СӘГӘК ТУРУҢЛАР!
Мусапирлар кризиси. Миллионлиған инсанлар Украинадин қечип кәтти
2022-жили 24-февральда Россия Украинаға таҗавуз қилишни башлиди. Бу хәтәрлик вәзийәттә миллионлиған адәмләр өй-маканлирини ташлап қечип кетишкә мәҗбур болғач, еғир мусапирлар кризиси пәйда болди a.
«Бомбилар вә партилашлар. Һәқиқәтән сөз билән тәсвирлигүсиз һаләттә қорқунчлуқ. Пухраларни қутқузуп елип чиқишқа орунлаштурулған поездларниң барлиғини билгәндин кейин, биз өй-бисатлиримизни ташлап қечип кетишни қарар қилдуқ. Һәрбир адәм пәқәт бирла кичик сумкини елишқа болғачқа, биз һәммини ташлап кәттуқ. Биз пәқәт һөҗҗәтләр, дорилар, су вә ушшақ-чүшшәк йемәкликләрни алалидуқ. Биз һәммә нәрсиләрни ташлап, поезд станциясигә бардуқ, әтрапта бомбилар партилавататти». Наталия (Украина, Харьков).
«Шу ахирқи пәйт йетип кәлгичә, биз уруш болмайду дәп ойлиған едуқ. Шәһәрниң бәзи җайлиридин кәлгән партилаш авазлирини аңлидим, деризиләр титрәтти. Мән пәқәт муһим нәрсиләрни елип кетишни қарар қилдим. Әтигән саат 8:00да өйдин чиқип, поезға олтирип Львовға, андин автобусқа олтирип Польшаға бардим». Надя (Украина, Харьков).
Бу мақалидә
Бу мусапирлар кризисиниң һәқиқий сәвәплири немә?
Россияниң һәрбий таҗавузи сәвәплик, Украинадики мусапирлар кризиси башланди. Бирақ, Муқәддәс китап барлиқ мусапирлар кризисиниң техиму чоңқур, йошурун сәвәплирини ашкарилайду:
Инсаний һөкүмәтләр инсанийәтниң муһтаҗлиқлирини тәминләп берилмәй келиватиду. Һөкүмәтләр дайим һоқуқлирини башқиларни тизгинләш яки уларға зулум қилиш үчүн ишлитиду (Вәз 4:1; 8:9).
Шәйтан иблис «бу дунияниң һөкүмдари». У инсанийәткә интайин яман тәсир қилип кәлмәктә. Шуңа, Муқәддәс китап буни ашкарилап мундақ дәйду: «Пүтүн дуния болса у рәзилниң илкидидур» (Йоһан 14:30, Калам; Йоһанниң 1-хети 5:19).
Инсанийәт әсирләрдин бу ян түрлүк еғир қийинчилиқларни баштин кәчүрүп кәлди. Биз һазир яшаватқан дәвир тоғрисида Муқәддәс китапта мундақ пәйғәмбәрлик сөзлири йезилған: «Ахир заманда еғир күнләр болиду» (Тимотийға 2-хәт 3:1, ҺЗ). Буниңдин башқа, урушлар, тәбиий апәтләр, ачарчилиқ вә жуқумлуқ кесәлликләр еғир күнләрни баштин кәчүрүватқанлиғимизни ениқ көрситип бериду. Буларниң һәммиси инсанларни жут-маканлирини ташлап кетишигә сәвәпчи болуватиду (Луқа 21:10, 11).
Мусапирлар қәйәрдин үмүткә еришәләйду?
Муқәддәс китап Яратқучимиз Йәһваниң b мусапирлар вә өй-маканлиридин айрилған кишиләргә ғәмхорлуқ қилип, уларға меһир-муһәббәт көрситидиған меһрибан Худа екәнлигини ашкарилайду (Қанун шәрһи 10:18). У барчә инсаний һөкүмәтләрниң орнини алидиған Худа Падишалиғи дәп атилидиған асмандики һөкүмәт арқилиқ мусапирлар мәсилисини һәл қилидиғанлиғини вәдә қилиду (Даниял 2:44; Мәтта 6:10). Йәһва Худа өз Падишалиғи арқилиқ Иблис Шәйтанни йоқ қилиду (Римлиқларға 16:20). Бу Падишалиқ пүткүл йәр йүзи үстидин һөкүмранлиқ қилип, дөләтләр арисидики чегара сәвәплик келип чиққан бөлүнүшләрни йоқитиду. Йәр йүзидә барчә инсанлар бир аилә кишлири болуп инақ яшайду. Һечким йәнә өз өй-маканлирини ташлап қачмайду. Чүнки Муқәддәс китапта шундақ вәдиләр йезилған: «Уларниң һәр бири өз үзүм тели вә өз әнҗир дәриғи астида олтириду, вә һеч ким уларни қорқатмайду. Чүнки самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Өз ағзи билән шундақ ейтти» (Мика 4:4).
Бүгүн биз учратқан мусапирлар кризисини пәқәт Худа Падишалиғила һәл қилалайду. Яратқучи Йәһва өз Падишалиғи арқилиқ кишиләрни мусапир болушқа мәҗбурлайдиған барлиқ мәсилиләрни йоқ қилиду. Бәзи мисалларни көрүп бақайли:
Уруш. «Тохтатқучидур у [Йәһва] һәммә урушларни» (Зәбур 46:9 [45:10, ҺЗ]). Яратқучимизниң урушларни пүтүнләй йоқ қилидиғанлиғини билиш үчүн «Йәр йүзидә тинчлиқ боламду?» намлиқ мақалини оқуң.
