Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Rui Almeida Fotografia/Moment via Getty Images

СӘГӘК ТУРУҢЛАР!

Сәясий зораванлиқ. Муқәддәс китап немә дәйду?

Сәясий зораванлиқ. Муқәддәс китап немә дәйду?

 Йүз бериватқан нурғун сәясий җинайәтләр дунияниң һәрқайси җайлиридики кишиләрни ғәм-әндишигә салиду.

  •    39 сәясий намзатниң өлтүрүлүши вә башқа шәкилдики сәясий зораванлиқ Мексикиниң 2023 вә 2024-жиллиридики сайлам кампаниясини бузди.

  •    Европа йеқинда 2024-жили 15-майда Словакийә баш министирини қәстләп өлтүрүшкә урунуш қатарлиқ нурғун сәясий зораванлиқ вақиәлиригә гувачи болди.

  •    Америкидики нурғун кишиләр 2024-жили 13-июльда сабиқ президент вә нөвәттики президент намзати Доналд Трампниң сүйқәсткә учриғанлиғини көрүп, чөчүп кәтти.

 Немә үчүн шунчә көп сәясий зораванлиқ вақиәлири йүз бериватиду? Уларниң ахирлишиши боламду? Муқәддәс китап немә дәйду?

Сәясий бөлүнүшләр бәшарәт қилинған

 Муқәддәс китапта «ахир заман» дәп аталған бу дәвримиздә нурғун адәмләрниң инақ-иттипақлиқни бузидиған вә зораван ишларни пәйда қилидиған көзқарашларда болидиғанлиғи бәшарәт қилинған.

  •    «Амма шуни билгинки, ахир заманда интайин тәс вақитлар келиду. Чүнки инсанлар... нашүкүр, вапасиз,... мурәссә қилишни халимайдиған,... вәһший,... сатқун, өз бешимчи, мәғрур... болиду» (Тимотийға 2-хәт 3:1—4, ЙД).

 Униңдин башқа, Муқәддәс Язмиларда исиянлар вә сәйяси топилаңлар қатарлиқ қалаймиқанчилиқларниң бу дәвриниң бир алаһидилиги болидиғанлиғи бәшарәт қилинған (Луқа 21:9). Бирақ сәясий зораванлиқ вә бөлүнүшләр йоқ қилиниду.

Сәясий зораванлиқниң йоқ қилиниши

 Муқәддәс китап Худа барлиқ инсаний һөкүмәтләрниң орниға Өз асмандики һөкүмитини тикләйдиғанлиғини чүшәндүрүп бериватиду.

  •     «Асмандики Худа... бир падишалиқни тикләйду. Бу падишалиқ... пүтүн [башқа] падишалиқларни йоқитип һалак қилиду вә ялғуз өзи мәңгү қалиду» (Даниял 2:44, ЙД).

 Худаниң Падишалиғи инсанларни инақ-иттипақлаштуриду вә пүтүн дунияда течлиқни орнитиду.

  •    Бу Падишалиқниң Падишаси һәмдә Течлиқниң шаһзадиси дәпму аталған Әйса Мәсиһ течлиқниң чеки болмайдиғанлиғиға капаләтлик қилиду (Йәшая 9:6, 7).

  •    Һәтта бүгүнки күндиму Худа Падишалиғиниң пухралири өз ара тинч-инақ өтүшни үгиниду. Муқәддәс китапта ейтилғандәк, нәтиҗидә: «Улар қиличлирини соқиларға, нәйзилирини оғақларға соқуветиду. Хәлиқ хәлиқкә қилич көтәрмәйду вә улар һәтта урушишни үгәнмәйду» (Йәшая 2:3, 4).

 Бу һәққидә көпирәк билим елиш үчүн «Худа Падишалиғи қандақ ишларни қилиду?» намлиқ мақалини оқуң вә «Худа Падишалиғи дегән немә?» намлиқ видеони көрүң