиз. Униңдин башқа, һәқиқий илим-пән вә Муқәддәс китап бир-бири билән уйғун дәп ойлаймиз.