Йәһва гувачилирида қиз билән жигитниң учришишиға мунасивәтлик қандақту бир қаидиләр барму?
Йәһва гувачилири Муқәддәс китаптики қанун-қаидиләр вә принципларни орунлаш Худани хошал қилидиғанлиғиға вә өзлиригә пайдилиқ екәнлигигә ишәнчиси камил (Йәшая 48:17, 18). Бу принциплар билән қанунларни биз ойлап тапмидуқ, амма уларға беқинимиз. Һазир қиз билән жигитниң учришишиға мунасивәтлик қаидиләрни қараштурайли. a
Нека — өмүрлүк иттипақ (Мәтта 19:6). Йәһва гувачилири қиз билән жигитниң учришишлирини некаға елип баридиған қәдәм дәп һесаплиғанлиқтин, уларға җиддий қарайду.
Қиз билән жигитниң учришишлириға пәқәт камаләткә толған вә «яшлиқ баһаридин», йәни җинсий истәклири хелә күчлүк вақтидин, өтүп кәткән яшларла баралайду (Коринтлиқларға 1-хәт 7:36).
Учришишни қарар қилғанлар некалишишқа һоқуқлуқ болуши керәк. Рәсмий түрдә аҗришип кәткән бәзибир адәмләр Худаниң көзқаришида некалишиш һоқуқиға егә болмаслиғи мүмкин, чүнки Худа җинсий әхлақсизлиқни аҗришип кетишниң бирдинбир сәвәви дәп һесаплайду (Мәтта 19:19).
Худаниң тәливи бойичә, некалишишни қарар қилған мәсиһийләр өмүрлүк йолдишини пәқәт етиқатдашларниң арисидин издиши керәк (Коринтлиқларға 1-хәт 7:39). Мошу әмиргә нисбәтән, биз пәқәт диний көзқаришимизни һөрмәтләпла қоймай, бу көзқарашқа мувапиқ яшайдиған вә чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән Йәһва гувачиси билән нека қуримиз (Коринтлиқларға 2-хәт 6:14). Худа өз хизмәтчилиригә пәқәт етиқатдашлар биләнла некалишишни һәрқачан әмир қилип кәлгән (Яритилиш 24:3; Малаки 2:11). Бу әмирниң бүгүнки күндиму зөрүр екәнлигини заманивий тәтқиқларму көрситиватиду b.
Балилар ата-анилириға бойсунуши керәк (Пәнд-нәсиһәтләр 1:8; Колосилиқларға 3:20). Ата-аниси билән яшаватқан балилар қиз билән яки жигит билән учришишиға нисбәтән ата-анисиниң қарарлириға бенаән иш-һәрикәт қилиши лазим. Мәсилән, ата-аниси балилириниң қайси яштин башлап учришалайдиғанлиғини вә қәйәргә беришини, немини қилиш болидиғанлиғини-болмайдиғанлиғини ейталайду.
Муқәддәс китапниң башчилиғини нәзәрдә тутуп, Гувачилар учришиш-учрашмаслиқни яки ким билән учришишни өзлири қарар қилиду. Бу «Һәрким өз жүкини көтириду» дегән принципқа мувапиқтур (Галатилиқларға 6:5). Шундақтиму, гәп-сөз қиз билән жигитниң учришишлири һәққидә болғанда, көпинчиси өзлириниң ғемини ойлайдиған вә роһий җәһәттин йетилгән Гувачиларниң мәслиһәтлиригә қулақ салиду (Пәнд-нәсиһәтләр 1:5).
Қиз билән жигитниң учришидиған вақтида адәттә қилинидиған бәзи һәрикәтләр әмәлийәттә җиддий гунаға ятиду. Мәсилән, Муқәддәс китапта җинсий әхлақсизлиқтин қечиш керәк дәп ейтилған. Бу җинсий алақинила әмәс, шундақла нека қурмиған адәмләр арисида болуши мүмкин напак ишларни, мәсилән, башқа адәмниң җинсий әзалирини силаш яки еғиз арқилиқ яки арқа йол арқилиқ җинсий мунасивәтни билдүриду (Коринтлиқларға 1-хәт 6:9—11). Һәтта бир-бириниң җинсий һәвәсини қозғайдиған жүрүш-турушму Худаға яқмайдиған «напаклиққа» ятиду (Галатилиқларға 5:19—21). Шундақла Муқәддәс китапта «тетиқсиз гәпләрму» әйиплиниду (Колосилиқларға 3:8).
Қәлбимиз, йәни ички тәбиитимиз, алдамчи (Йәрәмия 17:9). У адәмни яман һәрикәтләрни билип туруп қилишқа аздуриду. Учришиватқан қиз-жигитләр мошуниңға йол бәрмәслиги үчүн, әхлақсиз иш қилип қоюши мүмкин болған вәзийәтләрдин қечишқа тиришиши керәк. Улар әхлақий өлчәмлири жуқури адәмләрниң арисида вақит өткүзүшни яки өзлири билән биллә үчинчи адәмни шерик қилип жүрүшни қарар қилип, әқиланә чариларни көрсә болиду (Пәнд-нәсиһәтләр 28:26). Өмүрлүк ярини издәватқан нека қурмиған мәсиһийләр тор арқилиқ тонушушниң, болупму яхши тонумайдиған адәм билән достлишишниң хәтәрлик екәнлигини чүшиниду (Зәбур 26:4).
a Қиз билән жигитниң учришиши бәзи әлләрниң мәдәнийитигә ят нәрсә. Муқәддәс китапта икки яш өйлинишниң алдида чоқум учришип жүрүши керәк дәп ейтилмиған.
b Мәсилән, «Нека вә аилә» дәп атилидиған журналда мундақ дейилгән: «Узақ вақитлиқ некаларни, тәтқиқ нәтиҗиси көрсәткәндәк, дини, етиқади вә диний көзқарашлириниң бир болуши некалириниң мәһкәм болуп, узаққа созулушиниң (25—50+ жил) муһим сәвәплири болуп һесаплиниду» (Marriage & Family Review, 38-том, 1-нәшир, 88-бәт, 2005-жил).