Зулум вә зораванлиқ. «У [Йәһва] халас қилар зулум вә зораванлиқтин уларни» (Зәбур 72:14 [71:14, ҺЗ]). Кишиләр қәлбидә чоңқур йилтиз тартқан көзқарашни қандақ өзгәртәләйдиғанлиғини чүшиниш үчүн «Өчмәнлик дәврини бузуш» намлиқ бир қатар мақалиләрни оқуң.
Намратлиқ. «У [Йәһва] қутқузар налә қилғанларни, ... мәдәткари йоқ йоқсулларни» (Зәбур 72:12 [71:12, ҺЗ]). Яратқучи Алланиң йоқсуллуқ яки намратлиқни кәлтүрүп чиқиридиған барчә мәсилиләрни түп йилтизидин қандақ һәл қилидиғанлиғини көрүш үчүн «Адил бир ихтисадий түзүм орнитиш мүмкинму?» намлиқ мақалини оқуң.
Ачарчилиқ. «Етизларда зираәтләр мол болғай» (Зәбур 72:16 [71:16, ҺЗ]). Меһрибан Худаниң һечкимниң ач қалмаслиғиға қандақ капаләтлик қилидиғанлиғини билиш үчүн «Ачарчилиқ болмиған дуния» намлиқ мақалини оқуң.
Бүгүнки күндә Муқәддәс китап мусапирларға ярдәм берәләмду?
Һә-ә. Муқәддәс китап мусапирларни кәлгүси үмүткә ериштүрүпла қалмай, йәнә уларниң һазир дуч келиватқан қийинчилиқларға тәқабил турушиға ярдәм берәләйду.
Муқәддәс китап принципи. «Саддилар һәммә гәпкә ишинип кетәр. Лекин пәм-парасәтлик киши һәр бир қәдәмни авайлап басар» (Пәнд-нәсиһәтләр 14:15).
Мәнаси. Сиз дуч келишиңиз мүмкин болған хәвп-хәтәрләр вә өзүңизни қандақ қоғдаш һәққидә ойлиниң. Җинайәтчиләрдин еһтият қилиң, чүнки улар мусапирлар қечип барған йеңи җайларда өзлирини бехәтәр һис қилмайдиғанлиғини вә тәҗрибисиз екәнлигини билиду.
Муқәддәс китап принципи. «Йемәк-ичмәк, кийим-кечәк һәм макан-җайимиз болса, шуларға рази болайли» (Тимотийға 1-хәт 6:8).
Мәнаси. Диққитиңизни мал-дунияға қаритиштин сақлиниң. Зөрүр нәрсә-керәклириңиз болса, шуниңға рази болсиңиз, техиму хошал болисиз.
Муқәддәс китап принципи. «Кишиләрниң силәргә қандақ муамилә қилишини халисаңлар, силәрму уларға шундақ муамилә қилиңлар» (Мәтта 7:12).
Мәнаси. Сәвирчан вә ақ көңүл болуң. Сиз көчүп барған йеңи җайларда, кишиләрниң сизни һөрмәтлиши вә қобул қилишиға еришишиңизгә бу пәзиләтләр ярдәм бериду.
Муқәддәс китап принципи. «Һечкимниң яманлиғиға яманлиқ қайтурмаңлар» (Римлиқларға 12:17).
Мәнаси. Начар муамилигә учриғанда, аччиқлинип өч елиштин сақлиниң. Ундақ қилиш вәзийәтни техиму яманлаштуриветиду.
Муқәддәс китап принципи. «Маңа қудрәт Бәргүчигә тайинип һәммә ишни қилалайдиған болдум» (Филипиликләргә 4:13, Калам).
Мәнаси. Һаятиңизда Худани муһим орунға қоюң вә Униңға дуа қилиң. У сиз муһтаҗ болған күч-қувәтни сизгә бериду.
Муқәддәс китап принципи. «Һеч нәрсидин ғәм қилмаңлар. Әксичә һәр қандақ тәливиңлар болса, дуа-тилавәт арқилиқ Худадин тиләңлар вә шүкүр ейтиңлар. Шундақ қилсаңлар, Худаниң кишиләрниң ойлиғинидинму ешип чүшидиған тиничлиғи силәрниң қәлбиңларни вә ой-пикриңларни Әйса Мәсиһ арқилиқ тиничландуриду» (Филипиликләргә 4:6, 7, ҺЗ).
Мәнаси. Мәйли қандақ вәзийәттә болсун, Худадин көңлиңизгә тинч-хатирҗәмлик беришни тиләң. «Филипиликләргә 4:6, 7. Һеч нәрсидин ғәм қилмаңлар» намлиқ мақалини көрүң.
a Таҗавуз башланғандин бир күндин кейин Бирләшкән Дөләтләр Тәшкилати мусапирлар ишлири алий комиссари (UNHCR) сөз қилип, бу кризис әң җиддий әһвал дәп елан қилди. Қисқиғинә 12 күн ичидә икки миллиондин артуқ мусапир Украинадин қечип, хошна дөләтләргә кәткән, йәнә бир миллион киши дөләт ичидә сәргәрдан болуп жүрмәктә екән.
b Йәһва бу Худаниң хас исми (Зәбур 83:18 [82:19, ҺЗ]). «Йәһва, У ким?» намлиқ мақалини оқуң.