Мәзмунға өтүш

Муқәддәс китаптин билим елиш үчүн Йәһва гувачилири билән тәтқиқ қилиш қандақ өткүзүлиду?

Муқәддәс китаптин билим елиш үчүн Йәһва гувачилири билән тәтқиқ қилиш қандақ өткүзүлиду?

 Йәһва гувачилири Муқәддәс китаптин билим елишниң үнүмлүк усулини қоллиниду. Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш сизгә ярдәм берәләйду:

  •   Шат-хорам турмушқа еришишкә

  •   Худаниң дости болушқа

  •   Муқәддәс китаптики кәлгүси һәққидики вәдиләрни билишкә

Бу мақалидә төвәндики соалларға җавап таписиз:

 Муққәдәс китапни тәтқиқ қилиш қандақ өткүзүлиду?

 Бир Йәһва гувачиси сиз билән «Мәңгү шат-хорам яшаң! Муқәддәс Язмилар һәққидә билим ашуруш» дегән китаптин мавзулар бойичә муһакимә елип берип, Муқәддәс китаптин билим елишиңизға ярдәм бериду. Сиз аста-аста Муқәддәс китапниң немә үгитидиғанлиғи вә бу билимләр сизгә қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғи һәққидә үгинисиз. Көпирәк билиш үчүн видеони көрүң.

 Бу тәтқиқ үгиниши үчүн һәқ төләймәнму?

 Яқ. Йәһва гувачилири Әйсаниң өз әгәшкүчилиригә бәргән мону көрсәтмилиригә әгишиду: «һәқсиз алған екәнсиләр, һәқсиз ишлитиңлар» (Мәтта 10:8). Униңдин башқа, Муқәддәс китап яки «Мәңгү шат-хорам яшаң!» китавини өз ичигә алған үгиниш материаллири һәқсиз.

 Тәтқиқ үгиниш дәрислири қанчә узун вақитқа созулиду?

 «Мәңгү шат-хорам яшаң!» китавида 60 дәрис бар. Бу дәрисләрни қачан түгитиш өзүңизгә бағлиқ. Бирақ нурғун кишиләр һәптидә бир яки униңдин көпирәк дәрисләрни түгитиду.

 Үгинишни қандақ башлисам болиду?

  1.  1. Торда илтимас җәдвилини толдуруң. Йәһва гувачилириниң бири сизниң шәхсий мәлуматиңизни пәқәт сизниң илтимасиңизни орунлаш үчүн ишлитиду.

  2.  2. Бир Йәһва гувачиси сиз билән алақилишиду. У сизгә Муқәддәс китаптин билим ашуруш үчүн немә иш қилалайдиғанлиғиңизни чүшәндүриду вә һәрқандақ соаллириңизға җавап бериду.

  3.  3. Үгәткүчи сиз билән қандақ үгинишни орунлаштуриду. Үзму-үз сөһбәтлишиш, телефон яки видеолуқ параңлишиш арқилиқ, хәт яки электронлуқ хәт арқилиқ үгинишни өткүзсаңлар болиду. Адәттә тәтқиқ үгиниши бир саат давамлишиду, бирақ өз вақтиңларға қарап, бәзидә қисқарақ яки узунирақ үгәнсаңларму болиду.

 Авал тәтқиқ үгинишигә синап қатнишип бақсам боламду?

 Әлвәттә болиду. Шундақ қилиш үчүн торда илтимас җәдвилини толдуруң. Бир Йәһва гувачиси сиз билән алақилишса, тәтқиқ үгинишини яқтуридиған-яқтурмайдиғанлиғиңизни билиш үчүн синап бақмақчи болғанлиғиңизни униңға ейтиң. У үч дәрисни өз ичигә алған «Мәңгү шат-хорам яшаң!» дегән китапчини ишлитип, сизниң тәтқиқ үгинишини яқтуридиған-яқтурмайдиғанлиғиңизни билишиңизгә ярдәм бериду.

 Тәтқиқ үгинишини башлисам, чоқум Йәһва гувачиси болушум керәкму?

 Яқ. Йәһва гувачилири башқиларға Муқәддәс китап һәққидә тәлим беришни яхши көриду, бирақ биз һәргизму башқиларни өз динимизға қошулушқа мәҗбурлимаймиз. Әксичә биз һөрмәт билән Муқәддәс китапниң немә дегәнлигини уларға көрситип беримиз, биз һәрбир адәмниң немигә ишиниш һоқуқи барлиғини билимиз (Петрусниң 1-хети 3:15).

 Өзүмниң Муқәддәс китавимни ишләтсәм боламду?

 Әлвәттә болиду. Өзүңиз халиған һәрқандақ Муқәддәс китап тәрҗимисини ишләтсиңиз болиду. «Муқәддәс китап. Йеңи дуния тәрҗимиси» нурғун тилларда тәрҗимә қилинған. Биз бу ениқ, тоғра тәрҗимини ишлитишни яхши көримиз. Бирақ көплигән адәмләр өзигә тонуш тәрҗимини ишлитишни халайду. Биз уларниң таллишини һөрмәтләймиз.

 Тәтқиқ үгинишигә башқиларни чақирсам боламду?

 Әлвәттә болиду. Сиз пүткүл аилә әзалириңизни яки достлириңизни үгинишиңизгә қатнишишқа чақирсиңиз болиду.

 Әгәр илгири Йәһва гувачилири билән Муқәддәс китапни үгәнгән болсам, қайта тәтқиқ үгинишини башлисам боламду?

 Болиду. Һазир илгирикигә қариғанда, тәтқиқ үгинишидин техиму көп қанаәт тапалайсиз. Чүнки кишиләрниң еһтияҗлириға қарап, һазир тәтқиқ дәрислиригә көп өзгәртишләр киргүзүлди. Илгирики тәтқиқ қилиш программисиға қариғанда, һазир тәсәввур қилишиңизға ярдәм беридиған қизиқарлиқ вә җанлиқ видеолар көп.

 Башқиларниң ярдимисиз өзүм тәтқиқ үгинишини қилсам болмамду?

 Болиду. Көпинчә кишиләр бирсиниң ярдими билән үгинишни яхши көрсиму, бәзиләр шәхсән өз алдиға үгинишни яхши көриду. Бизниң Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишимиз үчүн тәминләнгән һәқсиз материаллар мәнбәлиримиз бар. Бу сизниң шәхсән тәтқиқ қилишиңиз үчүн ярдәм берәләйду.