Мәзмунға өтүш

Пангасинан тилидики йеңи «дәрислик»

Пангасинан тилидики йеңи «дәрислик»

2012-жили пангасинан тилида нәшир қилинған «Муқәддәс китап һекайилири» китави Филиппиндики бу тилда сөзләйдиған мәктәп оқуғучилири үчүн пайдилиқ қолланма болди. Бу китап дәл вақтида нәшир қилинди десәк болиду, чүнки Филиппин Маарип министрлиги чиқарған буйруққа бенаән, башланғуч синиптики балилар билимни пәқәт ана тилида елиши керәк.

Филиппинда 100дин ошуқ тил болғанлиқтин, синипта қайси тилни ишлитиш мәсилиси узақ вақит давамида музакирә қилинған. Лекин 2012-жили Маарип министрлиги «ана тилни пайдилиниш, оқуғучиларниң мәлуматни яхширақ вә тезирақ чүшинишлиригә» һәссә қошушини етирап қилди. Нәтиҗидә, «Ана тили асасида көп тиллиқ билим бериш программиси» қобул қилинди.

Қоллинишқа талланған тилларниң бири пангасинан тили болди. Лекин мәктәп мәмурийити бир қийинчилиққа дуч кәлди: пангасинан тилида оқуш қураллири интайин аз еди. Дәл шу вақитта, 2012-жилниң ноябрь ейида, Йәһва гувачилириниң вилайәтлик конгресслирида балиларға беғишланған мәзкүр китапниң нәшир қилинғанлиғи елан қилинди.

Конгресста бу китапниң тәхминән 10 000 нусхиси тарқитилди. Балилар вә уларниң ата-анилири бу китапни өз ана тилида елишқа наһайити хурсән болди. Бир ата-ана: «Балилиримиз бу китапта йезилғанларниң һәммисини толуқ чүшәнгәнликтин, уни бәк яхши көрүп оқуйду», – дәп бөлүшти.

Конгресс пүткәндин кейинла, Дагупан шәһиридики бир нәччә яш Йәһва гувачилири «Һекайиләр» китавини өзлири билән мәктәпкә елип барди. У йәрдики муәллимләрниң хошаллиғи қин-қиниға патмиди, чүнки улар бу тилда әдәбият тапалмай қийналған еди. Нәтиҗидә 340-тин ошуқ китап тарқитилди. Муәллимләр китапни қоллириға елиши биләнла, уни балиларға өз ана тилида билим бериш үчүн пайдилинишқа башлиди.

Бу китап балиларниң саватини ечиш мәхситидә пайдилиниватқанлиғи Йәһва гувачилирини наһайити хурсән қилиду. Мошу китапни тәрҗимә қилишқа өз һәссисини қошқан бир тәрҗиман мундақ деди: «Биз әдәбиятларни адәмләрниң қәлбигә йеқин болған ана тиллирида чиқиришниң қанчилик муһим екәнлигини бурундин билгән едуқ. Шу сәвәптинму Йәһва гувачилири Муқәддәс китап вә униңға асасланған әдәбиятларни йүзлигән тилларға тәрҗимә қилиш үчүн аянмай тәр төкмәктә».