Мәзмунға өтүш

60 күнлүк лайиһә

60 күнлүк лайиһә

2013-жили, 5-июль, жүмә күни Рәһбәрлик кеңәшниң әзаси Энтони Моррис Қошма Штатлардики Бәйтәл аилисигә көңүлни тәшвишләндүрүдиған бир уқтурушни ейтти: «Бруклиндики Адамс-стрит 117 билән Сандс-стрит 90 макан-җайидики алтә имарәтни сетишқа шәртнамә түзүлди. * Номери 1 – 5 имарәтләрни бу жилниң август ейиниң оттурисиғичә бошитишимиз керәк».

Бәйтәл аилисини нурғун ишлар күтүп турғини ениқ еди. Сәвәви бу бәш имарәтниң умумий мәйдани хәлиқара мусабиқә өтүдиған 11 футбол мәйданиға тәң келиду! Шәртнамә бойичә бу имарәтни 60 күн ичидә бошитиш керәк болған!

Он жиллиқлар мабайнида 1 – 5 имарәтләрдә адәбиятларни бесип чиқириш һәм китап түпләш машинилири орунлашқан еди. Бирақ 2004-жили улар Уолкиллдики (Нью-Йорк) йеңи мәйданға көчирилди.

Шу вақиттин бу ян мәзкүр бәш имарәт ремонт ишханилири вә сақлаш амбарлири сүпитидә қоллинилип кәлди. У йәрдә қурулуш материаллири, офис җиһазлири, шундақла Қошма Штатлар билән башқа мәмликәтләрдики қурулуш лайиһилиридә қоллинилидиған әсвап-үскүниләр сақланған.

Имарәтләрни бәлгүләнгән вақитта бошитиш үчүн, тәпсилий молҗалаш керәк болған. Алди билән немини сетиш, немини қалдуруш вә немини ташлаш керәклигини ениқлаш үчүн, имарәтләрдики һәммә нәрсиләрни тизимлаш керәк еди. Кейин тапшурмини сәрәмҗан орунлап, бехәтәрлик техникисиға риайә қилиш үчүн барлиқ чариләр көрүлди.

Мошу лайиһини әмәлгә ашуруш үчүн Бәйтәл аилиси көп әмгәк қилди. Шундақла ярдәм бериш үчүн Қошма Штатларниң һәрқандақ җайлиридин Бәйтәлгә 41 пидаий хизмәтчи кәлди. Бу пидаий хизмәтчиләрниң көпинчиси – бойдақ қувәтлик яш бурадәрләр. Улар тәклипни қобул қилип, Бәйтәлгә 6 – 10 һәптигә кәлди. Буниң үчүн бәзилиригә аилилиридин, достлиридин вә иш орунлиридин вақитлиқ айрилишқа тоғра кәлди. Улар йеңи тапшурмилири тоғрисида немә дәйду?

Вашингтон штатидин кәлгән 21 яшлиқ Джордан: «Хәп, Бәйтәлгә келиш үчүн анкетини бурунирақ толтурушум керәкти!» – деди.

Техастин кәлгән 20 яштики Стивен мундақ дәйду: «Мән өзүмни чоң хәлиқарилиқ, меһнәтчан, бәхитлик аилиниң әзасидәк һис қилимән».

23 яштики Джастин өз ой-пикри билән мундақ дәп бөлүшти: «Бәйтәлни өз өйүмдәк көрүп кәттим. Худадин кәлгән даналиқ, меһир-муһәббәт һәм қериндашлиқ риштә – Бәйтәл аилисиниң бебаһа ғәзниси».

Пуэрто-Риколиқ 20 яштики Адлер: «Мениң үчүн әтигән туруш наһайити қийин болсиму, бу йәрдә мән зор бәрикәткә – мәңгү давамлишидиған достлуққа ериштим», – деди.

21 яшлиқ Уильям мундақ деди: «Гәрчә Бәйтәлгә келиш – балилиқ чеғимдин келиватқан арминим болсиму, әгәр шу йәргә барсам ялғузсирап қалимән дәп ойлиған. Лекин хаталишиптимән. Бәйтәлдики хизмәт – һаятимдики әң бәхитлик күнләр болди! Буниңдин артуқ яхши йәр йоқ!».

Пидаий хизмәтчиләр лайиһини өз вақтида әмәлгә ашуралидиму? Әлвәттә! Тапшуруқ 55 күндила пүтирилди, халас!

^ 2-абзац Сандс-стрит 90 макан-җайи бойичә орунлашқан өй-имарәт 2017-жил мабайнида бошитилиду.