Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Francesco Carta fotografo/Moment via Getty Images

Күндин-күнгә күчийиватқан ялғузлуқ дәрди. Муқәддәс китап немә дәйду?

Күндин-күнгә күчийиватқан ялғузлуқ дәрди. Муқәддәс китап немә дәйду?

 Пүтүн дунияда йеқинда өткүзүлгән бир тәкшүрүшкә асасланғанда a, һәрбир төртинчи киши ялғузлуқ һис қилиду.

  •    «Һәрқандақ адәм, мәйли чоңлар яки кичикләр болсун, һәрқандақ җайда башқа кишиләр билән алақә қилишниң йетишмәслигини баштин кәчүрүши мүмкин (Чедо Пэмбэ, Дуния сәһийә тәшкилатиниң иҗтимаий алақә комиссиясиниң рәиси).

 Бәзиләр пәқәт яшанғанлар яки ялғуз қелип яшаватқанлар ялғузлуқ дәрдини тартиватиду дәп ойлайду. Бирақ яшларму, тән-саламәтлиги яхши, мувәппәқийәт қазанған вә той қилған кишиләрму өзини ялғуз һис қилиши мүмкин. Ялғузлуқ дәрди кишиниң җисманий вә роһий сағламлиғиға еғир тәсир көрситиши мүмкин.

  •    «Ялғузлуқ пәқәт начар һис-туйғу болупла қалмай, кишиниң һаятидики башқа саһаларда зиян йәткүзиду. Башқилар билән мунасивәт үзүш яки алақә қилмаслиқ нәтиҗисидә учриған өлүп кетиш хәвпи тамака чекиш нәтиҗисидә учриған өлүп кетиш хәвпигә охшайду»,— дәйду Вивек Мурти, Америка ташқи кесәлликләр баш дохтури.

Муқәддәс китап немә дәйду?

 Яратқучимиз бизниң ялғузлуқ дәрдини һис қилишимизни халимайду. Худаниң әзәлдин келиватқан нийәт-мәхсити: инсанларниң һемишәм бир-бири билән болған яхши вә қанаәтлинәрлик мунасивәттин һузурлиниши.

  •    Муқәддәс китаптики принцип: «Андин Йәһва Худа: «Инсанниң ялғуз болуши яхши әмәс. Униңға толуқтурғучи болудиған ярдәмчини яритип берәй»,— деди» (Яритилиш 2:18)

 Худа бизниң Униң билән болған мунасивәтни орнитип риваҗландурушимизни халайду. Пәрвәрдигар шундақ вәдә бәргәнки, әгәр биз Униңға йеқинлишишқа тиришсақ, Уму чоқум бизгә йеқинлишиду (Яқуп 4:8).

  •    Муқәддәс китаптики принцип: «Өзиниң Худаға болған муһтаҗлиғини тонуп йәткәнләр нәқәдәр бәхитлик! Чүнки әршниң Падишалиғи уларниңдур» (Мәтта 5:3, ЙД)

 Тәңри бизниң башқа инсанлар билән бирликтә Униңға ибадәт қилишимизни халайду. Яратқучиға башқилар билән биргә ибадәт қилсақ, өзүмизни бәхитлигирәк һис қилимиз.

  •    Муқәддәс китаптики принцип: «Меһир-муһәббәткә вә яхши ишларға дәвәт қилиш үчүн, бир-биримизгә диққәтчан болайли,... умумий учришишлиримизни қалдурмайли, әксичә бир-биримизни илһамландурайли» (Ибранийларға 10:24, 25).

 Ялғузлуқ йеңишкә тиришиш немә үчүн муһим екәнлиги һәққидә көпирәк мәлуматқа еришишни халисиңиз, «Аммивий әхбарат васитилириниң дәвридики ялғузлуқ дәрди» намлиқ мақалини оқуң.

a The Global State of Social Connections, by Meta and Gallup, 2023.