Мәзмунға өтүш

Шингу дәрияси бойидики йезиларда вәзә қилиш

Шингу дәрияси бойидики йезиларда вәзә қилиш

2013-жилниң июль ейи. Жигирмә сәккиз Йәһва гувачиси Бразилияниң Сан-Феликс-ду-Шингу шәһиридики каяпо вә юруна дегән һинди қәбилилири яшайдиған йезиларға сәпәргә атланмақта. Җакалиғучилар узунлиғи 15 метрлиқ қейиқта Шингу дәриясиниң су еқимиға қарши үзүп келиватиду. Амазонка дәриясиниң тармақ еқими болған бу дәрия 2 092 чақиримға созулған.

Уларниң бу сәпәргә чиқишиниң мәхсити немә? Мәхсити – дәрия бойидики йезиларниң турғунлириға Худа Падишалиғи тоғрисида вәзә қилиш. Җакалиғучилар үч күн ичидә Кокрайморо йезисиға йетип барди. Йәрлик турғунлар уларға меһмандостлуқ көрситип, хурсәнлик билән қарши алди. Бир аял қизғинлиқ билән қол ишарәт қиливататти. Шу чағда йол башлиғучи у аялниң немә ейтмақчи болғанлиғини чүшәндүрди: «Бу қол ишарәт “Келиңлар! Силәр билән тонушушни халаймиз!” дегәнни билдүриду».

Гувачилар һәммиси билән – бәзилири билән португал тилида болса, башқилири билән қол ишарәтләрниң ярдими арқилиқ сөзләшти. Худа Сөзигә асасланған рәңлик рәсимлири бар әдәбиятларни пайдилиниш үнүмлүк болди. Көплигән йеза турғунлири әдәбиятларни, болупму «Худаниң Сөзигә қулақ селиң» китапчилирини алди.

Сан-Феликс-ду-Шингу шәһиридә мәхсус пионер болуп хизмәт қиливатқан Жерсон «Муқәддәс китап һекайилири» намлиқ әдәбиятни алған бир әр кишини есиға елип мундақ дәйду: «У китапни көргәндила икки қоли билән тутувелип, униңдин һәтта бир секундқиму айрилғуси кәлмиди».

Бу сәпәрдә Йәһва гувачилири дәрия бойидики йезиларниң миннәтдар турғунлириға 500гә йеқин китап, журнал вә китапчиларни қалдурди. Каватири йезисиниң турғунлири Худаниң йәр йүзини җәннәт қилишқа бәргән вәдисини зеһин қоюп тиңшиди. Каяпо һинди қәбилисидин чиққан Тонжайква исимлиқ бир меһмандост киши: «Җәннәттә адәмләр бизгә охшаш һаят кәчүрәрмикин», – деди.

Сан-Феликс-ду-Шингу шәһириниң турғунлириниң көпинчиси бу сәпәр тоғрисида билгән. Шу сәпәргә маңған Симоне исимлиқ қериндашниң ейтишичә, у яшайдиған шәһәрдики бәзилири җакалиғучиларни шу йезиларға киргүзүдиғанлиғиға гуман қилған. Лекин һеч қийинчилиқ болмиди. «У йәрдә бизни иллиқ қарши алди вә биз һәммисигә вәзә қилалидуқ», – деди Симоне.