Вәз қилиш үчүн деңизниң теги билән маңғанлар
Шималий деңизда, Германияниң Шлезвиг-Гольштейн штатиниң ғәрбий қирғиғиға йеқин йәрдә Халлиген дәп атилидиған кичик-кичик араллар орунлашқан. Бу аралларда 300гә йеқин адәм яшайду. Йәһва гувачилири мошу аралларниң турғунлириға Муқәддәс китаптики һәқиқәтни қандақ йәткүзиду? (Мт 24:14)
Йәһва гувачилири мошу бәзибир аралларға паром билән бариду. Қалғанлириға болса, башқа бир усул билән бариду, йәни деңизниң теги билән 5 чақирим йолни пиядә маңиду. «Бу зади мүмкинму?» дәп ойлайдиғансиз.
Деңиз сүйиниң тартилишидин пәйда болған йол
Деңиз сүйиниң тартилиши вә көтирилиши вақтида Шималий деңиздики Халлиген араллириниң су бети һәрбир алтә саатта тәхминән үч метрға көтирилиду яки чүшиду. Деңиз сүйи қайтқанда, муһитниң теги ечилиду. Шу чағда Йәһва гувачилири үч аралға деңизниң теги билән пиядә бариду.
Бу сәяһәт қандақ болидикин? Тәҗрибилик йол көрсәткүчи Ульрих мундақ дәйду: «Халлиген араллириниң бирсигә йетип бериш үчүн икки саат кетиду. Адәттә биз деңиз теги билән ялаңғидақ маңимиз. Бу әң қолайлиқ усул. Күн соғ чағларда аяқ кийимимизни кийивалимиз».
Су қайтқанда, әтрап әҗайип бир түскә кириду. «Өзүңизни башқа сәйяридә жүргәндәк сезисиз. Деңиз тегиниң бәзи йәрлири латқа билән толған, бәзи йәрлири ташлиқ яки деңиз өсүмлүклири билән қапланған. Асманда деңиз қушлири пәрваз қилип жүриду, деңиз чаянлири вә башқиму җаниварларни учратқили болиду»,— дәйду Ульрих. Бәзидә сәяһәтчиләргә суниң көтирилиши вақтида пәйда болидиған, немисчә Приели дәп атилидиған, ериқлардин өтүшкә тоғра келиду.
Деңизниң теги билән маңидиғанларни һәрхил хәвп-хәтәрләр күтүп туриду. Ульрих мундақ дәп агаһландуриду: «Асанла тенәп қелишқа болиду, болупму деңизни туман қаплиғанда. Шуңа компас вә Йәр шари орун бекитиш системисини (GPS) қоллинимиз. Шундақла суниң қайтишиға дуч келип қалмас үчүн бәлгүләнгән вақитта қирғаққа йетивелишқа тиришимиз».
Бу сәйяһәтниң немә һаҗити бар? Ульрих «Күзитиш мунари» вә «Ойғиниңлар!» журналлирини дайим оқуп туридиған 90 яшлиқ бовай тоғрилиқ сөзләп бәрди. «Бир күни әшу бовайға берип келишкә вақтимиз йәтмәй қалди. Қайтип кетиватқинимизда у бизни велосипед билән қоғлап йетип: —Маңа “Күзитиш мунарини” бәрмәй кетәмсиләр немә?— деди. Әлвәттә, биз хошал болуп униңға журналларни бәрдуқ».