19 000 аэроплан билет соғиси
2013-жилниң июль ейида Йәһва гувачилириниң Рәһбәрлик кеңиши чәт әлдә хизмәт қиливатқан мәхсус пешқәдәмләр вә миссионерларға хәт әвәтти. Мәзкүр хәттә чәт әлдә хизмәт қиливатқанлар 2014 вә 2015-жилниң бешида өткүзүлидиған регионлуқ вә хәлиқарилиқ конгрессларға қатнишиши үчүн ярдәм бериш орунлаштуруши тоғрисида йезилған еди.
Бу орунлаштурушниң мәхсити чәт әлдә хизмәт қиливатқанларниң пәқәтла конгресқа қатнишиши әмәс, бәлки уларға өй-ичидикилири яки достлири билән вақит өткүзүшкә мүмкинчилик яритип бериш еди. Мошу хәттә тәшкилат берип-келиш аэроплан билети үчүн төләйдиғанлиғи йезилған.
Гәрчә бурунму шуниңға охшаш орунлаштурушлар қилинсиму, бу жили өзгичә болатти. Рәһбәрлик кеңәшниң Тәлим бериш комитетиниң йетәкчилиги астида, йеңидин тәшкилләнгән бөлүм, Дуниявий Баш идарә (ДБИ) Сәпәр бөлүми, билетларни алдин-ала заказ қилиш билән шуғуллинатти.
Тәклип қилиш хети әвәтилгәндин кейин, ДБИ сәпәр бөлүмигә аэроплан билетлириға тәләпнамиләр келишкә башлиди. 2014-жилниң январь ейиға қәдәр тәләпнамиләрниң сани өрлиди. Сәпәр қилиш орунлаштуруши билән шуғуллинишқа тайинланған топ дунияниң булуң-пушқақлиридики мәхсус толуқ вақитлиқ хизмәтчиләр үчүн сәпәр планлирини издәп, алдин-ала заказ қилди.
Бәзибир сәпәр планлирини орунлаштуруш көп күч чиқиришни тәләп қилған еди. Бәзи сәпәр қилғучилар Исландиядики Рейкьявик шәһиридин Боливиядики Кочабамба шәһиригә бериши һаҗәт болди. Башқилири болса, Йеңи Каледониядики Нумеа шәһиридин Мадагаскарниң пайтәхти Антананаривуға йетиши һаҗәт болди. Бирмунчилири Папуа-Йеңи Гвинеядики Порт-Морсби шәһиридин Сиэтлға (Вашингтон штати, АҚШ) вә башқилири, Буркина-Фасодики Уагадугу шәһиридин Канадидики Виннипег шәһиригә аэроплан билән учуп барди.
Бәш адәмдин ибарәт ДБИ Сәпәр бөлүми тәхминән 19 000 аэроплан билетини алдин-ала заказ қилди. Җамаәтләр мәхсус бу орунлаштуруш үчүн қилған ианиләрни пайдилинип, ДБИ Сәпәр бөлүми аэроплан билетлирини сетивалди вә уларни 176 мәмликәттики тәхминән 4 300 сәпәр қилғучиларға әвәтти.
Бурадәр-қериндашлар бу орунлаштуруш үчүн бәк миннәтдар болди. Миссионерлиқ хизмәттики бир әр-аял: «Бүгүн биз шәрқий-җәнубий Азиядики өзүмиз хизмәт қилишқа тайинланған йәргә қайтимиз. Туғулған жутумиз Англияға беришқа вә бәш жилниң ичидә биринчи қетим аилимиз билән учришишқа ярдәм бәргиниңлар үчүн сәмимий миннәтдармиз. Бизгә ярдәм бериш үчүн қилинған мәзкүр орунлаштуруш болмиса, бу мүмкин болматти. Шуниң үчүн, буни әмәлгә ашурған һәммисигә чин қәлбимиздин рәхмәт ейтимиз»,–дәп хәт язди.
Парагвайда хизмәт қиливатқан миссионер мундақ язди: «Мән вә аялим Нью-Джерси штатида (АҚШ) өткүзүлидиған хәлиқарилиқ конгрессқа қатнишиш мүмкинчилиги үчүн миннәтдарлиғимизни билдүримиз. 2011-жилниң бешида биз Дуниявий Баш идарини көрүш үчүн АҚШқа беришқа план қурдуқ. Бизниң жиққан азирақ пулимиз бар еди. Лекин шу жилниң июнь ейида биз Парагвайдики има-ишарә тили җамаәтлиригә йолуқушқа тәклип қилиндуқ. Буниң үчүн көп сәпәр қилиш керәк еди. Көп ойланғандин кейин, биз АҚШқа беришниң орниға, йеңи хизмитимиздә қолайлиқ болуш үчүн, машина сетивелишқа қарар қилдуқ. Андин кейин биз хәлиқарилиқ конгрессқа қатнишишқа тәклип қилиндуқ. Шундақ қилип биз арминимизға йәттуқ! Йәһваниң шу арқилиқ көрсәткән меһрибанлиғи вә меһир-муһәббити үчүн наһайити миннәтдармиз».
Малавида хизмәт қилидиған әр-аялдин шундақ хәт кәлди: «Бу қисқа хетимиздә көп рәхмәт ейтқумиз келиду. Шунчилик көп сәпәр планлирини уюштуруш үчүн қанчилиқ көп күч, вақит вә пул сәрип қилинғанлиқни тәсәввур қилишниң өзи тәс. Силәрниң тиришчанлиқ билән қилған ишлириңларға вә өйлиримизгә берип, хәлиқарилиқ конгрессқа қатнишиш һәм аилимиз вә достлиримиз билән вақит өткүзүшкә пурсәт яритип бәргән Йәһваниң тәшкилатиниң мәртлигигә наһайити миннәтдармиз».
ДБИ Сәпәр бөлүмидики бурадәр-қериндашлар өзлиригә тапшурулған бу хизмәтни баһалайду. Милейви қериндаш: «Миссионерларға аилиси вә достлири билән көрүшүш үчүн өйлиригә қайтишқа ярдәм бәргинимгә бәк хошал болдум»,–деди. «Бу орунлаштуруш тәшкилатниң чәт әлдә хизмәт қилидиғанларға болған меһир-муһәббитиниң қанчилик чоңқур екәнлигини чүшинип йетишимгә һәм уни қәдирләшкә ярдәм бәрди»,–дәп бөлүшти Дорис қериндаш. Шу бөлүмниң назарәтчиси болған Родни бурадәр мундақ деди: «Бу ишқа қатнишиш һәммимизгә көп хошаллиқ елип кәлди».
Пүткүл дуния йүзидики Йәһва гувачилирида, маңлай тәрини төкүп, пидакарлиқ билән хизмәт қилидиған әзиз бурадәр-қериндашлириға бу соғини қилиш үчүн, ианә бериш пурсити болди.