Мәзмунға өтүш

Эстонияда «зор утуқлуқ» дәп тепилған тәрҗимә

Эстонияда «зор утуқлуқ» дәп тепилған тәрҗимә

Муқәддәс язмиларниң эстон тилидики «Йеңи дуния тәрҗимиси» 2014-жили «Тил саһасидики иш жили» Эстонияда өткән. Бу тәрҗимә ахирқи аваз бериш нәтиҗисидә 18 номинацияниң ичидә 3-орунға егә болди.

2014-жилиниң 8-августа йоруқ көргән Муқәддәс китапниң мошу йеңи тәрҗимиси мукапатқа еришиш үчүн Эстон тил институтиниң лингвисти Кристина Росс тәғдим қилинған еди. У «Йеңи дуния тәрҗимисини» «оқушқа оңай вә қизиқ»,— дәп ейтқан. «Мошу тәрҗимә үстидин ишлигән әмгәкниң нәтиҗисидә эстон тилиниң тәрҗимә саһасини бейитти»,— дегән. Эстон мәдәнийити билән әдәбиятиниң профессори Рейн Вейдеманн аталмиш тәрҗимини «зор утуқлуқ»,— дәп атиди.

Муқәддәс китапниң эстон тилидики дәсләпки толуқ тәрҗимиси 1739-жили йоруқ көргән еди вә шуниңдин бери башқиму бирқатар тәрҗимиләр чиққан. Мошу тәрҗимиләрниң ичидә «Йеңи дуния тәрҗимиси» немә сәвәптин «зор утуқлуқ» дәп тепилди?

Ениқ. 1988-жили йоруқ көргән атақлиқ эстон Муқәддәс китавида Худаниң исми Ибарний язмилириниң (Тәврат, Зәбур вә Пәйғәмбәрләр язмилири) 6 800дин ошуқ йеридә орунлуқ түрдә «Ехоува» (уйғурчә “Йәһва”) дәп тәрҗимә қилинған *. «Йеңи дуния тәрҗимисидә» буниңдинму көп нәрсиләр ишләнди. Бу тәрҗимидә Худаниң исми Мәсиһийләрниң грек язмилиридиму (Инҗил) асасий болған йәрләрниң һәммисигә қоюлди.

Чүшүнүшлүк. «Йеңи дуния тәрҗимиси» ениқ болуши билән бирқатар оқушқа асан, болуп чиқтиму? Томас Паул исимлиқ мәшһур Муқәддәс китап тәрҗимани «Эсти кирик» (“Эстония чиркоси”) дегән гезитқа өз пикрини язди. Униң ейтишичә, тәрҗиманлар «биринчи қетим өз мәхсәтлиригә қол йәткүзди» йәнә «Йеңи дуния тәрҗимиси» Эстония тарихида илгири-кейин болмиған утуқ болди.

Эстония тәрҗимисидин пайда елиш

Эстон тилидики «Йеңи дуния тәрҗимисини» адәмләр иллиқ ихлас билән қобул қилди. Мәсилән, бир хәлиқ радиоси йеңи Муқәддәс китапқа 40 минутлуқ программини беғишлиди. Чиркоға барғучиларму, униңдики дин хизмәтчилириму Йәһва гувачилириға йолуқуп, йеңи тәрҗимини елишни халайдиғанлиғини ейтти. Шундақла Таллиндики атақлиқ мәктәпләрниң бири савақта қоллиниш мәхсити билән «Йеңи дуния тәрҗимисиниң» 20 данисини сориди. Китапни яхши көрүп оқуйдиған Эстония хәлқигә Йәһва гувачилири дуниядики әң әҗайип китапниң ениқ тәрҗимисини беришкә хурсән болди.

^ 5-абзац Тартуск университетиниң Йеңи вәсийәт кафедрисиниң хадими Айн Ристан эстон хәлқидә Худаниң исминиң тәлләпүзи қандақ қелиплашқанлиғи һәққидә йезип, ахирида мундақ хуласә чиқарди: «Мениңчә, бүгүн “Ехоува” дәп ейтиш наһайити орнлуқ болиду. Униң келип чиқиш тарихиға қаримастин, бу исим... әсирләр бойи наһайити муһим чоңқур мәнаға егә болуп кәлди. “Ехоува” — Өзүниң Оғлини инсан үчүн қурбан сүпитидә бәргән Худаниң исмидур».