Мәзмунға өтүш

Йәрниң булуң-пушқақлирида трансляция қилинған программа

Йәрниң булуң-пушқақлирида трансляция қилинған программа

2013-жили, 5-октябрь, шәнбә күни өткүзүлгән Күзәт мунариси, Муқәддәс китап вә варақчилар җәмийитиниң (Пенсильвания) 129-жиллиқ учришишиға 21 мәмликәттин 257 294 адәм қатнашти. Бу – учришишқа кәлгәнләр вә уни тор арқилиқ удул трансляцияниң ярдими билән көргәнләрниң сани. Шу һәптиниң дәм елиш күни программиниң видеоязмисини көргән Йәһва гувачилирини қошқанда, 31 мәмликәттин 1 413 676 адәм қатнашти. Бу Йәһва гувачилириниң тарихидики әң чоң учришиш болуп, униңға қатнашқанларниң сани 2013-жилниң 28-апрель күни Мексика билән Оттура Америкида өткүзүлгән мәхсус программиға қанташқан 1 327 704 адәмләрниң санидинму ешип кәтти.

Йәһва гувачилири 1920-жиллардин башлап чоң учришишлирини телефон вә радио арқилиқ дуния йүзигә аңлатқан. Бүгүнки таңда интернет-технология һәтта дунияниң һәр қайси җайлиридики адәмләргә вақиәләрни дәл болуватқан вақтида яки кейинирәк көрүп, аңлашқа мүмкинчилик бериду. 1942-жили Вирджиния штатиниң (АҚШ) Ричмонд шәһиридә өткән конгрессқа қатнашқучилар программини телефон арқилиқ тиңшиған. Шу учришишқа қатнашқан Уильям исимлиқ Йәһва гувачилириниң бири шу вақиәни 2013-жилниң жиллиқ учришиши билән селиштуруп, мундақ деди: «Программини тиңшапла қоймай, бәлки көз билән көрүшниң пайдиси көпирәк екән. Көз билән көргәнгә немә йәтсун!»

Йәһва гувачилириниң бирнәччә филиалидики пидаий хизмәтчиләр мошу жиллиқ учришишниң видеотрансляциясини уюштуруш үчүн бир жилдин ошуқ вақит давамида әмгәк қилди. Улар бу лайиһигә миңлиған саат сәрип қилди. Трансляция көрситилгән һәптидә мутәхәссисләр Бруклиндики (Нью-Йорк) башқуруш мәркизидин видеотрансляция ишини назарәт қилип, кечә-күндүз новәтлишип хизмәт қилди, сәвәви бу программа 15 өлчәмлик вақит районлирида көрситилиши керәк еди. Мошу чарә-тәдбирниң уюштурулушиға қатнашқан вә униң тоғра ишлишини назарәт қилған Райан исимлиқ киши мундақ деди: «Шу чағда аз ухлашқа тоғра кәлсиму, биз буниң бекар әмәслигини билдуқ, чүнки көпчилик бу программини тиңшап, пайдисини көрәр еди».

Кэтрин шәһиридә программини көрүш (Шималий территория, Австралия).