Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

СӘГӘК ТУРУҢЛАР!

Пүтүн дунияда температураниң һәддидин зиядә өрләп кетиши. Муқәддәс китап немә дәйду?

Пүтүн дунияда температураниң һәддидин зиядә өрләп кетиши. Муқәддәс китап немә дәйду?

 2022-жили, июль ейида дунияниң җай-җайлирида һава температурисиниң өрләп кетиши һәққидә хәвәрләрни бәргән.

  •   «Хитай һөкүмити бу айда иккинчи қетим тәхминән 70 шәһәрдә һава-райиниң интайин иссип кетидиғанлиғини хәвәр қилип, адәмләрни хәтәрдин агаһландурған» (2022-жили, 25-июль, «CNN Wire Service»).

  •   «Европида һава-райи адәттин ташқири иссиқ болуп кәткәчкә, нурғун дөләтләрдә шиддәтлик орман от апәтлири йүз бериватиду» (2022-жили, 17-июль, «The Guardian»).

  •   «Йәкшәнбә күни Америкиниң һәрқайси җайлиридики нурғун шәһәрләрдә һава температуриси илгирикигә қариғанда һәддидин зиядә өрләп кәтти. Бу язлиқ иссиқ һава Америкиниң Шәрқий деңиз қирғиғи, Җәнубий вә Оттура-ғәрбий қисмиға тарқалди» (2022-жили, 24-июль, «The New York Times»).

 Буларниң һәммиси бизгә немидин хәвәр бериду? Йәр шари ахири яшаш имкансиз җайға айлинамду? Муқәддәс китап немә дәйду?

Муқәддәс китапта иссиқ һава-райи һәққидә бәшарәт қилинғанму?

 Һә. Йәр шари температурисиниң өрләп кетишигә охшаш иш-вақиәләрниң бизниң заманимизда йүз беридиғанлиғи Муқәддәс китапта бәшарәт қилинған. Мәсилән, Әйса Мәсиһ бизниң «дәһшәтлик һадисиләр» яки адәмни чөчүтидиған ғәлитә ишларни өз көзүмиз билән көридиғанлиғимизни алдин ейтқан (Луқа 21:11). Һава температурисиниң һәддидин зиядә өрләп кетиши сәвәплик, нурғун кишиләр инсанийәтниң йәр йүзини гумран қилишидин қорқуватиду.

Йәр шари яшаш имкансиз җайға айлинамду?

 Яқ. Худа йәр-зиминни адәмләрниң мәңгү яшайдиған макани болуш үчүн яратқан (Зәбур 115:16; Вәз 1:4). Яратқучимиз инсанларниң йәр шарини вәйран қилишиға йол қоймайду, әксичә У «йәрни гумран қилғучиларни гумран» қилидиғанлиғини вәдә қилған (Вәһий 11:18).

 Худа йәнә немиләрни вәдә қилғанлиғини көрситидиған пәқәт икки бәшарәтни көрүп чиқайли:

  •   «Дала һәм қағҗирап кәткән җайлар улар үчүн хошал болиду; Чөл-баяван шатлинип зәпирандәк чечәкләйду» (Йәшая 35:1, Калам Тәрҗимиси). Худайимиз Йәр шарини яшашқа болмайдиған чөл-қақас йәргә айландурмай, әксичә вәйран қилинған җайлирини әслигә кәлтүриду.

  •   «Молчилиқ берип, уни мунбәт қилип, Йәргә ғәмхорлуғуңни көрситисән» (Зәбур 65:9). Һәммигә Қадир Худа йәрни бәрикәтләп, уни җәннәткә айландуриду.

 Климат өзгириши Муқәддәс китаптики бәшарәтни қандақ әмәлгә ашуруватқанлиғи тоғрилиқ техиму көпирәк билиш үчүн «Климат өзгириши. Муқәддәс китап немә дәйду?» намлиқ мақалини оқуң.

 Муқәддәс китаптики йәр йүзини әслигә кәлтүрүш һәққидики вәдиләр тоғрилиқ техиму көпирәк билиш үчүн «Йәрни ким қутқузиду?» намлиқ мақалини оқуң.