Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Ismail Sen/Anadolu Agency via Getty Images

СӘГӘК ТУРУҢЛАР!

Түркийә вә Сүрийәдә йүз бәргән дәһшәтлик йәр тәврәшләр. Муқәддәс китап немә дәйду?

Түркийә вә Сүрийәдә йүз бәргән дәһшәтлик йәр тәврәшләр. Муқәддәс китап немә дәйду?

  2023-жили, 6-февраль, дүшәнбә күни Түркийә вә Сүрийәдә дәһшәтлик йәр тәврәшләр йүз бәрди.

  •   «Дүшәнбә күни Түркийә вә Сүрийәниң ғәрбий шимал районида йүз бәргән дәһшәтлик йәр тәврәштә 3700дин көпирәк адәм қаза тапти. Қиш пәслиниң соғақ һава райи яриланған миңлиған кишиләрниң вә өй-макансиз қалғанларниң әһвалини техиму қийинлаштурди вә һаят қалғучиларни издәш-қутқузуш ишлириға тосқунлуқ қилди» (Reuters, 2023-жил, 6-февраль).

 Бундақ паҗиәлик вақиәләр һәққидә хәвәрләрни оқуғинимизда яки көргинимиздә, көңлүмиз интайин йерим болиду. Мошундақ көңлүмиз азапланған пәйтләрдә, биз «һәрқандақ тәсәллиниң Пәрвәрдигари» болған Йәһваға a ишәнч бағлап, Униңдин ярдәм соралаймиз (Коринтлиқларға 2-хәт 1:3). Худаниң ярдимидә «Муқәддәс Язмилардин алған тәсәлли арқилиқ үмүткә егә болалаймиз» (Римлиқларға 15:4, ЙД).

 Муқәддәс китаптин монуларни биливалимиз:

  •   Йәр тәврәшләр һәққидә қандақ бәшарәтләр ейтилғанлиғини.

  •   Қәйәрдин тәсәлли вә үмүткә еришәләйдиғанлиғимизни.

  •   Худаниң барлиқ азап-оқубәтләрни йоқ қилидиғанлиғини.

 Муқәддәс китап бу мавзулар һәққидә немиләрни дәйдиғанлиғини биливелиш үчүн

a Йәһва дегән Худаниң хас исми (Зәбур 83:18).