Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ilbusca/E+ via Getty Images

СӘГӘК ТУРУҢЛАР!

Немә үчүн инсанлар течлиқни орниталмайду? Муқәддәс китап немә дәйду?

Немә үчүн инсанлар течлиқни орниталмайду? Муқәддәс китап немә дәйду?

 Дунияниң җай-җайлиридики сәясий рәһбәрләр вә хәлиқара тәшкилатлар течлиқни орниталмайду. Иккинчи дуния урушидин буянқи һәрқандақ вақитқа қариғанда, бүгүнки күндә қанлиқ урушлар вә тоқунушларниң сани барғансири көпәймәктә. Йәр шари аһалисиниң 4-қисми, йәни тәхминән 2 миллиард адәм тоқунушлар бар районларда яшайду.

 Немә үчүн инсанлар течлиққа еришәлмәйду? Муқәддәс китап немә дәйду?

Течлиқни орнитиш инсанларниң қолидин кәлмәйдиғанлиғиниң үч сәвәви

  1.  1. Инсанлар течлиқни орнитиш тиришчанлиқлирини көрсәтсиму, яман миҗәз-хулуқлирини көрсәткәч, течлиққа еришәлмәйду. Муқәддәс китап заманимизда «инсанлар өзинила яхши көрүдиған, пулхумар, өзигә ишинидиған, тәкәббур,... садиқсиз, туққанлиқтин бәзгән,... җаһил,... өзини туталмайдиған, вәһши,... сатқун, мәнмән, мәғрур» болидиғанлиғини бәшарәт қилған (Тимотийға 2-хәт 3:2—4).

  2.  2. Мәйли бир киши яки кишиләрниң мәлум бир топи болсун, Яратқучи Йәһва a Худаниң ярдимисиз барчә қийинчилиқларни һәл қилиш қолидин кәлмәйду. Муқәддәс китап: «Адәм балисиниң йоли униң ирадисидә әмәс. Маңғучи өз қәдәмлиригә йөнилиш берәлмәйду»,— дәйду (Йәрәмия 10:23).

  3.  3. Дуния күчлүк вә зулум һөкүмран Шәйтан Иблисниң қоли астида турмақта. У пүтүн инсанийәтни аздуруп келиватиду (Вәһий 12:9). «Пүткүл дуния Шәйтанниң һөкүми астида болғичә, урушлар вә тоқунушлар йүз бериду (Йоһанниң 1-хети 5:19).

Ким течлиқни орнитиду?

 Муқәддәс китап течлиқни инсанлар әмәс, пәқәт Худа орнитиду дәп бизни ишәндүриду.

  •   «“Мән шуни яхши билимәнки, қандақ нийәтни силәр һәққидә ойлап қойдум,— дәйду Йәһва.— Мән силәргә балаю-апәт әмәс, бәлки течлиқ беримән. Чүнки Мән силәргә келәчәк һәм үмүтни әвәтимән» (Йәрәмия 29:11).

 Худа бу вәдини қандақ әмәлгә ашуриду? «Хатирҗәмлик бәргүчи Худа йеқин арида Шәйтанни аяқ астиңларда йәнчийду» (Римлиқларға 16:20). Муқәддәс китапта «Худаниң Падишалиғи» дәп аталған асмандики һөкүмәт арқилиқ Худа пүтүн дунияда течлиқни орнитиду (Луқа 4:43). Бу Падишалиқниң Падишаси Әйса Мәсиһ йәр йүзи үстидин һөкүмранлиқ қилғанда, инсанлар инақ-иттипақлиқта қандақ яшашни үгиниду (Йәшая 9:6, 7).

a Йәһва дегән Худаниң хас исми (Зәбур 83:18).