Ихтисадий қийинчилиқлар. Худа Падишалиғи немә қилиду?
Пүтүн дунияниң һәрқайси җай-җайлирида яшайдиған нурғун кишиләр үчүн йетәрлик пул тепиш барғансири қийинға тохтайду.
Бир баянатқа асасланғанда a, кишиләрниң айлиқ мааши интайин төвәнләп кәтти. Бу баянат әгәр һечқандақ иш қилинмиса, «байлар билән кәмбәғәлләр арисидики пәриқ техиму чоң болиду» вә «нурғун ишчи-хизмәтчиләрниң вә уларниң аилилириниң турмуш сәвийиси күндин-күнгә төвәнләп кетиду» дәп агаһландуриду.
Инсаний һөкүмәтләр ихтисадий қийинчилиқларни һәл қилаламду?
Муқәддәс Язмиларда барлиқ ихтисадий қийинчилиқларни, шу җүмлидин адаләтсизлик мәсилисини һәл қилидиған бир һөкүмәт барлиғи чүшәндүрилиду. Язмиларда «асмандики Худа... бир падишалиқни тикләйду» вә бу йеганә һөкүмәт йәрдә йүз беридиған ишларни башқуриду дейилгән (Даниял 2:44, ЙД). Бу һөкүмәт барчә инсанларға ғәмхорлуқ қилиду (Зәбур 9:18). Худа Падишалиғи өз пухралири шат-хорам яшиши үчүн уларниң барлиқ еһтияҗлирини тәминләйду. Инсанларниң һәммиси өзлириниң әҗир-меһнитиниң мевилиридин бәһримән болиду (Йәшая 65:21, 22).
a 2022—2023 жиллиридики Хәлиқара әмгәк тәшкилатиниң баянати