Йәһва гувачилири билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилсам, мәнму уларниң бири болушум керәкму?
Яқ, бу шәрт әмәс. Миллионлиған адәмләр Йәһва гувачиси болмай, Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш программисидин һузурланмақта. a Тәтқиқ қилишниң асасий мәхсити — Муқәддәс китап тәлимлирини биливелишкә ярдәм бериш. Бу билимни қандақ пайдилинишни өзүңиз қарар қилисиз. Адәмниң немигә ишиниши униң шәхсий иши дәп һесаплаймиз (Йәшуа 24:15).
Мән тәтқиқ дәрисидә өз Муқәддәс китавим билән пайдилансам боламду?
Һә. Биз заманивий тилда йезилған «Муқәддәс китап. Йеңи Дуния тәрҗимисини» пайдилинишқа хошалмиз вә халисиңиз, уни һәқсиз алсиңиз болиду. Бирақ өз Муқәддәс китавиңизни пайдилансиңизму биз хурсән. Сиз Муқәддәс китапниң һәрқандақ тәрҗимисидин үмүт вә қутқузулуш тоғрилиқ биливалалайсиз.
Немишкә силәр етиқатдашиңлар әмәс адәмләр билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилисиләр?
-
Бизни буниңға биринчи новәттә Йәһва Худаға болған меһир-муһәббәт дәвәт қилиду. Сәвәви Худа хизмәтчилириниң өзлири биливалғанларни башқилар билән бөлүшишини халайду (Мәтта 22:37, 38; 28:19, 20). Биз үчүн инсанларға Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишқа ярдәмлишип, «Худаниң хизмәтдашлири» болуштин чоң шәрәп йоқ (Коринтлиқларға 1-хәт 3:6—9).
-
Шундақла бизни буниңға йенимиздики кишиләргә болған меһир-муһәббәтму дәвәт қилиду (Мәтта 22:39). Биливалғанлиримизни башқилар билән бөлүшүшкә наһайити хошалмиз (Әлчиләр 20:35).
a Тәтқиқ қилиш программисиниң нәтиҗисигә қарисақ, 2023-жили һәр ай 7 281 212 Муқәддәс китап тәтқиқ дәриси өткүзүлгән. Уларниң көпинчиси бир вақитта бир нәччә адәм билән өткүзүлгән. Лекин пәқәт 269 517 киши Йәһва гувачиси сүпитидә чөмдүрүлди.