Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

СӘГӘК ТУРУҢЛАР!

Дуния йүзидә баһаларниң күндин-күнгә өсүши. Муқәддәс китап немә дәйду?

Дуния йүзидә баһаларниң күндин-күнгә өсүши. Муқәддәс китап немә дәйду?

 Дуния банкисиниң башлиғи 2022-жил, июньдики докладида мундақ агаһландурди: «Дуния йәнә ихтисадий хәтәргә дуч кәлди. Бу қетим бир тәрәптин мәһсулат вә мулазимәт баһаси тез өрләп, йәнә бир тәрәптин адәмләрниң хәшләйдиған пуллири азайди».

 Хәлиқара пул фонди тәшкилатиниң ейтишичә, «йеқилғу вә йемәк-ичмәкләрниң баһаси тез өсүп, ихтисадий гүлләнмигән дөләтләрдики кәмбәғәл кишиләргә күчлүк зәрбә бәрди».

 Муқәддәс китап бизгә немә үчүн шундақ ихтисадий қийинчилиқларға дуч келидиғанлиғимизни, уларға қандақ тәқабил туралайдиғанлиғимизни вә бу қийинчилиқларниң мәңгү һәл қилиниши үчүн қандақ үмүт барлиғини чүшәндүриду.

«Ахирқи күнләрдә» мал баһасиниң өрлиши

  •    Муқәддәс китапта биз яшаватқан дәвир «ахирқи күнләр» дәп аталған (Тимотийға 2-хәт 3:1).

  •    Әйса Мәсиһ бу заманда «дәһшәтлик һадисиләр» яки һәйвәтлик аламәтләрниң йүз беридиғанлиғини ейтқан (Луқа 21:11). Пул пахаллиғиниң (инфляция) шиддәт билән күчийиши кишиләрни қорқунучқа салиду. Улар өзлириниң кәлгүси вә аилисини қандақ қамдаш һәққидә ғәм-әндишә қилиду.

  •    Муқәддәс Язмилардики Вәһий китавида ахир заманда йемәк-ичмәк баһасиниң өрләйдиғанлиғи бәшарәт қилинған. «“Бир тавақ буғдай бир динариус пулға, Үч тавақ арпа бир динариус пулға сетилиду”... —дегәндәк бир авазни аңлидим» (Вәһий 6:6, Калам тәрҗимиси).

 «Ахир заман» вә Вәһий китавидики бәшарәт һәққидә көпирәк билиш үчүн, «Дуния 1914-жилдин башлап өзгәрди» намлиқ видеони көрүң вә «Төрт чәвәндаз улар кимләр?» намлиқ мақалини оқуң.

Барлиқ ихтисадий қийинчилиқларниң һәл қилиниши

  •    «Улар өйләрни салиду, уларда туриду; Улар үзүмзарларни бәрпа қилиду, улардин мевә йәйду; Улар ясиған өйләрдә, башқа бириси турмайду; Тикилгән үзүмзарлардин, башқа бириси мевә елип йемәйду» (Йәшая 65:21, 22, Калам тәрҗимиси).

  •    «Йәрдә буғдай дени зор болиду, тағлар чоққилирида У молчилиқта» (Зәбур 72:16).

  •    «Езилгәнниң вәйран қилинишини вә намратниң Налисини көрүп, әнди Мән туримән,— дәйду Йәһва» (Зәбур 12:5). a

 Пат арида Худа бир дөләттә әмәс, дунияниң һәммила җайлирида адаләтсиз ихтисадий шараитни йоқ қилиду. У буни қандақ әмәлгә ашуридиғанлиғини билиш үчүн «Адил бир ихтисадий түзүм орнитиш мүмкинму?» намлиқ мақалини оқуң.

 Амма бүгүнки күндиму мал баһаларниң өсүшигә тәқабил турушимизға Муқәддәс китап ярдәм берәләйду. Қандақ қилип? Униңда пулни даналиқ билән ишлитиш һәққидә әмәлий мәслиһәтләр бар (Пәнд-нәсиһәтләр 23:4, 5; Вәз 7:12). Көпирәк билиш үчүн, «Теҗәшлик турмуш кәчүрүң» вә «Бариға қанаәт қилип яшаш» намлиқ мақалиләрни оқуң.

a Худаниң бирдинбир хас исми Йәһва (Зәбур 83:18).