Йүзлигән оқуп бәргүчиләр Муқәддәс китапниң аудиоязмисиға қатнишиватиду
«Чоңқур тәсир қилиду, ой жүгүртишкә дәвәт қилиду, тиңшиғучиларни бепәрва қалдурмайду»
«Муқәддәс китапни җанландуриду».
«Мошу күнгичә Муқәддәс китаптики вақиәләр мениң үчүн шунчилик тәсирлик болмиған еди».
Инҗилдики Мәтта китавиниң инглиз тилида аудиоязмилири jw.org. сайтида чиққандин кейин, көплигән инкасларни алдуқ.
1978-жилдин башлап Йәһва гувачилири дәсләпки Муқәддәс китап аудиоверсиясиниң үстидин ишләшкә башлиди. Кейинирәк Муқәддәс китапниң толуқ яки айрим қисимлириниң аудиоязмилири жигирмә тилда чиқти.
Қайта қараштурулған «Йеңи дуния тәрҗимиси» нәшир қилинғандин кейин, 2013-жили йеңи Муқәддәс китапниң аудиоязмилирини тәйярлаш һаҗәт болди. Бурун аудиоязмиларни йезишқа үч адәм қатнашқан болса, йеңи аудиоязмиларни йезиш үчүн 1000дин ошуқ қәһриманниң авазини пайдилиниду.
Һәрхил авазлар тиңшиғучиларға Муқәддәс китаптики йезилған вақиәләрни җанлиқ пәрәз қилишқа ярдәм бериду. Гәрчә Муқәддәс китап бәдиий оқуш болмисиму, зор тәсирлик авазлар билән музыкиларни пайдиланғанда йеңи аудиоязмилар қулаққа наһайити йеқимлиқ аңлиниду.
Нурғун оқуп бәргүчиләр җәлип қилинған лайиһә пухта реҗиләшни тәләп қилиду. Авал тәтқиқ ишлири жүргизилиду: бөлүп бәргән сөзләр кимгә тегишлик, уларниң мәнаси қандақ вә қандақ сезимларни йәткүзүп бериши муһим. Мәсилән, әгәр Муқәддәс китапниң үзүндисидә қандақту бир әлчиниң сөзлири кәлтүрүлсә, амма нәқ ким екәнлиги нәмәлум болса, у чағда кимниң авазини пайдиланса болиду? Әгәр сөзләр гуманлиқ рәвиштә аңланса уни Томасқа, қизғин аңланса у чағда Петрусқа тәәлуқ болиду.
Муқәддәс китап қәһриманлириниң яш өзгичилигини нәзәргә алған. Әлчи Йоһанниң яшлиқ дәвридики авазини яш бала ейтиши һаҗәт вә униң яшанған дәвридики авазини шу яштики адәмниң авазини пайдиланди.
Униңдин ташқири саватлиқ оқуйдиған адәмләр тәләп қилинған. Нурғун адәмләрни Қошма Штаттики Йәһва гувачлириниң филиалидин тапти. Оқуйдиғанларниң авазлирини тиңшаш вақтида таллап алғанларни «Ойғиниш» журналидин бир абзацни тәйярлап келишини һәм шундақла ғәзәп, қайғу, хошаллиқ яки үмүтсизлиниш қатарлиқ сезимларни йәткүзүп бериши үчүн Муқәддәс китаптики диалогниң бир парчисини оқуп беришни өтүнди. Бу синақлар оқуп бәргүчиләргә имканийәтниң баричә баһа берип, уларға лайиқ рольларни таллашқа ярдәм бериду.
Оқуйдиған адәмләр өзлириниң тапшурмилирини алғандин кейин Бруклин, Паттерсон яки Уолкиллдики аудиостудиясиға йезилиду. Мәшиқләндүргүчи аваз йезиш вақтида оқуп бәргүчиниң аһаңни дурус йәткүзишини күзитиду. Оқуп бәргүчи билән мәшиқләндүргүчи һәрбир җүмлидә сүкүт вә урғуни тоғра тәләппуз қилиши үчүн мәхсус тәйярланған мәтинни пайдилиниду. Мәшиқләндүргүчи мисал сүпитидә «Йеңи дуния тәрҗимисиниң» авалқи нәшириниң аудиоязмисини пайдилиниду.
Йезиш вақтидила тәһрир қилиш қисмән жүргүзүлиду. Бәзидә авазоператориға дубляжниң һәрхил қисимлирини қошушқа тоғра келиду.
2013-жили қайта қараштурулған «Йеңи дуния тәрҗимә» нәшириниң аудиойезилишиға қанчә вақит сәрип қилинидиғанлиғи һазирчә ениқ әмәс. Муқәддәс китапниң айрим китаплири йезилип болғандин кейин уларни jw.org. торбетигә көчириду вә униң йенида китапниң нами «Муқәддәс язмиларниң китаплири» бетидә мәхсус бәлгү чиқиду.