Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

АРХИВИМИЗДИН

Дунияниң җай-җайлириға оқуш-йезишни үгитиш

Дунияниң җай-җайлириға оқуш-йезишни үгитиш

 Бразилияда яшаватқан Агостинью мундақ дәйду: «Мән бир йезида туғулдум. Аиләм интайин кәмбәғәл еди. Аиләмгә ярдәм бериш үчүн мәктәпни ташлап, ишләшкә тоғра кәлди». Агостинью пәқәт 33 йешидила оқуш вә йезишни үгәнди. «Оқушни вә йезишни үгәнгәндин кейин, өзүмни һөрмәт қилидиған болдум»,— дәйду у.

 Агостинью Йәһва гувачилири 70 жил җәриянидә оқуш вә йезишни үгәткән 250 000дин ошуқ кишиниң бири. Немә үчүн Йәһва гувачилири бундақ дәрисләрни уюштурған? Бу адәмләргә қандақ пайда әкәлди?

Саватсизлиқ тәлим елишқа тосалғулуқ қилиду

 1930-жилларниң оттурисида Йәһва гувачилири 115 дөләттә вәз қилған. Миссионерлар Муқәддәс китапқа асасланған вә түрлүк тилларда тәрҗимә қилинған нутуқларниң аудио язмилиридин пайдиланған. Бәзидә улар қолида бар болған йәрлик тиллардики әдәбиятларни тарқатқан. Көпинчә адәмләр Муқәддәс китапни үгәнмәкчи болған болсиму, саватсизлиғи сәвәвидин тәлим елиш улар үчүн қийин болған.

 Муқәддәс китапни оқушни билмигән кишиләр у йәрдә йезилған принципларға әмәл қилишни үгиништә қийналған (Йәшуа 1:8; Зәбур 1:2, 3). Улар башқа қийинчилиқларғиму дуч кәлгән. Мәсилән, оқушни билмигән ата-ана үчүн балилириға Муқәддәс китапта йезилғанларни үгитиш асан болмиған (Қанун шәрһи 6:6, 7). Йеңи вәз ейтқучиларму башқиларни үгәткәндә, Муққәдәс китаптики айәтләрни оқуп берәлмигән.

Сават чиқириш дәрислири

 1940 вә 1950 жиллири Йәһва гувачилириниң паалийитигә йетәкчилик қилған Нейтан Норр вә Милтон Хеншель түрлүк дөләтләрни зиярәт қилип, у йәрдә вәз қилиш ишини уюштурушқа ярдәм бәргән. Улар саватсизлиқ кәң тарқалған дөләтләрдә йәрлик филиалларни җамаәтләрдә сават чиқириш дәрислирини уюштурушқа үндигән.

Ньянджа тилидики сават ечиш дәрислигиниң Замбияниң Чингола шәһиридә 1954-жили өткүзүлгән конгресста йоруқ көрүши.

 Филиаллар җамаәтләргә бу дәрисләр һәққидики көрсәтмиләрни әвәткән. Бәзи дөләтләрдә һөкүмәтниң саватсизлиқни йоқитиш программилири жүргүзүлгән еди. Мәсилән Бразилиядики филиал һөкүмәт тәрипидин оқуш дәрисликлири вә оқуш үчүн башқа керәклик нәрсиләрни елип, җамаәтләргә әвәткән. Башқа дөләтләрдә болса, саватсиз кишиләргә ярдәм бериш үчүн Йәһва гувачилириға өз сават чиқириш программисини ойлап чиқиришқа тоғра кәлгән.

 Сават чиқириш дәрислиригә һәммә кишиләр, мәйли әр кишиләр, аял кишиләр, чоңлар яки яшлар болсун, баралиған еди. Бу дәрисләрниң мәхсити һәтта бир җамаәтниң ичидә бирнәччә тилда сөзләйдиған адәмләр болсиму, уларниң һәммисигә ана тилида оқушни үгитиш еди.

Сават чиқириш дәрислириниң пайдиси

 Бу дәрисләр адәмләргә қандақ пайда әкәлди? Мексикидики Йәһва гувачиси мундақ деди: «Һазир Муқәддәс китапта йезилғанларниң мәнасини чүшәнгәнлигим жүригимгә чоңқур тәсир қилиду. Оқушни үгәнгәндин кейин, хошнилирим билән параңлишишқа оңайирақ болди. Униңдин башқа, Муқәддәс китаптики хәвәрни көпирәк адәмләргә йәткүзәләймән».

 Бу дәрисләр Муқәддәс китапни яхширақ чүшинишкә һәссә қошқандин ташқири, башқа тәрәптинму ярдәм бәрди. Бурундиядә яшаватқан Исаак исимлиқ Гувачи мундақ дәйду: «Оқуш вә йезишни үгәнгиним қурулуш саһасида маһаритимни ашурушқа ярдәм бәрди. Һазир болса, мән чоң қурулушларда башқурғучи болуп тирикчилик қиливатимән».

2014-жили Малавиниң Лилонгве шәһиридики Ибадәт өйидә чичева тилида өткүзүлгән сават чиқириш дәрислири.

 Перуда яшаватқан Хесуса исимлиқ аял киши сават чиқириш дәрислиригә қатнишишни башлиғанда 49 яшта еди. У: «Мән өй ишидики аял болғанлиқтин, озуқ-түлүк, йемәк-ичмәк сетивелиш үчүн базарда уларниң түрлирини вә баһасини билишим керәк. Шуңа саватсиз болғанлиғим үчүн бу иш маңа интайин қийин болған еди. Лекин дәрисләргә қатнишип болғандин кейин, маңа базарға берип келиш оңайирақ болди вә өзүмгә ишәнчим ашти».

 Нурғун дөләтләрдә һөкүмәт әмәлдарлири Йәһва гувачилири уюштурған оқуш-йезишни үгитиш паалийитини махтиди. Бүгүнки күндиму Йәһва гувачилири жилдин-жилға барғансири яхшилинип келиватқан дәрис программилири вә қураллиридин пайдилинип, та бүгүнки күнгичә сават ечиш дәрислирини өткүзүп кәлмәктә. Шундақла улар адәмләргә оқушни үгиниш яки билими йетәрлик дәриҗидә әмәсләргә ярдәм бериш үчүн кам дегәндә 720 тилда 224 миллион китапчини нәшир қилип, бесип чиқарған *.

^ 11-абзац Мисал үчүн, «Оқуш вә йезиш билән шуғуллиниң» китапчиси 123 вә «Худаға қулақ селиң» китапчиси 610 тилда бар.